аллаһ таала каинатни йаратти вә униңға өзгәрмәс қанунийәтләрни бекитти. мәсилән: нәтиҗә йаритиш сәвәб қилиш билән, илим тәһсил қилиш оқуш вә өгиниш билән, кесәлдин сақийиш давалиниш билән, йоқсуллуқтин қутулуш ишләш билән, җәннәтни қазиниш иман вә әмәл билән болғиниға охшаш. бу қанунийәтни һечким инкар қилалмайду вә аллаһ тааладин башқа һечким өзгәртәлмәйду.
әмма аллаһ таала халиса өзи бекиткән ашу қанунийәтләрни өзгәртәләйду, чүнки у ﴿фَعَّалٌ лِмَа йُрِйдُ﴾ « халиғинини вайиға йәткүзүп қилғучидур»[1]. у бирәр ишни қилмақчи болса «бол!» дегән әмри биләнла уни вуҗудқа чиқириду. ﴿ إِнَّмَа أَмْрُهُ إِذَа أَрَадَ шَйًْа أَнْ йَқُолَ лَهُ кُнْ фَйَкُонُ﴾ « аллаһ бирәр шәйини (йаритишни) ирадә қилса, униңға пәқәтла «бол!» дәйду _ дә, у дәрһал болиду»[2]. чүнки, аллаһ таала үчүн мумкин әмәс иш йоқтур, инсанлар үчүн мумкин болмайдиған ишлар униңға оңайду. ﴿ оَкَанَ ذَлِкَ عَлَи аллَّهِ йَсِйрًа﴾ « бу аллаһқа асандур»[3].
йуқирида көргинимиздәк, аллаһ тааланиң бирәр ишни әмәлгә ашуруш үчүн қилидиған иши «бол!» дегән әмрни бериштур. әмма инсанларниң бирәр ишни әмәлгә ашуруш үчүн қилидиған иши аввал сәвәб қилиш, андин аллаһ таалаға тайиништур. чүнки, пәйғәмбәр әләйһиссалам бир адәмниң: «йа рәсулуллаһ! төгәмни аллаһқа тәвәккүл қилип, андин бағлайму йаки бағлап болуп, андин аллаһқа тәвәккүл қилайму?» дегән соалиға : «аввал төгәңни бағлиғин, андин аллаһқа тәвәккүл қилғин»[4] дәп җаваб бәргән.
инсанлар сәвәб қилиш биләнму әмәлгә ашуралмиған йаки сәвәбини қилишқа күчи йәтмигән ишлирини аллаһ таалаға тапшуруп, униңға чин көңлидин илтиҗа қилса, у ишлар аллаһ таалаға йөткәлгән болиду, у чағда аллаһ таала халиса «бол!» дегән әмри билән уни әмәлгә ашуруп бериду. чүнки, аллаһ тааланиң ишларни әмәлгә ашуруши, һаҗәтләрни рава қилиши үчүн бирәр сәвәбкә йаки мөҗизигә еһтийаҗи йоқтур.
дуа тәбиәтниң қанунийәтлирини өзгәртиветиду
кесәлләргә шипалиқ бериш, һаҗәтләрни рава қилиш, зор қийинчилиқлардин чиқиш йоли ата қилиш қатарлиқ ишлар - гәрчә аллаһ таалаға нисбәтән һәммә иш оңай болсиму,- аллаһ таала қилидиған ишларниң әң оңайлири вә әң аддийлири һесаблиниду. чүнки, аллаһ таала халиса тәбиәтниң қанунийәтлирини өзгәртиду. бу униңға наһайити оңайдур. мәсилән: һәзрити мәрйәм бирәр әргә йеқинлашмай туруп бала туғидиғанлиқини аңлап, өзиниң һәйранлиқини басалмай: ﴿ أَнَّи йَкُонُ лِй ғُлَамٌ оَлَмْ йَмْсَсْнِй бَшَрٌ оَлَмْ أَкُ бَғِйًّа﴾ «маңа һечбир адәм йеқинлашмиған турса, мән иппитимни сақлап кәлгән турсам, қандақму мениң оғлум болсун?» дегәндә, җибрил униңға: ﴿ кَذَлِкِ қَалَ рَбُّкِ هُоَ عَлَйَّ هَйِّнٌ﴾ ««уғу шундақ, (әмма) рәббиң ейттики: у маңа асандур»[5] дегән. бала туғуш үчүн әр билән айалниң бир йәрдә болуши тәбиәтниң қанунийәтлиридин бири болуп, буни һечким бузалмайду, әмма аллаһ таала халиса бузиду.
