түркийәниң истанбул шәһиридә өткүзүлгән хәлқара аммиви тәшкилатлар йәрмәнкисидә «ислам дунйаси вә шәрқий түркистан» темилиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
ислам дунйаси аммиви тәшкилатлар бирлики (İDSB) вә түркийә пидаий тәшкилатлар вәқфи (TGTV) тәрипидин уйуштурулған 4-нөвәтлик хәлқара аммиви тәшкилатлар йәрмәнкиси 21-нойабир ататүрк айродромида башланди.
йәрмәнкигә 60 нәччә дөләттин кәлгән 400 дин артуқ тәшкилат иштирак қилған болуп, ечилиш мурасимида қуран тилавәт қилинип, аммиви тәшкилатларниң паалийити тонуштурулған филим көрситилгәндин кейин, истанбул валийси давут гүл вә башқа бир қисим мәсуллар, рәһбәрләр айрим-айрим сөз қилди. ечилиш мурасимидин кейин, «ислам дунйаси вә шәрқий түркистан» темисида муһакимә йиғини өткүзүлди.
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики баш катипи абдурешид әминһаҗи рийасәтчилик қилған йиғинда, истанбул сабаһаттин зайим университетиниң оқутқучиси, түркийәдә тонулған йазғучи пирофессор доктор йүсүп қаплан вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә ислам дунйасиниң бу җәһәттики мәсулийити һәққидә сөз қилди.
сөз қилғучилар йәрмәнкиниң әһмийити һәққидә тохтилип, хәлқаралиқ система пүтүнләй вәйран болған бүгүнки дәврдә, аммиви тәшкилатларниң илгирикигә қариғанда техиму чоң мәсулийити барлиқини әскәртти вә аммиви тәшкилатларни шәрқий түркистандики вә ғәззәдики вәһшийанә қирғинчилиққа қарши өз ролини җари қилдурушқа чақирди.
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики йәрмәнкидә мәхсус орун туруп, зийарәтчиләргә шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийитини тонуштурған болуп, меһманлар вә журналистларниң диққитини қозғиди. һәрқайси тәшкилатларниң мәсуллири, вәкиллири өзлириниң шәрқий түркистан хәлқиниң йенида икәнликини вә бу һәқтики йахши тиләклирини билдүрүшти.
мәзкур йәрмәнкидә «ғәззә истанбул хитабнамиси»ға имза қойулидиған болуп, 23-нойабирғичә давамлишидикән вә ахирқи күни түркийә пирезиденти рәҗәп таййиб әрдоған иштирак қилидикән.