хитайниң җухәй шәһиридә бир тәнтәрбийә мәркизигә қилинған һуҗумда 35 киши өлгән

хитайниң гуаңдуң өлкиси җухәй шәһиридики бир тәнтәрбийә сарийда йүз бәргән аптомобил билән кишиләр топиға һуҗум қилиш вәқәсидә 35 адәм өлгән, 43 киши йариланған. 

җухәй шәһәрлик җамаәт хәвипсизлики идарисиниң 12-нойабир сәйшәнбә күни билдүрүшичә, фән фамилилик 62 йашлиқ бир әр дүшәнбә күни кәчтә дала машинисини һәйдәп тәнтәрбийә мәркизиниң ички йолиға кирип, чениқиватқан пуқраларға қарап һәйдигән. 

сақчилар буни «чоң вә қәбиһ дело» дәп атиған болуп, йариланғанлар арисида нурғун йашанғанлар, өсмүрләр вә балилар бар икән. җинайәт гумандари қечишқа урунғанда қолға елинған болуп, нөвәттә «өзигә зийан салғанлиқтин һошидин кәткән».

б б с ниң хәвәр қилишичә, дәсләпки тәкшүрүштә көрситилишичә, бу вәқәниң сәвәби болса әрниң «аҗришип кәткәндин кейин мал-мүлүк тәқсимләш нәтиҗисигә нарази болғанлиқи» икән. бу киши һошсиз болғачқа сақчилар сорақ қилишқа амалсиз қалған. 

сақчиларниң дәсләпки байанатида пәқәт йариланғанларлар тилға елинған болуп, вәқәдин 24 саәт өткәндин кейин қаза қилғанларниң сани елан қилинған. хитай дөләт таратқулириниң хәвиригә қариғанда, чаршәнбә күнигә қәдәр, һуҗумда 35 адәм өлгән, 43 адәм йариланған.

игилинишичә, бу вәқә алтә күнлүк җухәй авиатсийә көргәзмиси ечилиштин бир күн бурун йүз бәргән. интернеттики нурғун син вә рәсимләр һөкүмәт тәрипидин тәкшүрүлгән.

б б с ниң хәвиридә ейтилишичә, б б с мухбири вәқә йүз бәргән тәнтәрбийә мәркизигә барғанда сақчилар вә у йәргә топланған «пуқралар»ниң паракәндичиликигә учриған. хитайда адәттә бу хил сәзгүр вәқәләр йүз бәргәндә, йәрлик әмәлдарлар кадирларни тәшкилләп, ғәзәпләнгән йәрлик кишиләрдәк қилиду, уларниң хизмити чәтәллик журналистларни нишанлаш вә уларниң хәвәр ишлишигә тосқунлуқ қилиш.өткән йили сабиқ баш министир ли кечйаң вапат болғанда, садақәтмәнләр топи униң бурунқи өйиниң сиртидики кочиларға әвәтилгән. у йәргә кәлгән мухбирлар қоршивелиған, һақарәтләнгән вә иттирилгән.

2024-йили 13-нойабир