америка һөкүмити 22-нойабир йәнә 29 хитай ширкитини мәҗбурий әмгәк тизимликигә киргүзгәнликини елан қилған болуп, бу «уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни» йолға қойулғандин буйан, шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ ширкәтләр қара тизимликиниң әң зор көләмдә кеңәйтилиши һесаблинидикән.
ройтерс агентлиқииң хәвәр қилишичә, һазирға қәдәр җаза тизимликигә киргүзүлгән хитай ширкәтлири 100 дин ашқан болуп, йеңидин қошулған 29 хитай ширкитигә қаритилған импорт чәклимиси 25-нойабирдин башлап иҗра қилинидикән. мәзкур ширкәтләрниң мәһсулатлириниң америка базириға кириши чәклинидикән. бу байден һөкүмитиниң вәзипә муддити ичидә алақидар қанунни әң ахирқи қетим иҗра қилиш һәрикити болуши мумкин икән.
вал кочиси гезитиниң көрситишичә, йеңидин җаза тизимликигә киргүзүлгән хитай ширкәтлириниң көпинчиси деһқанчилиқ билән мунасивәтлик ширкәтләр болуп, алйумин, литий вә башқа металларни қезиш, тавлаш билән мунасивәтлик ширкәтләрму бар икән.
америка дөләт бихәтәрлик министири алеһандро майоркас бу һәқтә тохтилип: «бәзи органларниң инсаний һоқуқ дәпсәндичиликидики мәсулийитини сүрүштүрүш бизниң муһим вәзипимиз, әмма бу һечқачан һазирқидәк қаттиқ болуп бақмиған» дегән.
америка таможна вә чегра башқуруш идарисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, «уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни» 2022-йили 6-айда рәсмий иҗра қилинишқа башлиғандин тартип бу йил 1-нойабирғичә тәхминән 36.6 милйард америка доллири қиммитидики импорт мал америка таможнисида тутуп қелинған йаки қисқа муддәт тутуп турулған.
2024-йили 23-нойабир