27-өктәбир өткүзүлгән йапонийә парламент сайлимида уйғур қизи арфийә ери (арфийә әли) қайта авам палата әзаси болуп сайланди. арфийә йапонийәниң 2023-йили 4-айда өткүзүлгән парламент сайлимида муһаҗирәттики уйғурлардин тунҗи қетим бу дөләтниң парламент әзалиқиға сайланған иди.
йапонийәниң сабиқ баш вәзири фумийо кишида бу йил 8-айниң оттурилирида вәзиписидин истепа бәргәндин кейин, өктәбир ейида парламент сайлими өткүзүлидиғанлиқи елан қилинғаниди. бу қетимлиқ парламент сайлимида арфийә ери икки һәптигә йеқин давамлашқан тиришчанлиқлар нәтиҗисидә қайта авам палата әзаси болуп сайланған. у бултур 4-айда һакимийәт йүргүзүватқан либерал демократлар партийәсиниң намзати сүпитидә сайламға қатнишип, чиба шәһәрлик авам палата әзаси сайлимида 50 миңдин артуқ аваз билән авам палата әзаси болуп сайланғаниди. әйни вақитта у сабиқ баш вәзир фумио кишиданиң алаһидә көрситишигә вә қоллишиға еришкәниди.
арфийә ери йапонийәниң хитайға қаттиқ қол сийасәт йүргүзүши керәкликини тәкитләп кәлгән. у 27-өктәбир һиндистан вақти қанилиниң зийаритини қобул қилип, уйғурлар һәққидиму тохталди. әрфийә ери уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидә доклат, дәлил-испатларниң оттуриға чиқиватқанлиқини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу мәсилә һәққидә әндишисини билдүргән болсиму, әмәлий қәдәм басмиғанлиқини, дунйаниң, хусусән йапонийәниң хитайни техи толуқ чүшинип йәтмигәнликини тәкитлиди.
уйғур қиз арфийә әли 1988-йили йапонийәниң фукука наһийәсидә туғулған болуп, йапон тилидин башқа, уйғурчә, хитайчә вә инглизчини пишшиқ билидикән. у вашингтондики җорҗи тавн университетида хәлқара мунасивәт вә хәлқара сийасәт кәспидә оқуған, вашингтондики хәлқара сийасәт институти, дунйа банкиси, йапонийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики даимий турушлуқ иш беҗириш орни қатарлиқ орунларда ишлигән.
кийодо агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, һакимийәт бешидики либерал демократлар партийәси бу қетимлиқ сайлам арқилиқ авам палатасида 215 орунға еришкән болуп, һөкүмәт тәшкиллиши үчүн керәк болған 233 орунға йетәлмигән. бу сәвәблик либерал демократлар партийәси башқа партийәләр билән һәмкарлишиши керәк икән.
2024-йили 29-өктәбир