уйғур сийасион арфийә ери йапонийәниң муавин ташқи ишлар министири болуп тәйинләнди

йапонийә баш министири ишбаниң парламенттики муавин министирлар билән чүшкән хатирә сүрити, иккинчи рәт солдин иккинчи киши арфийә, токйо, 2024-йили 13-нойабир. 

йеқинқи йилларда йапонийәдә парламент әзаси сүпити билән оттуриға чиққан уйғур йаш сийасион арфийә ери (арфийә абләт) йапонийәниң парламент ишлириға мәсул муавин ташқи ишлар министири болуп тәйинләнгән.

арфийә 13-нойабир өзиниң X һесабида елан қилған бу учурида, шу күни йапонийә парламентиниң ташқий ишларға мәсул муавин министири болуп тәйинләнгәнликини елан қилған. бу учурда, йапонийә баш вәзир мәһкимиси елан қилған учур илавә қилинған болуп, униңда йеңи баш вәзир шигуру ишиваниң йапонийә ички кабент йиғинида қарар қилинған 2-нөвәтлик һөкүмәт министирлириниң коллектип сүрити елан қилинған.

арфийә ери бу учурни елан қилғандин кейин, чәт әлдики көплигән уйғурлар уни қизғин тәбрикләп, хәлқара сәһниләрдә уйғурларниң техиму күчлүк авази болушқа риғбәтләндүргән.

өткән йили 4-айда йапонийә парламенти авам палата әзаси болуп сайланған арфийә 2024-йил 10-айниң 27-күни өткүзүлгән парламент сайлимида қайта сайланғаниди. у хәлқара сәһниләрдә елип барған сийасий паалийәтлири, йапонийә парламенти вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида уйғурларни қоллаш салмиқини ашуруш җәһәттә көрсәткән төһпилири билән тонулған йаш сийасәтчи болуп қалған. у йәнә 2023-йил 29-өктәбир күни йапонийә пайтәхти өткүзүлгән «хәлқара уйғур мунбири: дунйа парламентлар кеңиши» йиғининиң мувәппәқийәтлик өткүзүлүшигә алаһидә һәссә қошқан һәмдә чәт әлдики уйғурларға күчлүк илһам бәргәниди.

2024-йили 13-нойабир