америка һөкүмити хитайниң бир тоқумучилиқ ширкитини уйғур мәҗбурий әмгики қануни бойичә имбарго тизимликиәә киргүзди

америка дөләт земин бихәтәрлики министирлиқи уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлиқ сәвәбидин йәнә бир даңлиқ хитай тоқумичилиқ гуруһиниң мәһсулатлирини чәклигән. 

мәзкур министирлиқ қармиқидики таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң 31-өктәбир елан қилған байанатида, 1-нойабирдин башлап хитайниң хоңкоңни база қилған «йида гуруһи» (Esqual Group)вә униң тармақ ширкәтлиридин «гуаңдуң йида тоқумичилиқ чәклик һәссидарлиқ ширкити», «турпан йида тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити» қатарлиқларниң мәһсулатлириниң америкаға киришини чәкләнгән. 

буниң билән америка дөләт земин бихәтәрлики министирлиқиниң «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» бойичә, мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәклигән хитай ширкәтлириниң сани 78 йетип барған. америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи «йида гуруһи» ниң «санҗи йида тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити» ни 2022-йики қарар тизимликкә киргүзгән иди.

америка таможна вә чегра башқуруш идарисиниң қәйт қилишичә, буниңға қошумчә «йида гуруһи» ниң уйғур елидики йәнә бир тармақ ширкити болған «санҗи йида тоқумичилиқ һәссидарлиқ чәклик ширкити» давамлиқ чәкләш тизимликидин орун алған болсиму, лекин бу ширкәт чәкләш тизимликиниң бир тармиқидин чиқирилип, йәнә бир тармиқиға қошулидикән. «йида гуруһи» өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини изчил рәт қилип кәлгән болсиму, әмма америка ана вәтән хәвпсизлики министири алихандро майоркас, гумандарларни давамлиқ җавабкарлиққа тартидиғанлиқини ейтқан.

америкидики мусулманларниң әң чоң аммиви тәшкилати болған америка-ислам мунасивәтләр кеңиши (CAIR)1-нойабир байанат илан қилип, америка һөкүмитиниң бу қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрди. мәзкур тәшкилатниң дөләтлик алақә дериктори ибраһим хупербайанатта мундақ деди: «биз уйғур мәҗбурий әмгәк күчи тәминлигән материйаллар билән ишләпчиқирилған мәһсулатларниң киришини чәкләшни қарши алимиз һәмдә башқа дөләтләрниңму мушуниңға охшаш һәрикәт қоллинип , хитай һөкүмитиниң шинҗаң аптоном районидики ирқий қирғинчилиқиға қарши турушни үмид қилимиз».

2024-йили 2-нойабир