«қайтиш» намлиқ қисқа һекайә филимниң тәшвиқат сүрити.
шиветсийәдики уйғур паалийәтчи нәбиҗан әланиң тәшкиллишидә сүрәткә елинған «қайтиш» намлиқ қисқа һекайә филим «шәрқий түркистан җумһурийити» хатирә күнидә, йәни 12-нойабирда тамашибинлар билән йүз көрүшти. бу филим нәбиҗан әланиң уйғур муһаҗиритигә тәқдим қилған иккинчи филими болуп, бундин үч йил бурун тарқитилған «хорланған виҗдан» намлиқ филимиму көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришкән иди.
әркин асийа радиосиниң 15-нойабир хәвәр қилишичә, бу филимда голландийәдә йашайдиған адил исимлик бир йашни вәтәндики аилиси хитай сақчи күчлириниң бесими билән вәтәнгә келип «туғқан йоқлаш» қа чақириши, бу йаш үрүмчигә қайтқандин кейин вәтәндә көргән сахта сәһниләр, бу йашниң өйидики сахта туғқанлар, шуниңдәк уларниң мушу аилидики һәр бир иш-һәрикәтни назарәт қилидиғанлиқи әстайидиллиқ билән йорутуп берилгән.
«қайтиш» намлиқ бу филимниң сенарийәсини нәбиҗан әла йазған болуп, филимниң режиссорлуқи түрк телевизийә филимлириниң режиссорлуқини қиливатқан даңлиқ режиссорларниң мәслиһәти вә йардимидә тамамланған.
бу мунасивәт билән нәбиҗан әла әпәндини зийарәт қилдуқ. у сөһбитимиз җәрйанида бу филимни ишләш нөвәттики вәзийәтниң җиддий еһтийаҗи икәнликини, шуниңдәк филимни ишләштики мәқсити һәққидә өзиниң көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
бу филимда баш рол алған варис сәргәз нөвәттә түркийәдә кино-телевизийә кәспидә ишләватқан йаш болуп, голландийәдин үрүмчигә туғқан йоқлашқа барған адилниң ролиға чиққан.
филимни ишләш җәрйанида түркийәдики бәзи артислар филимдики «ана» ролиға чиқишни рәт қилғачқа, амалсизлиқтин «ана» ролини «сиңил» ролиға алмаштурушқа мәҗбур болған.
бу филим 12-нойабир күни австралийә, йапонийә, голландийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләрдә бирла вақитта тор арқилиқ қойулған һәмдә филимни көргүчиләрдиму алаһидә тәсир қалдурған. «шиветсийә уйғур бирлики» икки җумһурийәтниң қурулуш күни мунасивити билән бирлик әзалирини бир йәргә җәм қилип бу филимни көргән.
әбиҗан әланиң билдүрүшичә, «қайтиш» филими арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларға хитайниң һийлә-нәйрәңлиригә алданмаслиқни әскәртиш мәқсәт қилинған. бу филимни ишләш җәрйанида дуч кәлгән бәзи қийинчилиқларниму алаһидә тилға алған нәбиҗан әла бу һәқтики көз қарашлириниму радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
омумән бу филимда вәтәнгә туғқан йоқлашқа барған бир уйғурниң вәқәликини тәсвирләш арқилиқ хитайниң ташқи дунйаға қаратқан икки йүзлүк тәшвиқати, шундақла уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруштики рәзил ойунлири филимдики артисларниң һәрикәтлиридә чинлиқ асасида гәвдиләндүрүлгән, дәп қаралмақта. мәзкур филим һазирчә һәқсиз тарқитилмайдиған болуп, қизиққучиларниң һәқ төләп көрүшигә ечиветилгән.
2024-йили 16-нойабир