исламий әсәрлириниң моллуқи вә сәрхиллиқи билән хәлқимизниң қәлбидин орун алған диний алим муһәммәд йүсүп қариһаҗимниң 22 йиллиқ қан-тәри сиңгән, чоң һәҗимлик «тәпсир җәвһәрлири» намлиқ әсири нәшрдин чиқти.
«шәрқий түркистан өлималар бирлики» ниң билдүрүшичә, бу уйғур тилида йезилған әң йеңи вә әң муһим тәпсир һесаблиниду. бу тәпсирниң муһимлиқини төвәндикиләрдин көрүвелишқа болиду:
биринчидин, бу бир уйғур алими тәрипидин йезилған тәпсир болуп, тәрҗимә әсәр әмәс.
иккинчидин, бу тәпсир хәлқимизниң диний әқидисини сақлап қелиши вә келәчәк әвладлар үчүн көп пайдилиқтур.
үчинчидин, муәллип түрлүк сәвийәдики оқурмәнләрниң ортақ пайдилиниши үчүн, тил вә байан җәһәттә оқурмәнләрниң әқлийитигә мунасип йол тутқан болуп, бу тәпсир омум хәлқ чүшинәләйдиған шәкилдә чиққан. муәллипниң ипадиләш услубиниң рошәнлики вә тил ипадисиниң раванлиқи мана мән дәп туриду. айәтләрни тәрҗимә вә тәпсир қилишта интайин һошйарлиқ билән иш көргән болуп, хата чүшинилип қелишқа орун бәрмигән, динсизларниң вә батил әқидидикиләрниң сәпсәтлиригә рәддийә берип маңған. нәқил кәлтүрүлгән һәдисләрниң мәнбәлирини әң ишәнчлик тәпсир китаблириға асаслинип, илмий усулда толуқ байан қилған. муәллип илмий қудрити вә әсәрлириниң аммибаблиқи билән тонулған киши болуп, униң әсәрлири ана вәтәндә вә оттура асийа дөләтлиридә қайта-қайта нәшр қилинған, мусулманларниң зор алқишиға еришкән. бу тәпсири вә барлиқ әсәрлири униң илим сәвийәсиниң чоңқурлуқиға, қәдимқи вә һазирқи исламий әсәрләрдин толуқ пайдиланғанлиқиға ишарәт қилиду.
«шәрқий түркистан өлималар бирлики» байанатида мунуларни билдүрди, биз устаз муһәммәд йүсүп қариһаҗимни қизғин тәбрикләймиз, униңға техиму зор мувәппәқийәт тиләймиз, бу тәпсирни пүтүн хәлқимизниң оқуп пайдилинишини күчлүк тәвсийә қилимиз.
бу тәпсиргә доктор абдуләзиз рәһмәтуллаһ, доктор атауллаһ шаһйар, доктор абдуреһим дөләт, устаз абдуләһәд һапиз, тилшунас алим исмайил қадир, абдулҗелил туран әпәндим, устаз муһәммәд әмин бешарәт қатарлиқлар беғишлима йазған.
устаз муһәммәд йүсүп қариһаҗим вәтәндә қуран кәримни йадлиған, андин мисирдики қәдими билимгаһ әзһәрдә толуқ оттурини вә универстетиниң шәриәт вә қанун факултетини әла нәтиҗә билән пүттүргәндин кейин, 10 йилған йеқин оттура асийада толуқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған, андин сәуди әрәбистан дөләт тәркибидики түркистан радийосида 20 йилдин көпрәк диктор вә бөлүм башлиқи болуп ишлигән, бу җәрйанда ислам динимизға аит 30 парчидин көпрәк әсәр йезиш арқилиқ уйғурларниң исламий илим тәтқиқат саһәсигә зор төһпиләрни қошқан шәхстур. униң йазған әсәрлири кәң уйғур хәлқиниң қизғин алқишиға еришкән болуп, «дин вә һайат 2000 соалға җаваб», «бәхт-саадәтниң 40 ретсипи», «аллаһниң гүзәл исимлири», «исламдики аилә түзүми», «ислам әхлақи», ислам әқидилири», «илаһий қорған», «мана бу ислам», «исламдики аилә түзүми», «пәрзәнтлиримизни қандақ тәрбийәләймиз», «намаз», «закат», «роза», «һәҗ вә өмрә қолланмиси» қатарлиқ әсәрлири вәтән ичи вә сиртида, хусусән қазақистанда әң көп тарқалған диний әсәрләр болуп һесаблиниду. муәллип муһәммәд йүсүп қариһаҗим узун йиллиқ издиниш вә турмастин қәләм тәвритиш арқилиқ қолға кәлтүргән илмий қуввити билән җапалиқ ишләп бу тәпсирини йезип чиқишқа мувәппәқ болди.