аллаһ тааланиң пәйғәмбири зәкәриййа әләйһиссалам йүз йаштин ашқан, айалиму шундақ, униң үстигә у туғмас айал иди. әмма зәкәрийа әләйһиссалам аллаһ тааланиң қудритигә ишәнгән вә униңдин мумкин әмәсни тилигән . нәтиҗә айәттә көргинимиздәк болған иди. ﴿ ذِкْрُ рَحْмَةِ рَбِّкَ عَбْдَهُ зَкَрِйَّа. إِذْ нَадَи рَбَّهُ нِдَаءً хَфِйًّа. қَалَ рَбِّ إِнِّй оَهَнَ алْعَظْмُ мِнِّй оَашْтَعَлَ алрَّأْсُ шَйْбًа оَлَмْ أَкُнْ бِдُعَаِкَ рَбِّ шَқِйًّа. оَإِнِّй хِфْтُ алْмَоَалِйَ мِнْ оَрَаِй оَкَанَтِ амْрَأَтِй عَақِрًа фَهَбْ лِй мِнْ лَдُнْкَ оَлِйًّа . йَрِثُнِй оَйَрِثُ мِнْ آَлِ йَعْқُобَ оَаҗْعَлْهُ рَбِّ рَضِйًّа. йَа зَкَрِйَّа إِнَّа нُбَшِّрُкَ бِғُлَамٍ асْмُهُ йَحْйَи лَмْ нَҗْعَлْ лَهُ мِнْ қَбْлُ сَмِйًّа. қَалَ рَбِّ أَнَّи йَкُонُ лِй ғُлَамٌ оَкَанَтِ амْрَأَтِй عَақِрًа оَқَдْ бَлَғْтُ мِнَ алْкِбَрِ عِтِйًّа. қَалَ кَذَлِкَ қَалَ рَбُّкَ هُоَ عَлَйَّ هَйِّнٌ оَқَдْ хَлَқْтُкَ мِнْ қَбْлُ оَлَмْ тَкُ шَйًْа﴾ «бу рәббиңниң бәндиси зәкәриййаға қилған мәрһәмитиниң байанидур. у өз вақтида рәббигә пәс авазда мунаҗат қилип мундақ дегән иди: «и рәббим! мән һәқиқәтән күч-қуввитимдин қалдим, чечим ақарди. и рәббим! мән саңа дуа қилип наүмид қалғиним йоқ. мәндин кейин туғқанлиримниң орнумни басалмай қелишидин әнсирәймән, мениң айалим туғмастур, шуңа, сән маңа өз пәзлиңдин маңа варис болидиған, йәқуб әвладиғиму варис болидиған бир (йахши) пәрзәнт ата қилғин. и рәббим! уни сениң разилиқиңға еришидиған бири қилғин». (аллаһ ейтти) «и зәкәриййа! биз һәқиқәтән саңа йәһйа исимлик бир оғул билән хуш хәвәр беримиз, илгири һеч адәмни униңға исимдаш қилмиған идуқ». зәкәриййа ейтти: «и рәббим! айалим туғмас турса, мәнму қерип мүкчийип кәткән турсам, мениң қандақму оғлум болиду?». пәриштә ейтти: «уғу шундақ, (әмма) рәббиң ейттики: бу мән үчүн асандур, сени бурун мән йараттим, һалбуки, сән йоқ идиң»[6].
атисиз инсан йаратқан, туғмас айални туғдурған зат сизниң һәрқанчә зор қийинчилиқиңиз болсиму, наһайити чоң һаҗитиңиз вә мумкин әмәстәк көрүнгән арманлириңиз болсиму, әлвәттә һәл қилишқа қадирдур. чүнки, уларниң һәммиси униңға асандур. сиз үчүн мумкин әмәс ишлар йаратқучи үчүн мумкин ишларниң қатаридидур.
