америкида әтә 2024-йиллиқ президент сайлими өткүзүлиду

2024-йиллиқ америка президент сайлими 11-айниң 5-күни сәйшәнбә өткүзүлиду. бу сайлам америкиниң 60-нөвәтлик президент сайлими болуп, шуниң билән бир вақитта парламент сайлимиму өткүзүлиду. сайламда авам палатасидики 435 нәпәр парламент әзаси билән кеңәш палатасидики 100 палата әзасидин 33 нәпири йеңидин сайлиниду вә америкиниң 119-нөәтлик дөләт мәҗлисини шәкилләндүриду.

бу нөвәтлик сайламда, 2017-2021 йиллири арисида америкиниң президенти болған доналд трамп билән 2021-йилидин буйан америкиниң муавин президенти болуп келиватқан камала харрис риқабәтлишиду. башқа намзатлар бар болсиму, лекин америкида икки чоң партийә болғачқа сайламда җумһурийәтчиләр билән демократлардин бири ғәлбә қилиду. трамп җумһурийәтчиләрниң намзати, харис болса демократларниң намзати. демократлар партийисиниң әсли намзати һазирқи президент җов байдин болуп, сайламға бир нәччә ай қалғанда намзатлиқтин ваз кәчти вә орниға камала һарисни көрсәтти. камала харрис ғәлбә қилип қалса, америка тарихидики тунҗи айал президент болиду. 

америка президент сайлими омумий сайлам дәпму атилиду, һәр төт йилда бир қетим өткүзүлидиған сайлам болуп , президент вә муавин президент сайлинду. америкида 1792-йилдин башлап һәр төт йилда бир сайлам өткүзүлүп кәлгән. шундақла, 1845-йили сайлам күни 11-айниң 1-күнидин кейинки тунҗи сәйшәнбә қилип бекитилди.

америка сайлими бивастә сайламдин пәрқлиқ болуп, бир шитатта сайлиғучиларниң көп санлиқ авазиға еришкән намзат бу шитаттики барлиқ авазға еришкән болиду. америка пирезидентлиқ сайлимида сайлам өмики (Electoral College) түзүми қоллинилиду. сайлам өмики түзүми 1787- йилидики федератсийә асасий қануни түзүш йиғинида бәлгиләнгән. әң дәсләпки бәлгилимигә асасән, көп қисим шитатларниң сайлиғучлирини шитатлиқ парламент таллап әвәтиду. сайлиғучилар дөләт бойичә бир туташ бекитилгән күндә һәр қайси шитатларда биләт ташлап пирезиденти сайлап чиқиду. сайлам өмикиниң көп санлиқ билитигә еришкән киши пирезидент болиду, иккинчиликкә еришкән киши муавин пирезидент болиду.

сайлам өмики пүткүл америкидики 538 нәпәр сайлиғучидин тәшкил тапқан. америкидики һәр қайси шитатлар игә болған сайлиғучилар биләт сани бу шитатниң америка дөләт мәҗлисидики кеңәш палата вә авам палата әзалириниң сани билән тәң. кеңәш палата әзалириниң сани 100 болуп, америкидики 50 шитатниң һәр биридин икки нәпәрдин кеңәш палата әзаси бар. авам палата әзалириниң сани болса һәр қайси шитатларниң нопус нисбитигә асасән бәлгилиниду. буниңдин башқа, пайтәхт вашингтондики коломбийә алаһидә райониниң үч нәпәр сайлиғучи билити бар. дөләт бойичә өткүзүлгән сайламда, бу 538 биләттин аз дегәндә 270 биләткә еришкән намзат пирезидентлиққа сайлиниду.

бу нөвәтлик сайлам америка әң қутуплашқан бир дәврдики сайлам дәп қаралмақта. 

2024-йили 4-нойабир