30-нойабир истанбулға җайлашқан сабаһаттин зайим университетида диний илимләр кәспидики шәрқий түркистанлиқ магистир вә докторантларниң тунҗи нөвәтлик илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
мәзкур илмий муһакимә йиғинини шәрқий түркистан өлималар бирлики орунлаштурған болуп, түркийәдики охшимиған университетларда диний илимләр бойичә магистирлиқ йаки докторлуқ оқушини давамлаштуруватқан 12 оқуғучи тәпсир, һәдис, ислам қануншунаслиқи (фиқһи), мәзһәпләр тарихи, қираәт илми вә диний маарип, тарих қатарлиқ саһәләр бойичә өзиниң илмий мақалилирини тәқдим қилди.
оқуғучилар төт гуруппиға бөлүнүп, тәртип бойичә лексийә сунған болуп, һәрбир басқуч ахирлашқандин кейин, йиғин иштиракчилириниң темиға алақидар соаллириға җаваб бәрди.
йиғинға өлималар, оқуғучилар вә истанбулда йашаватқан бир түркүм уйғур хәлқи иштирак қилди. бир күн давамлашқан йиғинниң ахирида, мақалә сунған оқуғучиларға тәқдирнамә тарқитип берилди.
2024-йили 2-декабир