пәйғәмбәр дөлитидин шәрқий түркистан дөлитини тәбрикләшкә нәзәр

пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам мәдинигә келипла биринчи қәдәмдә әқидә, ибадәт, илим-мәрипәт вә сийасәт мәркизи һесаблинидиған мәсчитни бина қилған.
 
иккинчи қәдәмдә мал- мүлүклири вә өйлиридин айрилип мәккидин көчүп кәлгән муһаҗирлар билән йәрлик хәлқ әнсарларни қериндаш дәп елан қилған, бу арқилиқ муһаҗирларниң иқтисадий қийинчилиқини бирқанчә тәрәптин һәл қилған.
 
үчинчи қәдәмдә, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам мусулман җәмийәтниң ули қериндашлиқ вә иттипақлиқ асасида шәкиллинип болғандин кейинла, мәдәнийәт вә тәрәққийат уқумини ипадиләйдиған «мәдинә» намида дөләт қурған һәмдә шу вақитниң өзидә һәртүрлүк милләтләрни вә һәрхил әқидилик инсанларни сиғдуруп қобул қилалайдиған дөләтниң асасий қанунлирини йолға қойған. бу дөләт асасий қанун бойичә башқурулидиған мәдәний дөләт болуп, иҗтиһадий мәсилиләрдә шараитқа қарита тәрәққийатни қобул қилип кәлгән.
 
пәйғәмбәримизниң пурсәт йаритилған һаман дөләт қурушниң вә асасий қанун бекитишниң сәвәби шуки,
 
исламда әқидини, шәриәтни вә исламниң мәқсәтлирини қоғдаш, инсанларниң һоқуқлири вә әркинликини һимайә қилиш, адаләт вә баравәрликни ишқа ашуруш, җәмийәтниң муқимлиқини вә қериндашлиқни һимайә қилиш... үчүн дөләт қуруш интайин муһим мәсилә һесаблиниду.
 
чүнки, дөләт болмиса йуқириқи мәқсәтләрни ишқа ашурғили болмайду,
 
дөләт болмиса җәмийәтниң мәвҗутлуқини сақлап қалғили болмайду,
 
дөләт болмиса тупрақ, милләт, кимлик, қиммәт қараш, тил, тарих, мәдәнийәт...ни қоғдап қалғили болмайду,
 
дөләт болмиса һөрлүк, адимийлик, иззәт-шәрәп вә мал-мүлүкни һимайә қилғили болмайду,
 
дөләт болмиса әқидә, ибадәт вә шәриәткә әмәл қилип йашиғили болмайду...
***
әмди биз пәйғәмбәримизниң дөләт қуруш пиринсиплири билән өзимизниң дөләт хатириләш вә дөләт қуруш ирадисини селиштуруп бақайли.
 
шәрқий түркистанлиқлар һәр йили 11- айниң 12- күни алди- кәйни болуп, мустәқиллиқниң символи болған 1933- йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити, 1944- йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилишиду вә тәбриклишиду.
 
шәрқий түркистанда әҗдадлиримиз тәрипидин йеқинқи заман тарихида қурулған икки қетимлиқ дөләтни хатириләш күнидә пәйғәмбиримизниң һайатидин қандақ дәрсләрни алғили болидиғанлиқиға қарап бақайли:
 
1. дөләт қуруш үчүн мәсчит билән сийасәтни бирләштүргән, йаки әқидә роһий билән суғурулған сийасий һәрикәт вә сийасий аңни шәкилләндүрүш шәрт.
 
2. дөләт қуруш үчүн тупрақ (вәтән) лазим. туприқимиз бар, лекин бу тупрақ мәһкумлуқтин азад қилишни имани, миллий вә инсаний мәҗбурийәт дәп чүшинидиған вә қолидин келишичә һәрикәт қилидиған аңлиқ мусулманларға йаки вәтәнпәрвәрликкә моһтаҗ. буниң қатарида җиһад һәрикити вәтән-милләтни азад қилишни пәрз дәп қарайдиған исламий пиринсип асасидики миллий һәрикәткә айлиниши лазим.
 
