истанбулда иккинчи қетимлиқ «хәлқара уйғур тебабити илмий муһакимә йиғини» өткүзүлди

7-нойабир истанбулға җайлашқан сабаһаттин заим университетида иккинчи қетимлиқ хәлқара уйғур тебабити илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

йиғинға уйғур тебабити, доригәрлики саһәсидики шәхсләрни өз ичигә алған 200 дин артуқ киши қатнашти. йиғин қуран кәрим тилавити билән башланғандин кейин, уйғур тебабити тәтқиқат вәқфи рәиси пирофессор мутәллип әли һаҗи әмчи ечилиш сөзи қилип, шәрқий түркистанда уйғур тебабити хитайниң вәйран қилишиға учраватқан бир шараитта бу йиғинниң ечилғанлиқини, йиғинниң мәқсәтлирини қисқичә сөзләп өтти. арқидин шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда, сабаһаттин заим университети бөлүм мудири қатарлиқ затлар сөз қилди.

бу қетимлиқ йиғинға америка, әнглийә, канада, һиндистан, пакистан, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, бенгал қатарлиқ он нәччә дөләттин йиғинға қатнишалмиған мутәхәссисләр тәбрикнамә йоллап, хәлқара уйғур тебабити илмий муһакимә йиғининиң ечилғанлиқидин наһайити хушал болғанлиқини, уйғур тебабитиниң техиму тәрәққий қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүшти.

465922688_1078424010483596_1625944963797055144_n

йиғинға иштирак қилған түрк меһманларму сөз қилип, түркийәниң әнәниви тебабәткә, хусусән уйғур тебабитигә еһтийаҗлиқ икәнликини, бу йиғинниң улар үчүн интайин муһим әһмийәткә икәнликини билдүрди. йиғинда устазлар тәййарлиған он нәччә мақалә муһакимә қилинди вә бир түркүм мутәхәссисләр вә меһманларға тәқдирнамә тарқитилди.

тунҗи қетимлиқ хәлқара уйғур тебабити илмий муһакимә йиғини 2019-йили 29-декабир истанбулда өткүзүлгәниди. нөвәттә хитай уйғур тебабитини йоқитишқа урунуватқан, узун тарихқа игә ретсепларни оғрилап, мәнпәәткә еришиватқан бир мәзгилдә, муһаҗирәттики уйғур тебабити мутәхәссислири бу муһим тарихий мираслирини қоғдаш, раваҗландуруш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

2024-йили 9-нойабир