12-нойабир күни кәчтә, америка дөләт мәҗлиси бинасида икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзүлди. америка уйғур җәмийити тәшкиллигән бу паалийәткә америка дөләт мәҗлиси әзаси, авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнси пелоси ханим, америка дөләт мәҗлиси авам палата әзаси том сози (Tom Suozzi) қатарлиқ муһим әрбаблар қатнишип сөз қилди. җумһурийәтчиләрдин болған америка кеңәш палата әзаси марко рубийо билән авам палата әзаси кирис симит сәпәр үстидә болуп қелип бу паалийәткә қатнишалмиған болсиму, әмма мәзкур паалийәткә атап мәхсус тәбрик сөзи йоллиди. бу паалийәткә йәнә америкада йашаватқан, уйғур дәваси үчүн хизмәт қиливатқан паалийәтчиләр һәмдә бир қисим уйғур җамаити қатнашти.
америка дөләт мәҗлисидә шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзүлди
Америка Дөләт Мәҗлисидә Шәрқий Түркистан Җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзүлди
Amérika Dölet Mejliside Sherqiy Türkistan Jumhuriyitini xatirilesh paaliyiti ötküzüldi
мәнбә: әркин асийа радиоси
2024-йили 15-нойабир