қәлбиңиз иман вә ишәнч билән толсун
аллаһ тааланиң мумкин әмәсләрни мумкин қилиши, тәбиәтниң қанунийәтлирини өзгәртиши[7], отниң көйдүрүш хусусийитини йоқ қилиши[8], деңиздин бир анда қуруқлуқ йол ечиши[9], айни иккигә парчилап көрситиши[10], тағни йөткәп келип инсанларниң үстигә сайивәндәк тиклиши[11], «ешики иман ейтса ейтидуки, өмәр һәргиз иман ейтмайду»[12] деилгән кишиниңкигә охшаш қетип кәткән дилларни йумшитиши вә һәмминиң ғемини йәйдиған дили йумшақ, көйүмчан биригә айландуруши қатарлиқ ишларму сизниң иманиңизни күчләндүрәлмисә, етиқадиңизни мустәһкәм қилалмиса буниң башқа даваси йаки чариси йоқ.
аллаһ тааланиң чәксиз қудритигә, униң тәбиәтниң қанунийәтлирини өзгәртиветидиғанлиқиға ишинип, қәлбимизни иман билән толдурмаслиққа бизниң һечқанда өзримиз йаки сәвәбимиз йоқтур. аллаһ таалаға ишиниш башқа, униңға ишәнч қилиш башқа гәп. биздин тәләп қилинғини униң қудритиниң вә илиминиң чеки йоқлуқиға, һәр нәрсигә қадир икәнликигә чин ишиниш билән бир вақитта униң вәдилиригә вә дуаларни иҗабәт қилидиғанлиқиға ишәнч қилиштур. чүнки, аллаһ тааланиң қудритигә анчә ишәнч қилип кәтмәйдиған, вәдисигә шәк қилидиған, әл қатари дуа қилип қойидиған кишиниң дуаси һәргиз иҗабәт болмайду. чүнки, пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «силәр дуа қилғанда ‹и аллаһ! әгәр халисаң мени мәғпирәт қилғин, әгәр халисаң маңа рәһим қилғин› димәңлар, тәлипиңлар җиддий болуңлар, тиликиңларниң қобул болушиға ишәнч қилиңлар. чүнки аллаһқа һеч нәрсә қийин әмәс»([13]).
аллаһ тааланиң ишики қаққанлар үчүн һәмишә очуқтур
заманимиздики катта өлималардин бири өзиниң бешидин өткәнлирини һекайә қилип мундақ дегән: «мән һәдис илмигә бәк қизиқаттим, әмма йадлаш вә әстә тутуш қабилийитим бәкму төвән болғанлиқтин көп қийлинип кәттим. ахир устазимниң тәвсийәси бойичә, мәһәллимиздики мәсҗидтә етикап қилдим. етиклап җәрйанида аллаһ таалаға көп сәҗдә қилдим, мениң тиликим бирла тиләк болуп, қәлбимни илимгә ечиветишинила тилидим. етикап түгәп узунға қалмай аңлиған һәрбир һәдисни унтуп қалмайдиған болуп қалдим»[14].
сәуди әрәбистанда бир момай өз қиссисини мундақ байан қилған: «мениң бирла оғлум болуп, бирдинбир тиликим униң динда алим болуши вә тоғра йолда мустәһкәм туруши иди. униң универстетни әла нәтиҗә билән пүттүргәнликидин хушаллинип олтурсам, бир күни у америкиға оқушқа баридиғанлиқини ейтти. бу хәвәрни аңлап көңлүм қәтий хатирҗәм болалмиди. андин униңға: ‹җеним оғлум! америка дегән хиристийанларниң дөлити дәйду, мән сениң езип кетишиңдин қорқимән. шуңа оқушуңни бу йәрдә оқусаң болмасму?› дәп йалвурдум. әмма оғлум бу һайатида бир қетим кәлгән пурсәт икәнликини, әгәр һазир бармиса кейин мундақ пурсәткә еришәлмәйдиғанлиқини вә өзини аллаһ таалаға тапшуруши керәкликини ейтип, өз сөзидә чиң турувалди. шуниң билән чарисиз һалда оғлумни америкиға йолға салдим. шу күнидин башлап һәр сәһәр тәһәҗҗуд намизимда оғлумға алаһидә дуа қилидиған, ‹и аллаһ! сән аманәтни қәтий зайә қиливәтмәйдиған қудрәтлик игәмсән, оғлумни саңа аманәт қилдим, уни сақлиғин› дегән дуани тәкрарлайған болдум.
