түркийә билән қирғизистан түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғинида 19 келишим имзалиған

түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн қирғизистанға барған түркийә президенти рәҗәп тайип әрдоған бишкәктә қирғизистан президетни садир җапароф тәрипидин күтүвелиған болуп, икки дөләт арисида һәрқайси саһәләрдики һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн 19 келишим имзаланған.

түркийә һөкүмәт мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә билән қирғизистан бихәтәрлик, санаәт, енергийә, маарип, сәһийә вә мәдәнийәт қатарлиқ нурғун саһәләрдә икки тәрәплик һәмкарлиқни күчәйтишни мәқсәт қилған 19 келишим имзалиған.

мурасимда, әрдоған билән җапароф «түркийә җумһурийити билән қирғизистан җумһурийити оттурисидики истратегийилик шериклик мунасивитини универсал истратегийилик шериклик дәриҗисигә көтүрүш тоғрисидики бирләшмә хитабнамигә» имза қойған.

әрдоған чапароф билән өткүзгән ахбарат илан қилиш йиғинида, икки дөләт оттурисидики йиллиқ сода һәҗиминиң 2 милйард доллар әтрапида икәнликини, буни 5 милйард долларға чиқириш керәклик тәдбирләрни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

садир җапароф түркийәниң қирғизистанниң 62 милйон 300 миң долларлиқ қәрзини бикар қилғанлиқини елан қилди. җапароф «бу қәдәм икки дөләтниң һәмкарлиқини күчәйтиду вә қирғизистан үчүн зор иқтисадий қутқузуштин дерәк бериду» деди. у йәнә түркийәниң қәрзни бикар қилиш қарариға рәһмәт ейтиш билән бир вақитта , у қәрзләрниң «йешил иқтисад» түрлиригә қаритилишини оттуриға қойди.

игилиншичә, әрдоған җапарофқа түркийәниң йәрлик маркилиқ аптомобилини совға қилған. җапароф әрдоғанға «манас ордини» тәқдим қилған. 

11-нөвәтлик түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини бүгүн 6-нойабир қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә өткүзүлиду. 

2024-йили 6-нойабир