нйуйорк вақит гезити тайландта 10 йилдин буйан бигунаһ тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидә мәхсус хәвәр ишлигәндин кейин, хитайға қарши хәлқара парламентлар иттипақи бу уйғурларниң мәсилисигә көңүл бөлүш вә һәл қилиш һәққидә чақириқ қилди.
нийуйорк вақит гезити 8-нойабир елан қилған мәхсус хәвиридә һәсән имам исимлик уйғур йашниң сәргүзәштилирини байан қилиш арқилиқ, тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң сани, уларниң немә сәвәбтин чәт әлгә қечип чиққанлиқи, бир қисминиң түркийәгә келиши, бир қисминиң хитайға қайтурулуши, нөвәттә тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 уйғурниң ечинишлиқ әһвали қатарлиқ нуқтиларни тәпсилий йорутуп бәргән.
тәтқиқатчилар нәйрула әлима (Nyrola Elimä) вә бән маук (Ben Mauk) икки йил вақит сәрп қилип ишлигән хәвәрдә, қағилиқ наһийәсидә пиланлиқ туғут сиртида туғулған һәсән имам қара нопос болғач сақчилар вә кадирлардин йошурунуп өткән балилиқ һайати, үрүмчи вә хотәндә оқуш тарихи, кийин тайлант арқилиқ түркийәгә учуш сәпиридә, тайлантта тутулуп қилип, қара төһмәтләр билән солап қойулғанлиқи, тайлант түрмисидә кисәллик билән түгәп кәткән уйғурлар, нөвәттә тутуп турулуватқан уйғурларниң хәтәрлик әһвали, инсан һәқлири тәшкилатлири, б д т қатарлиқларниң хиттайдин қорқуп уларға көңүл бөлмәслики, ахирида түркийәгә саламәт кәлгәнлики қатарлиқ азаплиқ сәзгүзәштиләр тәпсилий йизилған.
хиттайниң төһмити билән «һиҗрәтчи тирорист» аталған, тайланттики партилашқа зормузор чеитилған, интирполниң қара тизимликигә чүшкән, бирләшкән дөләтләр тәшкилати уларни қутқузуштин йүз өригән ашу бигунаһ уйғурларни ақлаш вә қутқузуп чиқиш үчүн 26 дөләттики 50 парламинт әзалири «парламинтлар ара хиттайға қарши хәлқара иттипақ» (IPAC) намида ашкара байанат илан қилди вә б д т дин уларни қутқузушни ашкара тәләп қилди. парламент әзалири 10-нойабир нийуйорк вақит гезитиниң мәхсус хәвирини нәқил кәлтүргән асаста, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң көчмәнләр ишлири алий комиссари филиппо гирандиға очуқ хәт йезип, тайланд түрмисидики уйғурларниң мәсилисигә көңүл бөлүшкә вә қол тиқишқа чақирди.
очуқ хәттә тайланд түрмисидики уйғурларниң начар шараитта туруватқанлиқи, уларниң аилә әзалири вә адвокатлири билән алақилишалмайдиғанлиқи, инсаний һоқуқлири вә саламәтлик әһвалиниң әндишә қозғайдиғанлиқи, әгәр улар хитайға қайтурулуп қалса, хитайниң зийанкәшликигә учрайдиғанлиқи, шуңа б д т бу мәсилигә қол тиқип, йаман ақивәтниң алдини елиши керәклики қәйт қилинған. мәзкур хәткә хәлқара парламентлар иттипақиниң 26 дөләттики 50 кә йеқин парламент әзаси имза қойған.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң (HRW) истатистикисиға асасланғанда, 2014-йилидин башлап тайландта тәхминән 350 уйғур тутулған болуп, буниң ичидә 172 айал вә бала 2015-йили 7-айда түркийәгә йөткәп орунлаштурулған. 109 әр киши хитайниң бесими билән хитайға қайтурулған болуп, шуниңдин буйан из-дерәксиз ғайиб болған. һазир тутуп турулуватқан 50 кә йеқин уйғур начар түрмә шараитида туруватқан болуп, бултур абдуллаһ абдуләзиз, мәттохти мәтқурбан исимлик икки уйғурниң түрмидә қаза қилғанлиқи мәлум болғаниди.
2024-йили 10-нойабир