оғлум һәр тәтилдә өйгә келип турди, намазлири вә истиқамити җайида иди. сәккиз йилдин кейин оқушини пүттүрүп қайтип кәлди вә узун өтмәйла мәһәллимиздики чоң мәсҗидкә хатиб болуп тәйинләнди вә һәптидә бир қанчә күн җамаәткә исламий дәрс сөзләйдиған болди. мән бу әһвални бир тәрәптин қаттиқ хушаллиқ, йәнә бир тәрәптин һәйранлиқ билән көзитип турдум. бир күни оғлумдин ‹сән бурун сәуди әрәбистандәк исламниң мәркизидә мәсҗидкә бәзидә чиқип, бәзидә чиқмай, һәтта намазлириңни қаза қилип йүрәттиң. әмди америкида оқуп келип, мәсҗидтин қалмайдиған болуп кәттиң. сәндики бу тәқвалиқ нәдин кәлди?› дәп чақчақ арилаш соривидим, оғлум ‹ана биринчидин сиз мени аллаһқа тапшурған вә һәққимдә көп дуа қилған идиңиз, аллаһ аманитиңизни сақлиди. иккинчидин мән америкиға берип, узун өтмәйла исламий җамаәтләр билән тонушуп, мәктәптин сирт уларниң алимлирида исламий билимләрни оқудум. мана әмди аллаһниң илтипати билән динда вә пәндә тәң йетиштим› деди. хушаллиқимдин дәрһал сәҗдигә баш қойуп, мәрһәмәтлик улуғ рәббимгә шүкүрләр ейттим».
шәйхулислам ибни тәймийә қуран кәрим айәтлиридин бирәр айәтниң мәнисини чүшиниш үчүн бәзидә йүзләрчә тәпсирләргә мураҗиәт қилсиму йәнила тоғрисини тапалмиғанда, талаға чиқип, йүзини тупраққа сүркәп туруп аллаһ таалаға илтиҗа қилатти вә «и давуд әләйһиссаламға өгәткән аллаһ! маңа өгәткин, и суләйман әләйһиссаламға чүшәндүргән аллаһ! маңа чүшәндүргин»[15] дәп дуа қилатти.
өлималардин бири мундақ дәйду: «биз бир қанчә нәпәр өлималар районимиздики мәктәпләрни зийарәт қилиш җәрйанида, көплигән оқутқучи вә оқуғучилар билән сөһбәтләштуқ. шу әснада оқуғучилардин бири биз билән сөзлишиштин өзини чәткә алғуси кәлгәндәк һәрикәттә болди. мән уни йенимға тартип сөзләштим. у наһайити әқиллиқ вә тиришчан бала икән. әмма униң тилида кекәчлик болғанлиқи үчүн башқилар билән сөзлишиштин өзини қачуруп йүридиғанлиқини билдуқ. мән алди билән униң тиришчанлиқини махтидим , андин униңға: ﴿оَаحْлُлْ عُқْдَةً мِнْ лِсَанِй﴾ «тилимдин еғирлиқни көтүрүвәткин»[16] дегән дуани көп оқушини тәвсийә қилип, улардин айрилдим. аридин бирәр йил өткән болуши керәк. биз йәнә шу мәктәпкә берип қалдуқ вә һелиқи бала өз актиплиқи билән алдимизға келип сөзләшкә башлиди. униң тили шунчә раван болуп кәткән идики, униңда кекәчликтин һечбир әсәр қалмиған вә гәп қилғуси келипла туридиған болуп қалған иди».
