хитай американиң тәйвәнгә 2 милйард долларлиқ қорал сетишиға наразилиқ билдүрди

бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка мудапийә министирлиқи бәшбурҗәклик бина 25-өктәбир җүмә күни американиң тәйвәнгә 2 милйард доллар қиммитидики қорал сетишни тәстиқлиди, буниң ичидә украинада уруш синиқи елип берилған илғар айропиланға қарши башқурулидиған бомба системисиниң тәйвәнгә тунҗи йәткүзүлүшиму бар.

бәшбурҗәклик бина дөләт мудапиә бихәтәрлик һәмкарлиқ оргининиң ейтишичә, йеңи қорал сетиш соммиси 1 милйард 160 милйон долларлиқ башқурулидиған бомба системиси вә мөлчәрдики 828 милйон долларлиқ радар системисини өз ичигә алидикән. бәшбурҗәклик бина башқурулидиған бомба системисиниң асаслиқ һөддигәрликиниң RTX ширкити болидиғанлиқини ейтти.

бейҗиң даирилири буниңға наразилиқ билдүрүп, хитайниң қәтий «қайтурма зәрбә» беридиғанлиқини, дөлитиниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қәтий қоғдайдиғанлиқини, америкиниң тәйвәнгә 2 милйард долларлиқ қорал-йарағ сетип беришини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини оттуриға қойди.

гәрчә америкиниң тәйвән билән рәсмий дипломатик мунасивити болмисиму, әмма узундин буйан қанунлуқ һалда тәйвәнни өзини қоғдаш васитилири билән тәминләп кәлди, бу әһвал хитайниң наразилиқини қозғайду.

бәш бүрҗәклик бина байанатида мундақ деди: «бу қорал сетиш америкиниң дөләт, иқтисад вә бихәтәрлик мәнпәәти билән бирдәк, чүнки у қобул қилғучи дөләтләрниң қораллиқ күчлирини заманивилаштуруш вә ишәнчлик мудапиә иқтидарини сақлап қелиш үчүн давамлиқ тиришишини қоллайду ».

хитай дипломатийә министирлики шәнбә күни кәчтә елан қилған байанатида, қорал сетишни қәтий әйибләйдиғанлиқи вә қарши туридиғанлиқини вә америкиға рәсмий етираз билдүргәнликини оттуриға қойди.

хитай дипломатийә министирликиниң байанатида мундақ дейилди: «хитай америкини тәйвәнни қоралландурушни дәрһал тохтитишқа вә тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилидиған хәтәрлик һәрикәтләрни дәрһал тохтитишқа чақириду».

йеқинқи йиллардин буйан америкиниң тәйвәнниң әтрапидики һәрбий һәрикәтлирини вә қорал сетип беришини күчәйткән. тәйвән һөкүмити америкиниң тәйвәнгә қорал сетишини қарши алидиғанлиқини билдүрди. игилинишичә, бу байдин һөкүмити мәзгилидә тәйвәнгә 17-қетим қорал сетилиши икән.

тәйвән ташқи ишлар министирлики қорал-йарағ сетишқа қарита мундақ деди: «хитайниң тәһдити алдида, тәйвәнниң вәтинини қоғдашта тәврәнмәс мәсулийити бар, у өзини қоғдаш ирадисини давамлиқ намайан қилиду».

шәнбә күни тәйвән президент мәһкимиси вашингитонниң қорал сетиш үчүн йешил чирақ йеқип бәргәнликигә рәһмәт ейтти. тәйвәнниң йеңи президенти ләй чиңде хитайниң һәрбий тәһдитлиригә қарита мудапийә тәдбирлирини күчәйтмәктә.

2024-йили 27-өктәбир