аптори: абдуреһим дөләт
қийин – қистаққа елинишниң өзи бир азаб болса, бу азаптин варқирийалмаслиқ униңдин өтә бир азаб болса керәк. азаб чәккән бир инсан үчүн варқирап болсиму өзини бошиталмаслиқ уни өзиму һес қилалмайдиған писхологийәлик җараһәтләргә муптила қилиши мумкин. уйғурлар әмәлийәттә туғулғандин тартип өлгичә мана мушу икки қат азабниң ичидә йашайду. бир тәрәптин хитайниң биваситә кәмситиши, зулум селишиниң азабини чәксәк, йәнә бир тәрәптин, вайҗан! дәп варқираш уйақта турсун, залимға йәнә күлүп туруп һәшқалла дейишкә мәҗбурмиз. сиртқа йа нутуқ билән, йа йезиқ билән чиқиралмиғанлиқимиз үчүн, ичимиздики барлиқ ғәлийанлар ичимиздила тинип түгәйду, әмәлийәттә түгимәйду, әксичә, роһимизда сәвәбини бизму очуқ дәп берәлмәйдиған бир талай зәхмиләрни қалдуриду. маһийәттә, һәр бир уйғурниң миҗәз – характери хели зор дәриҗидә, хитайниң зулум сийасити арқисида сүний шәкилләндүрүлгән мустәмликә муһитидин ибарәт бир қелипниң қайта қуйуп чиқишидин шәкилләнгән. әмдики соал шу: вәтәндә чәккән хорлуқ, азабларниң әкс садасини чәтәлдә қәләм йоли билән болсиму сиртқа төкүшниң вақти кәлмидиму?
қәләмкәшләр йашаватқан иҗтимаий муһит уларниң йазидиған темисини зор дәриҗидә бәлгиләйду, қандақ муһитта йашиған болса, уларниң әсәрлиридин шу муһитниң излирини көргили болиду. ундақта, уйғурлар инсанийәт тарихта мисли көрүлмигән бир зулумға учраватқан бир муһитта, чәтәлдики уйғурлар немишқа қолиға қәләм болсиму алмайду? башқичә ейтқанда, вәтәндә варқирийалмиған шу садалирини чәтәлдә болсиму варқирап беқишни синап бақмайду? бу вәтәндики зораванлиқни күлүп қарши елиштәк адәттин кәлгән сүкүтму? йаки, йазғанға вәтән азад боламти? дәйдиған һәммә ишниң дәрһаллиқ пайдисини қоғлишидиған һамақәтликтин кәлгәнму? йаки маңқуртлашқан пәрвасизлиқниң мәһсулиму? сәвәби немә болса болсун, бу сүкүтни һечқандақ бир баһанә билән ақлаш мумкин әмәс. әслидә, биздәк зулум көргән бир милләттә, һазирға қәдәр зор һәҗмлик, кәң көләмлик бир мустәмликә әдәбийати шәкиллинип болған болуши, инсан әқлигә сиғмас санақсиз һекайилиримиз нурғунлиған чәтәл тиллириға тәрҗимә қилинип болған, һәтта, бәзи һекайилиримиз асасида кинолар, драммилар ишлинип болған болуши керәк иди.