бу тәпсиргә беғишлима йазған устазларниң баһалишичә, устаз муһәммәд йүсүп қариһаҗим йезип чиққан бу әсәр, тәхминән он әсирлик уйғур ислам тарихида уйғур тилида йезилған тунҗи тәпсир болуп, мәйли тәпсир мәнбәлиридин тоғра пайдилиниш җәһәттин болсун, йаки уйғурчә ипадиләш җәһәттин болсун, бу тәпсир һазирғичә йезилған уйғурчә диний әсәрләр ичидә әң йахши вә әң әтраплиқ йезилған әсәр һесаблинидикән.
«тәпсир җәвһәрлири» намлиқ бу тәпсир 2018- йили қазақистанда рус йезиқидики уйғур тилида бастурулған болуп, униңға қазақистан җумһурийәтлик баш мупти серикбай һаҗи ораз алаһидә беғишлима йезип бәргән вә қазақистан мусулманлириға тәвсийә қилған. бу тәпсирни муһәммәд йүсүп қариһаҗимниң қазақистандики мухлислири вә уни сөйгән уйғур җамаәтчиликиниң тиришчанлиқи билән қазақистанда тонулған карханичи дилмурат қузийеф ака өз хираҗити билән бастуруп, қазақистан вә қирғизистан тәвәсидики уйғур җамаәтчиликигә һәқсиз тарқатқан иди. шу җайлардики уйғур мәсҗидлиридә вә уйғур мәктәплиридә бу тәпсир тепилиду.
бу тәпсирни «тәпсир җәвһәрлири» дәп аташниң сәвәби бу қәдимдин һазирға қәдәр йезилған мөтивәр тәпсирләрниң җәвһәрлири сүзүп елинған, мупәссирләрниң әң күчлүк қарашлири таллап чиқилған, байанлири чүшинишлик қилип ихчамланған, исмиға лайиқ бир әсәр болуп чиқиши үчүн зор тиришчанлиқ көрситилгән бир талланмидур.
«тәпсир җәвһәрлири» намлиқ бу әсәр тәпсирла әмәс, бәлки айәтләрдин елинидиған ибрәт вә дәрсләрни, шәриәт әһкамлирини, көплигән диний мәсилиләрниң байанини, бәзи һәдисләрниң шәрһини вә ислам тарихидики муһим вәқәликләрниң тәһлиллирини өз ичигә алған пайдилиқ бир әсәрдур.
бу тәпсирниң услуби төвәндикичә:
биринчи, сүрә һәққидә қисқичә байан вә сүридики асаслиқ мәқсәт ихчам тонуштурулған.
иккинчи, айәтләрниң тәрҗимиси.
үчинчи, нөвәттики айәтләрниң алдинқи айәтләр билән болған мунасивити.
төтинчи, назил болуш сәвәби.
бәшинчи, тәпсири.
алтинчи, муһим нуқтилири.
йәттинчи, бу тәпср рәңлик ишләнгән болуп, айәт вә һәдисләрниң тексти қизил, айәтниң тәрҗимиси көк, һәдисниң тәрҗимиси йешил, мавзулар башқа бир рәңдә, тәпсири қара рәңдә болған.
игилинишичә, бу тәпсир йеқинда «өлималар бирлики» ишханисида һәқсиз тарқитилиду.
2024-йили 25-өктәбир