хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән америка президенти җо байдин перода өткүзүлгән «асийа тинч окйан иқтисадий һәмкарлиқ мунбири» (APEC) башлиқлар йиғинида көрүшкән болуп, бу икки дөләт рәһбириниң ахирқи қетим учришиши болуп қалиду. көрүшүштә икки дөләт мунасивити, сода, риқабәтни биртәрәп қилиш, хәлқаралиқ мәсилиләр вә тәйвән қатарлиқлар темилар музакирә қилинған болуп, уйғурлар йаки кишилик һоқуқ мәсилси тилға елинмиған.
хәвәр қилинишичә, җәнубий америкидики перуниң пайтәхти лимада өткүзүлгән APEC башлиқлар йиғини һарписида өткүзүлгән учришшита, ши җинпиң хитай билән америкиниң «өз-ара һөрмәт қилиш» ни сақлашниң муһимлиқини тәкитлигән.
тәһлилчиләрниң қаришичә, ши җинпиңниң учришшита қилған сөзи байдиннила әмәс, бәлки йеңидин сайланған доналд трампниму мәқсәт қилғандәк қилатти. гәрчә ши җинпиң тирампниң исмини тилға алмиған болсиму, әмма йеңи америка президентиниң 5-нойабирдики сайламда ғәлибә қилғанлиқини тәкитлигән. ши җинпиң мундақ дегән: «америка әмдила чоң сайламни ахирлаштурди, хитайниң хитай-америка мунасивитиниң муқим, сағлам вә имканийәтлик сиҗил тәрәққийатини илгири сүрүштики мәқсити өзгәрмиди».
ши җинпиң келәр йили 20-йанварда вәзипигә олтуридиған трамқа ишарәт қилип, «хитай йеңи америка һөкүмити билән болған алақини сақлап, һәмкарлиқни кеңәйтип, ихтилапни башқуруп, хитай-америка мунасивитиниң оңушлуқ өтүшини ишқа ашуруп, икки хәлққә нәп йәткүзүшни халайду,» дегән.
ши йәнә мундақ деди: «әгәр биз бир-биримизни рәқиб йаки дүшмән дәп қарисақ, начар риқабәткә қатнишип, бир-биримизгә зийан йәткүзүшкә урунсақ, хитай-америка мунасивитини қалаймиқанлаштуримиз, һәтта уларни кәйнигә чекиндүримиз».
трамп 2017-йилдин 2021-йилғичә президентлиқ вәзиписини өтигән. у вәзипә өтигән мәзгилдә, америкиниң хитай билән болған мунасивити бир мәзгил йуқири җиддийликни баштин кәчүрди, буниң ичидә трампниң хитай таварлиридин елинидиған таможна беҗи кәлтүрүп чиқарған сода урушиму бар.
сайлам риқабити паалийәтлири җәрйанида, трамп америка сайлиғучилириға бәргән вәдисиниң бир қисми сүпитидә америка йасимичилиқини хитай риқабитидин қоғдашқа вәдә бәрди. 11-айниң 4-күни, тирамп мичиган шитатиниң Grand Rapids дики әң ахирқи сайлам паалийитидә махтинип: «мән хитайдин нәччә йүз милйард доллар баҗ вә таможна беҗи алдим, улар бизгә төлиди» деди.
2024-йили 19-йанвар