хитай хаккерлириниң уйғур вә тибәтләргә қарши җасуслуқ детали қолланғанлиқи йәнә бир қетим оттуриға читқи

тор бихәтәрлики хәвәр тори «хаккерлар хәвәр тори» (The Hacker News) ниң 12-айниң 5-күнидики хәвиригә асасланғанда, хитай хаккерлири уйғур вә тибәтләрни йәнә зәрбә бериш нишани қилған. йәни хитай үндидардин пайдилинип уйғурларға қарита җасуслуқ детали қолланған.

хәвәрдә дейилишичә, хитай дөлитиниң қоллиши билән хитай хаккерлар «даркнимбас» (DarkNimbus) дегән намдики детални, йәни бурун уйғурларға қарши қолланған йаман нийәтлик йумшақ детал «муншайин» (Moonshine) ниң тәрәққий қилған нусхисини ишлитиш арқилиқ уйғур вә тибәтләргә һуҗум қилған. хәвәрдә мундақ дейилгән:

«йеңидин байқалған тор тәһдити мәшғулати даңлиқ үндидар деталидики бихәтәрлик йочуқлирини нишанлап, хитай болмиған тибәт вә уйғурлар топиға тәвә андиройид (Android) вә виндос (Windows) үскүнилиригә илгири билинмигән җасуслуқ йумшақ деталлирини йоллиған».

америкадики тор бихәтәрлик ширкити болған Lookout йеқинда чәт әлләрдики уйғурларниң телефонлириниң һәр хил йаман ғәрәзлик йумшақ деталлар арқилиқ йуқумландурулуп, җасуслуқ қоралиға айландуруватқанлиқини агаһландурғаниди. мәзкур ширкәт елан қилған доклатида көрситишичә, иҗтимаий алақә супилирида һәмбәһирлиниватқан йаки үчинчи тәрәпниң әп дуканлиридин чүшүрүлгән уйғур тилидики андиройид әплириниң алаһазәл үчтин бир қисми җасуслуқ йумшақ детали билән йуқумланған болуп, бу йаман нийәтлик йумшақ деталлар қолланғучиниң телефонидики хусусий рәсимләр, учурлар, телефон алақилири қатарлиқ учурларни көрүш вә уни қарши тәрәпкә йәткүзүш иқтидариға игә икән.