истанбулда шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш мурасими өткүзүлди

икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийитиниң көрүнүши. 2024-йили 12-нойабир, истанбул.

1933-йили вә 1944-йили 12-нойабир шәрқий түркистанда қурулған икки қетимлиқ мустәқил җумһурийәтни хатириләш мурасими 12-нойабир истанбулниң зәйтинбурну районидики казличәшмә күлтүр мәркизи залида өткүзүлди.

паалийәтни хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики тәшкиллигән болуп, истанбулда йашаватқан көп санда уйғурлар қатнашти. 

паалийәт алди билән һәбибуллаһ қаримниң қуран кәрим тилавити билән башланди. түркийә дөләт марши вә шәрқий түркистан дөләт марши қойулғандин кейин, хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөзи қилди.

у сөзидә һәр йили икки җумһурийәтниң қурулуш күнини хатириләштики мәқсәтниң икки қетимлиқ җумһурийәтни қуруп чиққан, шәрқий түркистан хәлқини хитай зулумидин қутулдурған рәһбәрләр, муҗаһидларниң роһини үлгә қилип, шәрқий түркистанни мустәқиллиққа ериштүрүш роһини тикләш икәнликини, муһаҗирәттики һәрбир шәрқий түркистанлиқниң өз мәсулийитини ада қилиши керәкликини билдүрди.

истиқлал телевизийәси җумһурийәт күни үчүн тәййарлиған қисқа филим қойулғандин кейин, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор алимҗан буғда, сабиқ парламент әзаси пирофессор доктор җәлал әрбай, шәрқий түркистан җәмийити рәиси әли салиһ, дунйа уйғур қурултийи вәқфи рәиси абдурешит абдулһәмид, байдилли түркмән җәмийити рәиси әһмәд ағҗа қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилди.

бу җәрйанда зәйтинбурну районлуқ шәһәр башлиқи өмәр арисой паалийәткә қәдәм тәшрип қилип, бундақ муһим паалийәткә қатнишип уйғурларниң йенида болушни арзу қилғанлиқини билдүрүп сөз қилди.

арқидин қазақ түрклири вәқфи рәиси җалал қәһриман, дунйа түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийити рәиси бурһан кавунҗу қатарлиқларму сөз қилди.

52a725e8-094b-42ad-9189-776fb8bfbdfe

икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийитиниң көрүнүши. 2024-йили 12-нойабир, истанбул.

арқидин өсмүрләрдин ибраһим өткүрниң шеир декламатсийә қилишидин кейин, шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикитидики йашлар тәййарлиған «2-қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуш елани» һәққидики икки пәрдилик дирама интайин җанлиқ һаләттә орунлинип, сорун әһлиниң қизғин алқишиға еришти.

арқидин мәхсус тема бойичә сөз қилғучилардин шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда «шәрқий түркистан ислам җумһурийәтлири» темисида сөз қилип, икки җумһурийәтниң қурулуш алди-кәйнидики интайин ибрәтлик вәқәләр, паҗиәләр һәққидә тәпсилий тохталди.

арқидин мәрһум шаир абдухалиқ уйғурниң туғқанлиридин болған кичик мухлисә шаирниң «ойған уйғур» намлиқ шеирини декламатсийә қилди. арқидин йашлардин муһсин өзғази икки җумһурийәт үчүн йазған йазмисини вә абдуқадир җалалидинниң «вәтән вә иман» намлиқ  шеирини декламатсийә қилди. арқидин җамаәт әрбаби абдуқадир йапчан әпәнди «шәрқий түркистан мустәқиллиқ роһи» темисида сөз қилди. кейин йашлардин мустапа муһәммәд «кәчүрмә вәтән» намлиқ шеирни декламатсийә қилди.

арқидин шәрқий түркистан өлималар бирликиниң пешқәдәм алимлиридин атавуллаһ хәлпәт һаҗим «ислам нуқтисидин шәрқий түркистан мустәқиллиқи» темисида сөз қилди.

кейин шәрқий түркистан өлималар бирлики тәтқиқат мәркизи мудири муһәммәд йүсүп қариһаҗим «җәннәтниң йоли вәтәндин өтиду» темисида сөз қилғандин кейин, устаз өмәр қариһаҗимниң дуаси билән паалийәт ғәлибилик айағлашти.

бу йилму дунйаниң һәрқайси җайлирида йашаватқан шәрқий түркистан хәлқи җумһурийәт күнини түрүк паалийәтләр билән хатирилиди.

мәнбә: истиқлал хәвәрлири

2024-йили 14-нойабир