«100 мәшһур уйғур» намлиқ китабниң йаш-өсмүрләр нусхиси нәшрдин чиқти

түркийәдә йашаватқан актип паалийәтчи муһәммәт турсун уйғур әпәнди йаш-өсмүрләр үчүн тәййарлиған «100 мәшһур уйғур» намлиқ китаб нәшрдин чиқти.

мәзкур китаб дунйаниң һәрқайси җайлирида йашаватқан, өз миллитиниң тарихини, тарихий шәхслирини билишкә интиливатқан уйғур йаш-өсмүрлири үчүн тәййарланған болуп, әвлад нәшрийати тәрипидин нәшр қилинди.

муһәммәт турсун уйғур әпәнди бу китабини 2017-йили нәшр қилинған, зор һәҗимдики икки томлуқ «100 мәшһур уйғур» намлиқ китаб асасида ихчамлаштуруп тәййарлиған болуп, уйғурларниң һәрқайси тарихий дәврлиригә зор тәсир көрсәткән, миладидин бурунқи 7-әсирдин бу әсиргичә йашап өткән мәшһур уйғурларниң һайати қисқичә тонуштурулған.

китабниң тәһрир сөзидә муну мәзмунлар қәйт қилинди: «мустәқиллиқимизни әслигә кәлтүрүш күришимиздә алди билән хәлқимиздә миллий аң, миллий роһни йетилдүрүшимиз лазим. уйғурларниң тарихида қурулған, дунйаға тәсир көрсәткән шанлиқ империйә вә дөләтлириниң болғанлиқини, уйғур  хәлқиниңму башқа дөләт вә милләтләрдәк дунйави алим вә мәшһур шәхслириниң болғанлиқини билдүрүшимиз керәк. йазғучи муһәммәт турсун уйғурниң бу китаби ашуларни мәқсәт қилған. шуңа һәрбир вәтәндашниң китаб ишкапида 100 мәшһур уйғур китабиниң болушини, пәрзәнтлиригә өз тарихини өгитиштә бу китабни оқушлуқ қилишини үмид қилимиз».

китабниң аптори муһәммәт турсун әпәндиниң билдүрүшичә, китаб өзгичә алаһидилик билән йезилип һазирланған болуп, җәмий 238 бәт. муқависи қаттиқ ташлиқ һәм қапартма нәқишлик. барлиқ бәтлири 1 - дәриҗилик рәсим қәғизи болуп, рәсимлик һәм рәңлик. китабниң мундәриҗисидин башқа барлиқ шәхсләрниң тәрҗимиһали, тәһрир сөзи вә кириш сөздин тартип узун - қисқилиқи охшаш һалда бир варақ, икки бәттин қилип йезилди.

бу китаб нөвәттә истанбулдики һәрқайси китабханиларда сетилмақта. 

2024-йили 7-нойабир