өлималардин бириниң байан қилишичә, йавропа дөләтлириниң биридә йашайдиған мисирлиқ бир айал рак кесилигә гириптар болған болуп, кесәлниң ахирқи басқучиға берип қалғанлиқини дохторидин аңлайду, қаттиқ биарам болиду вә өмриниң ахирида болсиму бирәр қетим һәрәмгә берип өмрә қиливелишни нийәт қилип сәпәргә атлиниду. өмрә қилиш җәрйанида, аллаһ тааладин гунаһлирини мәғпирәт қилишини тиләп дуа қилиду. айал зәмзәм сүйи ичиш әснасида, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң : «зәмзәм сүйи немә үчүн ичилгән болса шуниң үчүндур, йәни сән уни шипалиқ тәләп қилип ичсәң аллаһ саңа шипалиқ ата қилиду, қорсиқиңни тойғузуш үчүн ичсәң аллаһ сени тойғузиду, уссузлуқтин ичсәң аллаһ сениң уссузлуқуңни кесиду. уни җибрил әләйһиссалам қазған, у исмаил әләйһиссаламға ичкүзүлгәндур»([17]) дегән һәсини есигә елип, зәмзәмни шипалиқ мәқситидә ичиду вә пүтүн вуҗуди билән аллаһ таалаға йүзлинип дуа қилиду, кесилигә шипалиқ тиләйду. айал өмрә ибадитини түгитип, йавропаға қайтиду вә икки һәптидин кейин, дохторға көрүниду. бурун униңға бир қанчә айлиқла өмри қалғанлиқини ейтқан дохтор йеңи анализға қарап өзиниң көзлиригә ишәнмәй қалиду вә қайта-қайта анализ алиду. нәтиҗә йәнила охшаш чиққан болуп, рактин әсәр қалмиған һалда чиқиду. айал аллаһ таалаға шүкүр қилиш үчүн турған йеридә сәҗдигә йиқилиду.
дуани иҗабәт қилиш аллаһ тааланиң вәдисидур
аллаһ таала қуран кәримдә: ﴿адْعُонِй أَсْтَҗِбْ лَкُмْ﴾ «маңа дуа қилиңлар, мән дуайиңларни қобул қилимән»[18] дәп вәдә қилған. йәнә пәйғәмбәр әләйһиссаламға хитаб қилип: ﴿ оَإِذَа сَأَлَкَ عِбَадِй عَнِّй фَإِнِّй қَрِйбٌ أُҗِйбُ дَعْоَةَ алдَّаعِ إِذَа дَعَанِ ﴾ «(и пәйғәмбәр!) мениң бәндилирим сәндин мән тоғрулуқ сориса, (уларға ейтқинки) мән һәқиқәтән уларға йеқинмән. маңа дуа қилса, мән дуа қилғучиниң дуасини иҗабәт қилимән»[19] дегән. шуниму унтумаслиқ керәкки, аллаһ таалаға вәдисигә қәтий хилаплиқ қилмайду.
дуа қилған адәм қош пайда тапиду
аллаһ таалаға дуа қилиш арқилиқ қош пайдиға еришкили болиду. чүнки дуа қилғучи дуа арқилиқ ибадәтниң савабини алиду вә тилигән һаҗити рава болиду. инсан башқа ибадәтләрни көңли башқа йәрдә турупму ада қилип қойуши мумкин. әмма дуани ундақ қилмайду, бәлки аллаһ таалаға болған һаҗитини тили вә дили билән изһар қилип униңға йалвуриду, көз йеши төкиду, һаҗәтлирини тәкрар-тәкра сорайду. дуа мусулман адәмниң қалқинидур. шуниму тәкитләш керәкки, дуа қилиш сәвәб қилишқа зит кәлмәйду.
дуаниң қош пайдилири
аллаһ тааллаға қилинған дуа һәргиз бикарға кәтмәйду. һәрқандақ дуаниң чоқум пайдиси болиду.
1. бәзи дуалар дәрһал иҗабәт болуп, бәндиниң тилики өз вақтида һәл болиду.
2. бәзи дуалар бәндиниң мәнпәәтигә уйғун вақитта иҗабәт болиду. чүнки, бәндә өзиниң пайдисини билмәйду, әмма аллаһ таала билиду. шуңа бәзи дуаларни ашу мәндиниң мәнпәәтигә уйғу вақитта иҗабәт қилиип бериду.
3. йәнә бәзи дуалар бу дунйада иҗабәт болмай, ахирәтлик үчүн дәсмайә орнида сақлап қойулиду. қийамәт күни униңға әсқатиду. мәсилән: бирав көп пул-малға игә болушни йаки катта мәнсәпдар болушни тилисә, навада униң тилигәнлири берилгән тәқдирдә униңға зийанлиқ болса, аллаһ таала униңға көйүнгәнликтин униң тилигәнлирини бу дунйада бәрмәйду вә ахирәткә сақлап қойиду, ахирәттә уни рази қилиду.