толиму әпсус, буни һазирға қәдәр қилалмидуқ. әсәр иҗад қилишимиз үчүн пәвқуладдә тәсәввур күчиму вә йаки алаһидә әдәбий талантму керәк әмәс(әлвәттә, болса техиму йахши), кәчмишлиримиз, көргән, аңлиған ечинишлиқ вәқәләр бизниң йезишимиз үчүн өмримиз йәтмигидәк материйал тәминлийәләйду, биз пәқәт барни вә болғанни зийадә көптүрүпму кәтмәстин, истилистикиға бәк мураҗиәтму қилмастин, сидам, чүшинишлик бир тил билән йазалисақла болатти. һазирғичә, чәтәлдә уйғур вә чәтәллик тәтқиқатчилар, тәшкилатлар тәрипидин хитайниң шәрқий түркистандики җинайәтлири рәсмий доклат шәклидә мәлум дәриҗидә болсиму йезилди, һөҗҗәтләштүрүлди. һалбуки, бу рәсмий доклатлардики сан, сифирлар, ситатистикилиқ мәлуматлар хитайниң шәрқий түркистандики сийасәт вә иҗраатлириниң йәткән дәриҗилири, алаһидиликлири, уйғурларниң роһи дунйасида қалдурған җараһәтлирини һечбир заман йетәрлик дәриҗидә йорутуп берәлмәйду. чүнки, бу доклатлар бир деһқанниң бир халта оғут алғидәк пули қалмиғандики бичариликини; хотуниниң қорсиқидики балини окул уруп чүшүрүвәткәндики амалсизлиқини; базар башқуруштикиләр қачан келәр дәп көзи төт һалда җиддийлишип кочиларда йайма йайған балилардики дәккә – дүккини; рамизанда соһурға турғанда башқилар көрүп қалмисун дәп чирақни йандуралмай қараңғуда тамақ йәватқан бир кадирниң вәһимисини; мәһәллисидә һечкимни көзгә илмайдиған бир бай ғоҗамниң айродоромда бир қоңалтақ хитай ишләмчи көргән муамилигә еришәлмигәндики хорлуқини; намаз оқуғунумни балам сиртта дәп ташлимисун дәп һуҗрисиниң ишикини ичидин тақап намаз оқуватқан бир ханимниң қорқунчини; кәч саәт ондин кейин пәштақтики тивишлар сақчиниңмиду, мени издәп кәлгәнмиду дегән бир адәмниң әндишисини; қолида һәммә рәсмийити толуқ туруп йолда қатнаш сақчисини көрсила тәрләп, җиддийлишип кетидиған һәр қандақ бир уйғурниң роһий дунйасини; баш сүрәтлиригә қизилбайрақ, дөләт герблирини чиқирип өзини қизиллиқини испатлаш арқилиқ бихәтәрликини капаләткә игә қилмақчи болғанларниң роһһалини; мени қайси гунаһим сәвәбидин тутқанду дәп беши қетип кәткән бириниң һес – туйғулирини; ерини сәвәбсиз тутуп кәткән бир айалниң чарисизликини; һайат туруп ата-анисидин айрилип йетимханиларда чоң болуватқан балиларниң мискин қәлбини…….ташқи дунйаға аңлиталмайду, ипадиләп берәлмәйду.
мана буларни пәқәт вә пәқәт әдәбийатла йахши ипадилийәләйду, ташқи дунйаға шәрқий түркистанда бир күн уйғур болуп йашашниң қанчилик җасарәт, қанчилик қурбанлиқ, қанчилик тәләп қилидиғанлиқини йарқин әкс әттүрәләйду, оқуғучиларни йиғлиталайду, һайаҗанға салалайду, хитай зулминиң йәткән дәриҗисини уйғурдәк болмисиму, мәлум дәриҗидә һес қилдуралайду. бу йәрдә шуни пәрқләндүрүш керәкки, доклатлар зулумни пакит, мәлуматлар билән чүшәндүрәләйду, әмма оқуғучиларға зулумниң тәми вә тәсирини һес қилдуралиши натайин болиду, әдәбийат болса доклатлар қилалмайдиған ишни қилиду, йәни оқурмәнгә һес қилдуралайду, шундила ашу һессийат оқурмәнләрни мәлум әмәлий һәрикәтләргә үндәйдиған бир күчкә айлиниду.
