20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнашқан дунйа рәһбәрлириниң хатирә сүрити, риоде жанейро, биразилийә. (2024-йили 19-нойабир)
биразилийәниң риоде жанейро шәһиридә өткүзүлгән 2024-йиллиқ 20 дөләт гуруһи (G20) башлиқлар йиғинида келимат өзгириш, намратлиқни азайтиш вә байлардин баҗ елиш мәсилилири күнтәртипә болди. һәр қайси дөләт рәһбәлири дунйави мәсилиләргә қарита күчлүк ортақ позитсийә оттуриға қойалмиди. уйғурлар вә кишилик һоқуқ мәсилилиригә сәл қаралди.
риоде жанейрода өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида, демократик вә тәрәққий қилған ғәрб дөләтлири сиртидики җәнубий йерим шардики муһим мәсилиләр музакирә қилинип, келимат өзгириш, намратлиқни азайтиш вә дәриҗидин ташқири байлардин баҗ елиш қатарлиқ мәсилиләр тәкитләнди. дунйадики әң чоң иқтисадий гәвдиләрниң рәһбәрлири тәдриҗий баҗ тапшурушни дөләт ичидики баравәрсизликни азайтип, сиҗил, сиғдурушчан ешишни илгири сүрүшкә чақирди. оттура шәрқ вә украинадики урушлар тилға елинған болсиму, әмәлий бир ортақ қараш оттуриға қойулмиди. уйғурлар вә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилири һич тилға елинмиди.
саһибхан болуш сүпити билән, биразилийә президенти лула (Lula da Silva) хәлқара җәмийәтни йәр шарини башқуруш қурулмисини ислаһ қилишқа, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалиқини кеңәйтишкә чақирди. лула йәр шарилишишниң мәғлубийитини тәнқидләп , хәлқара җәмийәтниң нишансиз илгириләватқанлиқини , зомигәр талаш-тартишларға петип , паҗиәгә қарап йүзлинидиғанлиқини оттуриға қойди.
гәрчә 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида украинадики урушниң инсанпәрвәрлик тәсиригә мәркәзләшкән болсиму, әмма бирләшмә байанатта росийәниң һәрикитини әйиблимиди, бу украина президенти володимир зеленскиниң тәнқидигә учриди. рәһбәрләр йәнә ғәззә вә ливанда уруш тохтитишни тәләп қилди, әмма бу чақириқлар уларниң хәлқара тоқунушқа қарита күчлүк позитсийә билдүрүшни халимайдиғанлиқини техиму рошән көрсәтти.
килимат кризисиға қарши җиддий һәрикәткә өтүш бу қетимлиқ башлиқлар йиғининиң муһим күнтәртиплиридин бири иди. йеңидин сайланған америка президенти трамп 2017-йили президент вақтида «париж иқлим келишими» дин чекинип чиққан иди. трамп вәзипигә олтурғандин кейин америкиниң қандақ позитсийә тутидиғанлиқи намәлум болғачқа, бу мәсилә хәлқара сәһнидә мүҗмәлликини давамлаштуриду.
әпсуски, йиғинда шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ вә хоңкоңниң сийасий вәзийити қатарлиқ сәзгүр кишилик һоқуқ мәсилиси тилға елинмиди. бу хил теминиң болмаслиқи йәр шари иқтисади вә сийасий сәзгүрлүк алдида кишилик һоқуқ мәсилисиниң чәткә қеқилишини гәвдиләндүриду. америка ташқи ишлар министирлиқи вә нурғун ғәрб дөләтлириниң парламентлири қарар чиқирип, хитай шәрқий түркистанда уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилди, дәп йәкүн чиқарди. б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 2022-йили авғусттики доклатида хитайниң қилмишлириниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүридиғанлиқи оттуриға қойулди. лекин, йеқинқи йиллардин буйан, нурғун дөләтләр хитай билән алақә қилғанда иқтисадий мәсилиләрни алдинқи орунға қойди вә кишилик һоқуқ мәсилисигә, болупму уйғур мәсилисигә барғансери сәл қариди.
башлиқлар йиғини ахирлашқандин кейин, биразилийә 20 дөләт гуруһиниң рәисликини җәнубий африқиға тапшуруп бәрди.
дилшат султан
2024-йили 20-нойабир