4. йәнә бәзи дуалар бәндиниң мәнпәәтигә зийанлиқ болғанлиқтин иҗабәт болмайду, әмма дуа қилғучи ашу дуаси сәвәблик бала-қазадин сақлинип қалиду йаки гунаһи мәғпирәт қилиниду.
дуа дегән қилсиму йаки қилмисиму болидиған иш әмәс
аллаһ таалаға дуа қилиш һәркимниң ихтийаридики йаки артуқчә бир ибадәт әмәс, бәлки у аллаһ тааланиң әмридур. қуран кәримдә ﴿إِнَّ алَّذِйнَ йَсْтَкْбِрُонَ عَнْ عِбَадَтِй сَйَдْхُлُонَ җَهَнَّмَ дَахِрِйнَ﴾ «кимки мениң ибадитимдин баш тартидикән, у харланған һалда дозахқа кириду» дәп агаһландуруш берилгән. йәни кимки маңа дуа қилип, өзиниң маңа моһтаҗ икәнликини изһар қилиштин баш тартидикән, у ахирәттә харланған һалда дозахқа кириду, дегәнликтур. чүнки, пәйғәмбәр әләйһиссалам «дуа— ибадәттур»[20] дәп көрсәткән.
[1] буруҗ сүриси: 16- айәт.
[2] йасийн сүриси: 83- айәт.
[3] ниса сүриси:30- айәт.
[4] имам тирмизи ривайити, 13973- һәдис. (әлламә муһәммәд насируддин әлбаний «һәсән» дәп баһалиған һәдис).
[5] мәрйәм сүриси: 21- айәт.
[6] мәрйәм сүриси: 2-9- айәтләр.
[7] пәйғәмбәрләргә ата қилинған мөҗизиләр адәттин ташқири әһваллар болуп, әйни вақитта бу аллаһ тааланиң тәбиәт қанунийәтлирини өзгәрткәнлики иди.
[8] нәмруд ибни кәнан исимлик падишаһ ибраһим әләйһиссаламни отқа ташлиғанда, аллаһ таала отқа: ﴿ йَа нَарُ кُонِй бَрْдًа оَсَлَамًа عَлَи إِбْрَаهِймَ﴾ «и от! ибраһимға салқин вә аманлиқ болуп бәргин» дәп әмр қилған. (әнбийа сүриси:69-айәт).
[9] ﴿ фَأَоْحَйْнَа إِлَи мُосَи أَнِ аضْрِбْ бِعَصَакَ алْбَحْрَ фَанْфَлَқَ фَкَанَ кُлُّ фِрْқٍ кَалطَّоْдِ алْعَظِймِ ﴾ «шуниң билән биз мусаға: «һасаң билән деңизға урғин» дәп вәһйи қилдуқ, (муса урувиди) деңиз йерилди, (һәрбир йерилған) қисми чоң тағдәк болуп қалди»(шуәра сүриси:63-айәт).
[10] ﴿ ақْтَрَбَтِ алсَّаعَةُ оَанْшَқَّ алْқَмَрُ﴾ «қийамәт йеқинлашти, ай йерилди» (қәмәр сүриси:1- айәт).
[11] ﴿оَإِذْ нَтَқْнَа алْҗَбَлَ фَоْқَهُмْ кَأَнَّهُ ظُлَّةٌ оَظَнُّоа أَнَّهُ оَақِعٌ бِهِмْ﴾ «өз вақтида биз тур теғини (қомуруп келип) уларниң үстигә сайивәндәк көтүргән идуқ». (әраф сүриси:171-айәт).
[12] амир ибни рәбиәниң сөзи (имам тәбәраний ривайәт қилған).
([13]) имам бухари ривайити.
[14] әли җабир әл фәйфийниң «лأнк аллه» дегән әсири, 104- бәт.
[15] әли җабир әл фәйфийниң «лأнк аллه» дегән әсири, 103- бәт.
[16] таһа сүриси: 27-айәт.
([17]) имам бәйһәқий, дариқутни вә һаким ривайити.
[18] ғафир сүриси: 60- айәт.
[19]
[20] имам бухари ривайити.
2024-йили 28-өктәбир