шәрқий түркистан тәшкилатлири истанбулда бирликтә шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатирлиди

муһаҗирәттә хитайға қарши миллий мустәқиллиқ һәрикити елип бериватқан дунйа уйғур қурултийи, уйғур академийәси, уйғур һәрикити тәшкилати, шәрқий түркистанлиқлар федиратсийәси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур тәтқиқат мәркизи, шәрқий түркистан вәхпи, дунйа уйғур йазғучилар ойушмиси, уйғур илим мәрипәт вәхпи вә тәклимакан уйғур нәшрийати қатарлиқ шәрқий түркистан тәшкилатлириниң һәмкарлиқида, 1933-йили 12-нойабир қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийәтиниң 91-йили вә 1944-йили 12-нойабир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтиниң 80-йили мунасивити билән бүгүн 10-нойабир йәкшәнбә әтигән саәт 09:00 да истанбул гүнгөрәндә шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш йиғини мувәппәқийәтлик өткүзүлди.
 
йиғинға истанбулдики тәшкилат рәһбәрлири, зийалийлар вә оқуғучилар болуп көп санда шәрқий түркистанлиқ қатнашти.
 
йиғинға уйғур академийәси вәхпи рәиси абдулһәмид қарахан рийасәтчилик қилди, йиғинда алди билән қуран тилавити қилинди вә вәтән үчүн әзиз җанлирини бәргән шеһитлиримиз үчүн бир минут сүкүттә турулди. арқидин шәрқий түркистан миллий марши вә түркийә истиқлал маршлири оқулди.
 
арқидин йиғин тәртиплигүчи дунйа уйғур қурултийи диний ишлар комитети мудири абдуҗелил туран әпәнди ечилиш сөзи қилди.
 
улапла дунйа уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң мәхсус йиғинға атап әвәткән синлиқ тәбрик сөзи сорун әһлигә қойулди. арқидинла абдулһәмид қарахан әпәнди уйғур академийәси рәиси доктор ришат аббас әпәндиниң тәбрик сөзини сөзини оқуп өтти. дунйа уйғур қурултийи муавин рәиси вә истанбулдики дунйа уйғур қурултийи вәхпи рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди ечилиш сөзи сөзлиди. униңдин кейин уйғу һәрикити тәшкилати рәиси һәм шундақла дунйа уйғур қурултийи иҗраийә рәиси рүшән аббас ханимниң вә америка уйғур тәтқиқат мәркизи мудири аблеким идрис әпәнди мәхсус йиғинға атап әвәткән синлиқ тәбрик сөзлири сорун әһлигә қойулди, ечилиш мурасиминиң ахирида шәрқий түркистанлиқлар федиратсийәси рәиси әмир һәсән һаҗим сөз қилди.
 
9 kişi ve yazı görseli olabilir
 
йиғинниң ечилиш қисмидин кейинла доклат қисмииға өтүлди, алди билән истанбул мәдәнийәт университети оқутқучиси дотсент доктор алимҗан буғда әпәнди шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң дөләт қурулмиси һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди, у қәшқәрдә қурулған биринҗи җумһурийәтниң асан қорулмиғанлиқини, әмма бу җумһурийәтниң наһайити қисқа вақит ичидә дөләтниң асаси қануни, байриқи, пули вә паспорти қатарлиқ пакитлиқ мәнбәләр билән тәминлигәнликини тәкитләп, бизләрни шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикитидә наһайити үлгилик рол ойниғанлиқини оттуриға қойди.
 
арқидин сәлчуқ университети оқутқучиси доктор адилҗан әруйғур әпәнди җумһурийәтниң қурғучилири вә әҗдатлиримизниң бизләргә қалдурған мираси: исйан темисида докилат бәрди, у докилатида иҗтимаий җәмиийәтшунаслиқ ноқтисидин чиқиш қилип туруп, тарихта әҗдатлиримиз һәр заман һәқсизликкә қарши чиқиш роһи сәвәбидин милләтни қутулдуруш үчүн әзиз җанлирини пида қилғанлиқлири, күнимиздиму пәқәтла йахши бир инсан йаки йахши бир мусулман болушниңла ойлап хитайниң зулимиға қарши чиқмайватқан бир түркүм уйғурларниң әмди ойғиниши керәкликини, сани аз болсиму аз бир қисим адаләтпәрвәр уйғурларниң исйанкар роһиниң милләтни заваллиқтин қутулдиридиған һәл қилғуч амил икәнликини тәкитләп, үмитватлиқ билән зулумға қарши актип һәрикәт қилишниң муһимлиқини оттуриға қойди.
 
мәзкур йиғинда йәнә уйғур тарихчиси турғун алмас әпәнди туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи хатириләнди вә мәрһум турғун алмас әпәндиниң һайати вә униң уйғур тарихшунаслиқиға қошқан төһписи дунйа уйғур йазғучилар ойушмиси баш катиби абидә аббас нәсрин ханим тәрипидин әсләп өтүлди.
 
арқидин улапла, дунйа уйғур қурултийи сабиқ мувәққәт рәиси вә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди архипларда шәрқий түркистан җумһурийәтлири билән хитай җумһурийити арисидики теничлиқ келишимлири темисида докилат бәрди. у докилатида 1944-йили 12-нойабир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуш җәрйани, совит иттипақиниң бу җумһурийәткә көрсәткән тәсири, хитай билән елип урушлар вә теничлиқ келишимлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди вә әйни вақиттики хәлқара вәзийәтни йахши күзитәлмигәнлики үчүн шәрқий түркистан дөлтиниң йиқилғанлиқини дәп, уйғурлар чоқум тарихтин савақ елип, хәлқара вәзийәтни йахши чүшиниш арқилиқ, милләтниң кәлгүси йол хәритисини сизишқа теришиши керәкликини тәкитлиди.
 
докилат қисминиң ахирида, дунйа уйғур қурултийи вәхпиниң һәйәт әзалиридин әкбәр нурлуқ әпәнди, шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлидин мәрһум әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 110 йиллиқи мунасивити билән әхмәтҗан қасиминиң һайати вә униң шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күришидики һәл қилғуч роли һәққидә мәлумат бәрди.
 
йиғинниң докилат қисми ахирлашқанда, уйғур илим мәрипәт вәхпи рәиси һәбибуллаһ көсәни әпәнди шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қуруш вә милләтни қутулдуруш йолида әзиз җанлирини бәргән барлиқ шеһитлиримизға атап дуа қилди вә пат арида әслигә келидиған шәрқий түркистан җумһурийитимииз үчүн һәммә бирдәк теришиши керәкликини тәкитлиди.
 
йиғин ахирида йиғин тәртиплигүчи дунйа уйғур қурултийи диний ишлар комитети мудири абдуҗелил туран әпәнди йепилиш сөз қилди вә абдуҗелил туран әпәнди өзи йазған дунйа уйғур қурултийи тәрипидин нәшир қилинған шәрқий түркистан җумһурийити намлиқ китабини йиғинда докилат бәргән зийалийларға вә йиғинниң ғәлбилик болишиға күч чиқирип һәмкарлиқ қилған тәшкилат рәһбәрлиригә рәһмитини билдүрүп уларға тәқдим қилди вә хатирә рәсимгә чүшти.
 
сәрхил уйғурлиримиз қетилған ушбу шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш йиғини җушқун кәйпийатта ахирлашти.
 
465985905_10161795183379487_3682537280469406083_n
 
2024-йили 10-нойабир