шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор алимҗан буғда башчилиқидики бир һәйәт 23-өктәбир түркийәниң қәйсәри шәһиридә зийарәттә болди.
һәйәт зийарәт җәрйанида қәйсәридә йашаватқан бир қисим уйғурлар билән учришип әһваллашти вә «қәйсәри уйғур мәктипи»ни зийарәт қилип, уйғур өсмүрләр билән сөһбәтләшти һәмдә шәрқий түркистан өлималар бирлики тәтқиқат бөлүминиң мудири муһәммәд йүсүп қариһаҗим йазған «ислам әхлақи» намлиқ әсәрни оқуғучиларға тарқитип бәрди.
һәйәт йәнә қәйсәридики пидаий мәдәнийәт тәшкилатини зийарәт қилған болуп, тәшкилатниң башлиқи әһмәд таш әпәнди һәйәтни ишханисида күтүвалди. бу җәрйанда доктор алимҗан буғда түркийә вә дунйаниң һәрқайси җайлирида йашайдиған шәрқий түркистанлиқ уйғур муһаҗирлири, уларниң өзара алақиси, турмуш шараити вә үмидлирини, шундақла шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийитини тонуштурди.
2024-йили 26-өктәбир