3. дөләт қуруш үчүн имани қериндашлиқ, миллий иттипақлиқ вә өз ара сийасий һәмкарлиқниң шәкиллиниши лазим. лекин биздә әк кәмчил болуватқини қериндашлиқ, иттипақлиқ, һәмкарлиқ вә кеңәш... әң көп болуватқини инақсизлиқ, мәнмәнчилик, өзара адавәт вә пикри мустәбитлик...
 
сийасий һәрикәтләр дөләтниң қиммитини вә дөләтчилик идийәсини йетилдүрүшниң муһимлиқини һес қилғанлиқтин йеқинқи заман тарихида қәһриман әҗдадлиримиз тәрипидин қурулған икки қетимлиқ дөлитимизни тәбриклишиду. лекин бир шәһәрдә туруп, идийә тоқунуши вә чүшәнчә киризиси сәвәбидин охшаш бир дөләтни бир қанчигә бөлүнүп бирқанчә йәрдә хатирилиши һәқиқәтән әпсусландуриду.
 
бу икки дөләтни миллитимизниң чоң-кичик дөләт байрими сүпитидә әсләш, хатириләш , тәбрикләш, ибрәт елиш, дөләтниң қурулуш вә вәйран амиллири һәққидә йәкүн чиқириш вә йеңидин дөләт қурушқа идийә җәһәттин тәййарлиқ қилиш, илмий қабилийәтни йуқири көтүрүш, һәрсаһәдә кадир йетүштүрүш, сийасий аңни ашуруш, қериндашлиқ роһини күчләндүрүш вә бир-бирини етирап қилип сийасий һәмкарлиқ шәкилләндүрүш ... һәрбир шәрқий түркистанлиқниң имани, миллий вә вәтәнпәрвәрлик мәҗбурийитидур.
 
шуниңдәк дөләтниң инақсизлиқ, бөлүнүш вә парчилиниш сәвәблиридин вәйран болидиғанлиқини тәкитләш һәмдә ички идийә тоқунуши пәйда қилиш вә тар даиридә гуруһлишиш арқилиқ дөләт қурғили болмайдиғанлиқини әскәртиш интайин муһим мәсулийәттур.
һалбуки, дунйаниң көплигән йәрлиридә икки қетимлиқ шәрқий түркистан ислам дөлитиниң қурулғанлиқини бир шәһәрдә туруп бирқанчә орунға бөлүнүп хатириләш дөләт қуруш еңиниң нәқәдәр төвәнликини, дөләт қуруш шәртлиридин нәқәдәр узақлиқини, мәқсәткә көңүл бөлүштин бәкрәк көрүнүшкә көңүл бөлүшниң әвҗ еливатқанлиқини көрсәтсә керәк. һөрлүкниң асасий болған идийә чүшәнчиси вә дөләт қурушниң шәртлири мундақ әһвалда турса, аллаһниң йардими бу милләткә йеқинмиду йаки йирақмиду? бир немә демәк тәс.
 
4. дөләт қуруш үчүн милләтниң етиқади, кимлики, һөрлүки, һоқуқлири, мал- мүлүклири, иззәт – шәрипи вә мәдәнийитини қоғдайдиған дөләт қурушни ғайә- нишан қилидиған һәмдә милләтниң қиммәт қарашлириға вәкиллик қилалайдиған, һәртүрлүк еқимларға кәң қорсақлиқ билән муамилә қилидиған ашқунлуқтин халий сағлам идийәгә вә йуқири аң -сәвийәгә игә җанлиқ сийасий һәрикәтниң шәкиллиниши шәрт.
 
мана булар мусулман милләт болуш сүпитимиз билән пәйғәмбәр дөлитидин ибрәт елип дөләт хатириләш, сағлам дөләтчилик идийәсини турғузуш, дөләт қурушниң асаслирини йаритиш вә дөләтниң вәйран болуш амиллиридин сақлиниш... үчүн муһим болған қисқичә мулаһизиләрдин ибарәт.
 
абдураһман җамал кашиғәрий
12.11.2024- күни