йавропа иттипақи хитайниң шәрқий түркистанда росийә үчүн адәмсиз учқу ишләпчиқиришини әйиблиди

йавропа иттипақи хитайниң шәрқий түркистанда русийә армийәси үчүн адәмсиз учқу ишләпчиқарғанлиқиға аит «ениқ» дәлилләргә еришкән болуп, йавропа иттипақи ташқий ишлар министирлири йиғинида бу мәсилә музакирә қилинған вә буниң ақивәтлири һәққидә агаһландуруш берилгән. 

йавропа иттипақи ташқий ишлар министирлири 18-нойабир дүшәнбә күни бирйусселда йиғилип, украина урушиниң тәрәққийатини, җүмлидин хитайниң русийә билән қәшқәрдә адәмсиз учқу тәтқиқат орни вә завути қуруп русийә армийәсини тәминлиши мәсилисини музакирә қилған.

«җәнубий хитай әтигәнлик почтиси» гезитиниң билдүрүшичә, бир қанчә дипломатик мәнбәләр йавропа иттипақиниң бейҗиңдин буниңға чүшәнчә беришни рәсмий тәләп қилғанлиқини ейтқан. бүгүнки хәвәрләрдә, русийә армийәси украина уруш мәйданлирида қолланған узун мусапилик адәмсиз учқуларниң шәрқий түркистандики қайси җайда ишләпчиқирилғанлиқи ениқ тилға елинмиған болсиму, әмма ройтерс агентлиқи бу йил 9-айда елан қилған бир доклатида русийәниң дөләт игиликидики қорал-йарақ ширкити - алмаз антей (Almaz Antey), купол IEMZ вә TSK вектор намлиқ мал тәминлигүчи ширкәтлириниң шенҗенни база қилған редлепус (Redlepus) намлиқ хитай ширкити билән «қәшқәр алаһидә иқтисади райони» да бирләшмә тәтқиқат вә ишләпчиқириш мәркизи қурғанлиқини ашкарлиған.

ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, улар еришкән һөҗҗәтләр қәшқәрдики көлими 80 гектарлиқ «илғар адәмсиз учқу тәтқиқати вә ишләпчиқириш базиси», йилиға 800 данә адәмсиз учқу ишләпчиқириш иқтидариға игә икән. ройтерс агентлиқи, русийәниң купол IEMZ ширкитиниң хитайлар билән һәмкарлишип, гарпийә-3 намлиқ узун мусапилик йеңи адәмсиз учқуни тәрәққий қилдурғанлиқи вә синақ қилғанлиқини билдүрмәктә.

«йавропа хәвәрлири» ториниң билдүрүшичә, бирйусселға топланған ташқий ишлар министирлириниң йиғини хитайниң русийәни адәмсиз учқу билән тәминләш мәсилиси билән бир вақитта, америка пирезиденти байденниң украинаниң русийәгә қарши узун мусапилик башқурулидиған бомба ишлитишигә рухсәт қилиши, русийәниң курсик райониға 10 миңдәк шималий корейә әскириниң орунлаштурулуши қатарлиқ мәсилилириниму музакирә қилған. нөвәттә, йиғинниң хитайға қандақ тәдбир қоллинишни қарар қилғанлиқи мәлум болмисиму, әмма йавропа иттипақи ташқий ишлар комиссарлиқи байанатчиси хитайниң һәрикитиниң йавропа-хитай мунасивәтлиригә бәдәл болидиғанлиқини қәйт қилмақта.

йуқири дәриҗилик йавропа иттипақи әмәлдарлири өткән һәптә таратқуларға хитайниң русийә билән бирлишип, уйғур елидә «илғар типлиқ адәмсиз учқу тәтқиқат вә ишләпчиқириш базиси» қурғанлиқиға даир «ишәнчлик» һәм «қайил қиларлиқ» дәлилләргә еришкәнликини елан қилған.

2024-йили 18-нойабир