мушу нуқтидин ейтқанда, муһаҗирәттә мана мушу зулумларни аңлитидиған, уйғурларниң көрүватқан күнини йазидиған бир уйғур әдәбийатиниң шәкиллиниши тарихий зөрүрийәттур. русийәлик мәшһур йазғучи александир солжентсинму дәл өзиниң « гулаг тақим араллири», « .иван денисовичниң бир күни» дегәндәк мәшһур әсәрлири арқилиқ ситалин дәврини йорутуп бәргән вә шу әмгәклири билән 1970- йилидики нобел әдәбийат мукапатиға еришкән. уйғурларниң көрүватқан күни нәччә солжентсинни йетиштүргидәк дәриҗидә рәңдар вә аҗайип. тиришсақла, һиммәт кәмирини бағлисақла вуҗудқа чиқарғили болидиған бу ишқа сәл қараш, қолидики шәмшәрдә пийаз ақлиғандәк бир һамақәтлик икәнликидә шәк йоқ. йәнә келип буни һәммә уйғур қилалайду һәм қилиши керәк. чүнки, һәммимизниң сөзләп түгәткүсиз ечинишлиқ һекайилиримиз бар, сенарийә болғидәк кәчмишлиримиз бар, биз буларни йазмастин қәбримизгә елип кәтсәк, аманәтни җайида ада қилмиған мунапиқтәк җинайәт садир қилған болимиз. хитайға қарши һеч иш қилалмисақму, бизгә қилған, әткәнлирини болсиму йезип қойуш һәр бир уйғурниң қолидин келидиған, баһанә көрситәлмәйдиған әң әқәлли бир иштур, буниңға сәл қарашни ақлап болғили болмайду.
йазалайдиғанлар йезиши керәк, йазалмайдиғанлар йазалайдиғанларға сөзләп бериши керәк. һәтта, чоқум уйғур тилида йезишиму шәрт әмәс, ким қайси тилда йезиқчилиқ қилалиса шу тилда йазса болувериду. көрүватимизки, хитай һөкүмити һазир қолидики пүтүн ахбарат, медийа васитилирини ишқа селип, өткән нәччә йилдики җинайәтлири сәвәбидин йоқалған инавитини қайта тикләш, образини йахшилаш, шундақла, йүз бериватқан қирғинчлиқ, қул ишчилиқ қатарлиқ зулумлириниң барлиқ түрлирини инкар қилиш мәқситидә, пәвқуладдә кәң көләмлик тәшвиқат җеңи башлиди. вәтәндики мәшһурлар вә тор чөлпанлирини ишлитип, пүтүнләй йәп – ичкән, ойнап – күлгән синлар арқилиқ, уйғурларни дунйадики әң бәхтлик кишиләр, шәрқий түркистанни болса җәннәт қилип көрситишкә тиришиватиду, хитайниң бу урунушлири пүтүнләй мувәппәқийәтлик болиду демисәкму, йәнила мәлум сандики кишиләрни қайил қилиш мумкинчилики барлиқини инкар қилалмаймиз. бундақ әһвалда, хитайда уйғур болуп йашашниң тәпсилатлирини маһирлиқ билән әкс әттүргән әдәбий әсәрләрниң роли пәвқуладдә болиду. мундақ тәсәввур қилип бақайли: муһаҗирәттики бир нәччә йүз, бир нәччә миң уйғур пәқәт өзиниң кәчмишлиринила йазсун, чоқумки, бу кәчмишләрдә хитайниң зулмидин ибарәт бир ортақлиқ болиду. башқилар бу әсәрләрни оқуғанда, бир қанчә йүз кишиниң бирлишип йалған ейтмайдиғанлиқиға ишиниду, хитайдики зулумниң зади қандақ шәкилдә икәнликини тәсәввур қилалайдиған болиду, шундила дунйа хитайниң тәшвиқат йалғанлириниң бир қисмиға болсиму ишәнмәс болиду. қисқиси, мустәмликә әдәбийати уйғурларниң қолидики һазирғичә ишләтмигән күчлүк қоралларниң биридур. ахирида, шуни сораш лазим: зади немишқа йазмаймиз? биздә йоқи қәләмму йаки виҗданму? вә йаки җасарәтму?
2024-йили 30-нойабир