бу йил 5-нойабир өткүзүлгән сайламда йеңидин президент болуп сайланған доналд трампниң һалқилиқ орунларға қойидиған исимлири мәлум болушқа башлиди. уйғурларға тонушлуқ кеңәш палата әзаси марко рубио (Marco Rubio) америкиниң йеңи ташқи ишлар министири болуши мумкин.
америка таратқулириниң 12-нойабир хәвәр қилишичә, қайтидин президентлиққа сайланған доналд трамп җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси марко рубони ташқи ишлар министири қилмақчи икән. шуниң билән биргә, авам палата әзаси майк волтз (Mike Waltz) ақсарай дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси, җәнубий дакота шитатиниң башлиқи кристи ном (Kristi Noem) дөләт земин бихәтәрлик министири намзатлири икән.
бу вәзипигә тәйинләнгән кишиләрдин қариғанда, трампниң һалқилиқ орунға қойидиған кишилириниң хитайға қарши вә оңчил сийасионлардин тәшкил тапидиғанлиқини көрүвалғили болиду. марку рубиу -филорида штатидин болуп, җумһурийәтчиләр партийсидин, кеңәш палата әзаси, америкида 2020-йили уйғурларға аит мақулланған тунҗи қанун- «уйғур кишлик һоқуқ сйаси һәрикити қануни» вә 2021-йили чеқирилған «уйғур мәҗбури әмгикини чәкләш қануни»ни бирликтә түзүп тәшәббус қилғучи ,у көп қетим уйғурларниң вәкиллири билән көрүшүп сөһбәтләшкән, уйғур қирғинчилиқи һәққидә испат аңлаш йеғини ачқан, дөләт мәҗлиси хтай ишлири кометити, ташқи ишлар кометити, истихбарат кометити қатарлиқ кометтларда муһим вәзипә өтигән, хтайниң америка дөләт бехәтәрликигә көрсәткән тәһдитлирини америка хәлқигә билдүрүштә көп тиришчанлиқ қилған.
кубалиқ көчмән аилисидин келип чиққан рубио коммунист һакимийәтләрниң маһийитини йахши чүшинидиған вә хитайға қаттиқ қол болушни тәшәббус қилип кәлгән бир сийасәтчи. кристи ханим , хитай долитини рәзил һөкүмәт дәп атайдиған болуп, униң тәшәббуси хитай қатарлиқ рәзил дөләтләр билән болған алақини үзүп, хитай қатарлиқ чәтәл һөкүмәтлириниң америкида йәр сетивелишини чәкләш икән.
2024-йили 12-нойабир