америка-хитай мәһбусларни алмаштуруш келишимигә асасән иҗра қилинған мәхпий һәрикәттә үч уйғурниң чәт әлгә чиқишқа рухсәт қилинған. мәлум болушичә, америка билән хитай оттурисидики сөһбәтләр нәтиҗисидә, икки тәрәп өзара мәһбус алмаштурушқа келишкән. нәтиҗидә хитай даилири үч нәпәр америка пуқрасини қойуп бериш билән биргә, адвокат нури түркәл әпәндиниң аниси айшәм мамут ханимниң һәм шундақла, йәнә бир нәпәр америка пуқраси болған уйғур әрниң қизи билән биллә америкаға кетишигә қошулған.
«нйу-йорк вақти гезити» 2-декабир күни «хитайда қапсилип қалған уйғурларни америкиға елип келишниң мәхпий пилани ичидә» намлиқ мәхсус хәвәрни елан қилип, байдин һөкүмитиниң америкадики уйғур адвокат, дөләтлик хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәндиниң аниси айшәм мамут ханимни америкаға әкәлгәнликини дунйаға ашкарилиған иди.
нийуйорк вақит гезитиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, америка әмәлдарлири алдинқи һәптә америка билән хитай әсир алмаштуруш һәрикитидә хитайниң үч америкилиқ әрни қойуп бәргәнликини, уларниң бири америка федератип тәкшүрүш идарисиниң учурчиси икәнликини, америка түрмигә қамалған икки хитай җасус вә кәм дегәндә бир хитай пуқрасини қойуп бәргәнликини, әмма мәһбус алмаштурушниң бир қисми сүпитидә, хитай үн-тинсиз һалда үч уйғурни қойуп беришкә қошулғанлиқини, уларниң бири америка пуқраси икәнликини, улар хитайдин америкиға кәлгәнликини билдүргән.
хәвәрдә қәйт қилинишичә, бир һәптә илгири шәрқий түркистандики хитай сақчилири туйуқсиз аишә мамут ханиминиң өйигә кәлгән болуп, улар униңға нәрсә-керәклирини тәййарлап сомкисиға қачилашни ейтқан. аишә ханим хитай сақчилири уни түрмигә йаки җаза лагериға солимақчи болди, дәп ойлиған; нурғун уйғурларға охшаш ташқи дунйадин алақиси үзүлүп қалидиғанлиқи, бәзидә нәччә йиллап аилисигә келәлмәйдиғанлиқи хийалиға кәлгән. әмма ойлимиған йәрдин төт күндин кейин, 73 йашқа кирип қалған аишә мамут ханим америкиниң виргинийә иштатида 20 йил көрүп бақмиған икки оғли вә илгири бир қетимму көрүп бақмиған төт нәвриси билән җәм болған. аишә мамут ханимниң чоң оғли америкиниң хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәнди болуп, аишә ханимниң чеградин чиқиши изчил чәклинип чәклигән.
мәлум болушичә, байден һөкүмити әсир алмаштуруш келишиминиң уйғурларға четишлиқ қисмини техи елан қилмиған болуп, нийуйорк вақит гезити бу хәвәрни тунҗи қетим ашкариланған. көп йиллардин буйан, америка әмәлдарлири хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә уйғурларни тилға алған болуп, пирезидент байден ши җинпиң билән болған икки қетимлиқ учришишта аишә мамут ханимни тилға алған.
мәлум болушичә, нури түркәл әпәндиниң уйғур давасидики актипларниң бири болуши сәвәбидин хитай һөкүмити хели бурунла йәни 2006-йилидила униң ата-анисиниң паспортлирини тартивалған. 2015-йили хитай даирилири нури түркәлниң дадисиниң түркийәгә келип, төт оғли билән қисқа муддәт көрүшүшигә йол қойған болсиму, аписиниң беришиға йол қоймиған.
нури түркәл әпәнди аписиниң американиң мәхсус айропилани билән тексас шитатидики бир һәрбий айродурумға қонуши вә у йәрдә бир һәрбий қомандан тәрипидин күтүвелинип өзигә саламәт тапшуруп берилишигә қәдәр болған бу җәрйанларниң өзидә һәм хушаллиқ һәм бир америка пуқраси болғанлиқи үчүн чәксиз иптихарлиқ туйғуси пәйда қилғанлиқини ейтти.
2024-йили 4-декабир