турғунҗан алавудун дунйа уйғур қурултийиниң рәисликигә сайланған көрүнүш. 2024-йили 26-өктәбир, сарайево.
10-айниң 26-күни, боснийә-гертсеговинаниң пайтәхти сарайевода чақирилған дунйа уйғур қурултийиниң 8-нөвәтлик омумий қурултийиниң 3-күни өткүзүлгән сайламида турғунҗан алавудун йеңи рәис болуп сайланған.
шәнбә күни, 8-нөвәтлик омумий вәкилләр йиғинида демократик усулда беләт ташлаш вә ашкара назарәт қилиш арқилиқ қурултайниң йеңи рәһбәрлири сайлап чиқилди. бу қетимқи сайламда турғунҗан алавудун қурултай рәисликигә, әркин әхмәтов, зумрәтай әркин вә абдурешит абдулһамитлар муавин рәисликкә сайланди.
рошән аббас ханим д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси болуп сайланди. иҗраийә комитетиниң муавин рәисликигә абдулһәмид қарахан, әркин зунун, мутәллип қурбан вә полат сайимлар сайланди. сайламда йәнә, алақидар комитетларниң рәис вә мәсуллири сайлап чиқилған.
бу қетимқи йиғилиш «д у қ ниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийи», шуниңдәк «боснийә қирғинчилиқидин уйғур қирғинчилиқиға нәзәр» темисидики хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң бирләшмиси болуп, 20 нәччә дөләттин кәлгән вәкилләр билән биргә чәтәллик тәтқиқатчилар, паалийәтчиләр вә парламент әзалири иштирак қилған.
дунйа уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса бу һәқтә бу сайламниң наһайити демократик вә чәтәллик көзәткүчиләрниң назарити астида тамамланған адил бир сайлам болғанлиқини билдүрди.
игилишимизчә, 8-нөвәтлик қурултайниң сайлими хитайниң бесими, паракәндичиликлири вә террорлуқ тәһдитлиригә қаримай, бүгүнму охшашла түркийә, америка, әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң бәзи дипломатлири вә ахбаратчилириниң қатнишишида, шуниңдәк сарайево сақчи идариси вә боснийә алаһидә һәрикәт қисминиң муһапизитидә дағдуғилиқ давам қилған.
дунйа уйғур қурултийи йиғин җәрйанидики муһакимиләр вә сайлам җәрйанлирини йутйуб қанили арқилиқ нәх мәйдандин тарқитип кәлди.
дунйа уйғур қурултийи 8-нөвәтлик қурултийида сайлап чиқилған йеңи рәһбәрлик коллектипи.2024-йили 26-өктәбир, сарайево.
2024-йили 26-өктәбир
дунйа уйғур қурултийи йутйуб қанили: