хитайниң аталмиш «шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш» өмики әнқәрә вә истанбулда зийарәттә болған

хитай аталмиш «шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш» намидики сахта тәшвиқатлири арқилиқ, хәлқара җәмийәтниң, җүмлидин түркийә хәлқиниң диққәт нуқтиси болуватқан шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ җинайитини пәрдазлашқа урунди.

хитай мәркизи телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, хитай аталмиш «шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш» намидики вәкилләр өмикини түркийәгә әвәткән болуп, мәзкур өмәк 20-нойабирдин 24-нойабирғичә түркийә пайтәхти әнқәрә вә истанбулда түркийәниң асаслиқ таратқулири, түрк мармара фонди җәмийити, вәтән партийәси әмәлдарлири вә башқа шәхсләр билән көрүшкән.

игилинишичә, өмәктә аталмиш «шинҗаң ислам җәмийити»ниң муавин рәиси маҗируң, аталмиш «шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси»ниң тәтқиқатчиси айнур кама қатарлиқлар бар икән. хитай тәшвиқатчилири әнқәрә вә истанбулда көрүшкән орган вә һәр саһә кишилиригә хитай реҗиминиң аталмиш «йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәси»ни тонуштурған.

хәвәр қилинишичә, мәзкур өмәк шәрқий түркистан һәққидики йалған тәшвиқатлири давамида һәр қайси тәрәпләрни шәрқий түркистанни зийарәт қилишқа тәклип қилған.  мәзкур сахта тәшвиқат паалийити бир нәччә күн давамлашқан болуп, бу җәрйанда көрүшкән һәр саһә кишилиригә шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини пәрдазлап тәшвиқ қилған.

хитай хәлқарада күнтәртиптә туруватқан шәрқий түркистан хәлқигә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш җинайитигә қарши садаларни өчүрүш вә өз җинайәтлирини йошуруш үчүн, бу хил сахта тәшвиқатлирини үзлүксиз күчәйтмәктә вә даирисини кеңәйтмәктә. шундақла шәрқий түркистанда бастуруш, һәр хил баһаниләр билән тутқун қилиш қатарлиқ ирқий қирғинчилиқ сийаситини давамлиқ иҗра қилмақта.

һалбуки, хитай ишғалийәт тарихидин башлап шәрқий түркистан хәлқини һәрхил баһаниләр билән бастуруп кәлгән болуп, йеқинқи йиллардин буйан аталмиш «җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш», «шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш», «дөләт ортақ тилини омумлаштуруш», «террорлуққа, миллий бөлгүнчиликкә зәрбә бериш», «ислам динини хитайчилаштуруш», «қуран кәримни сотсийализмға уйғунлаштуруп шәрһләш» дегән намлар астида шәрқий түркистан хәлқиниң етиқадини, мәдәнийитини, тил-йезиқини, әнәнилирини үзүл-кесил чәклиди вә һәрхил төһмәтләр билән милйонлиған уйғур вә башқа түркий хәлқләрни җаза лагери вә түрмиләргә қамап, ирқий қирғинчилиқ йүргүзүп кәлди. буниң билән биргә түрлүк васитиләр билән, ислам дунйаси шундақла уйғурларниң дини вә миллий қериндашлири болған түрк хәлқи алдида җинайәтлирини пәрдазлашқа урунмақта.