5-нойабир сәйшәнбә күни өткүзүлгән 2024-йиллиқ президент сайлимида, сабиқ президент доналд трамп 266 авазға еришкәндин кейин қайтидин америка президентлиқиға сайланғанлиқини елан қилди.
рәқиби камала харрис һазирғичә 224 авазға еришти. президент болуп сайлиниш үчүн 270 авазға еришиши керәк.
көп қисим шитатларда сандуқла ечилип сайлам нәтиҗиси муқимлашқан болуп, бир қисим шитатларда беләт санаш давамлашмақта.
игилинишичә, трамп 130 йилдин буйан ақсарайға қайта келәлигән тунҗи президент икән. у 2017 вә 2021 йиллири арисида президент болған иди.
трамп вәзипә өтигән мәзгилдә хитай билән болған содидики тәңпуңсизлиқ вә сода уруши қиззиқ тема болди. трамп һөкүмитиниң ташқи ишлар министири майк помпео уйғурларни көп тилға алған сийасионларниң бири болуп, у вәзипә өтигән ахирқи күни йәни 2021-йили 19-йанвар хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини илан қилди.
йәнә бир тәрәптин, трампниң сабиқ ақсарай бихәтәрлик мәслиһәтчиси кейинчә йазған китабида, трампниң ши җинпиң билән көрүшкәндә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан йиғивелиш лагери сийаситигә көз йумғанлиқини оттуриға қойди.
бу техи рәсмий сайлам нәтиҗиси һесабланмайду. қаидә бойичә, 12-айниң 17-күни сайлам институти йиғилип кимниң ғәлбә қилғанлиқини җәзимләштүриду. 2025-йили 1-айниң 6-күни дөләт мәҗлиси йиғилиду вә йеңи президенти рәсмий елан қилиду.
2024-йили 6-нойабир
төвәндики улиништин америка президентлиқ сайлиминиң тәртиплири һәққидә техиму көп мәлуматқа игә болалайсз:
америка пирезиденти қандақ сайлап чиқилиду?