муһаҗирәт һайатимиздин бир аччиқ савақ

аптор: абдуреһим дөләт

муһәррир: абдуләзиз ақһун

20 – әсирниң башлиридин башлап һазирғичә болған уйғурларниң муһаҗирәт һайати әслидә интайин муһим бир тәтқиқат темиси, әгәр һәр қайси конкерт темилар, саһәләр бойичә айрим, айрим тәтқиқ қилинған болса, һазирқи уйғурларниң муһаҗирәт һайатида учриған нурғун мәсилә вә қийинчилиқлириниң алди елинған, нурғунлиған биһудә бәдәлләр төләнмигән болатти. шуларниң ичидә муһаҗирәттики уйғурларниң маарип мәсилиси бәлким әң муһимлиридин бири һесабланса керәк. алди кәйни болуп йүз йилға йеқин бу муһаҗирәт һайатида уйғурларға өзи йашаватқан дөләткә, өзиниң миллитигә һәтта дунйаға әсқаталайдиған иқтидарға игә қанчилик сәрхил уйғур йетиштүрди? дегән соални сорашқа һәқлиқмиз. бу соалға әстайил җаваб берилгинидә, йаки бу соалға мәрданилик билән йүзләнгәндә, һазирқи муһаҗир уйғурларниң маарип саһәсидә немиләрни қилишқа тегишлик икәнлики өзлүкидин оттуриға чиқиду. чүнки, чариләр көпинчә һалларда өтмүштики савақларға әркәкләрчә йүзлиниш, рәһимсизлик билән анализ қилиш арқилиқ тепилиду. болупму тарихий йилтизи болған мәсилиләрдә техиму шундақ. йуқиридики соалға гәрчә илмий тәкшүрүш билән җаваб берәлмисәкму, реаллиққа сәл әстайидилрақ нәзәр селиш билән тоғриға йеқинрақ бир җавабқа еришиш мумкин.

бир бағниң йахши пәрвиш қилинған йаки ташлап қойулғанлиқини билишниң әң аддий усули бағниң йиллиқ һосулиға қараш десәк мениңчә хата болмайду. худди шуниңдәк, чәт әлдики уйғурларниң өткән 70, 80 йиллиқ муһаҗирәт һайатида маарипқа қанчилик әһмийәт бәргәнликини йетиштүргән сәрхил адәмлириниң сани йаки сүпитигә қарап бақидиған болсақ биләләймиз. әгәр бу йүзәки нәзәр селиштин еришкән җавабимизниң реаллиқни мәлум дәриҗидә болсиму тоғра әкс әттүрәлигәнликигә ишәнсәк, у һалда муһаҗирәттики уйғурларни маарипқа асасән һәқиқий мәнидә әһмийәт бәрмәпту дәп һөкүм чиқарсақ хаталашмаймиз дәп қараймән. әгәр әһмийәт берилгән болса бүгүнкидәк пүткүл уйғурлар һайат – маматлиқ пәйтидә қалғанда, чәт әлдә илим – пән, исламий илимләр, иқтисад вә йаки сийасәт қатарлиқ хилму – хил саһәләрдә йетишкән нурғунлиған сәрхил уйғур әвладлириниң оттуриға чиқип күрәш қилғиниға шаһит болған болаттуқ. һалбуки, буниң зөрүрийитини муһәммәт имин буғра һәзритим буниңдин 87 йил муқәдәм, йәни 1937- йили кабулда, чәт әлләрдики шәрқий түркистанлиқ вәтәндашларға йазған тунҗи хитабида төвәндики қурлар билән тилға кәлтүргән иди:

« …..йуқирида ейтилған саадәт күнлиригичә шәрқий түркистан пәрзәнтлириниң өзини тәййарлап, кәлгүсидә худа беридиған азатлиқ немитини өз җайида сәрп қилишқа, һәр қандақ таҗавузчи вә йаман нийәтликләрдин бу немәтләрни муһапизәт қилишқа вә өз еһтийаҗлиримизни мумкинқәдәр тәмин қилишқа қабилийәт пәйда қилишимиз керәк. чүнки, қабилийәтсиз вә әхмәқ милләт қолиға кәлгән азатлиқ вә иззәтни туталмайду…….әгәр қолимизға кәлгән бу пурсәттә, шәрқий түркистанниң нопузлуқ кишилиридин әқәлли қириқ – әллик лақақәтлик киши, йәни дунйа сийаситигә вақип болған, тәҗрибилик, һәқиқий вәтәнсөйәр вә һәр ишниң мәвқә, дәриҗисини билидиған, шәхсий ғәрәзлик болмиған вә әһли ғәрәзләрниң һилә – микирлиригә берилип кәтмәйдиған адәмләр болған болса иди, шәрқий түркистан һазирғичә дунйаниң мустәқил бирдөлити болуп тонулатти. ……..һәр бир киши өз қилидиған ишни билиши лазим. чүнки, билмигән ишни иҗра қилиш мумкин әмәс, гәрчә вәтинимиздә өлима вә фиқһий алимлиримиз тола болсиму, улар пәқәт диний вә әдлийә ишлиринила билиду. сийасий, һәрбий, санаәт, милләтниң вә мәмликәтниң мудапиәси вә тәрәққийати үчүн муһим болған зөрүр ишлар һәққидә мәлуматлири аз болғанлиқтин, бу пәзиләтлик алимларниң азлиқ қилиши һәр бир кишигә мәлумлуқ. …..мәдәнийәт, тәрәққийат, сийасий вә һәрбий илимләр, маарип, сәһийә вә башқа санаәтниң толуқлиниши вә ислаһи, қәдимдин тартип башқилардин өгиниш вә тәҗрибә қилиш билән һасил болиду. буларни өгинишниң бир мунчә шәртлири бар. мәсилән: омумий мәктәпләрдики (асас маарип) синип вә дәриҗиләрни толуқ өтүш керәк. чүнки бу илим – пәнниң һасил қилиниши алий мәктәптә болиду. 12 йил омумий маарип мәктәплиридә оқуғандин кейин, андин алий мәктәпләргә кириш мумкин болиду. …….бу муқәддәс вәзипидә (оқуш) чәт әлләрдики вәтәндашлиримизни йаш, билим вә ‍иқтисад җәһәттин төт қисимға болушимиз мумкин: 1) оқуш йешидики йашлар. 2) өлималар вә талиблар. 3) байлар. 4) булардин башқилар.

 

йашлар:

оқуш йеишидики балиларни башланғуч мәктәп вә йа оттура мәктәпләргә киришкә дәвәт қилимиз вә тәшвиқ қилимиз. буниң үчүн йирақларға сәпәр қилишниң һаҗити йоқ. омумий маарип дунйаниң һәммә йеридә охшаш болғанлиқи үчүн, қәйәрдә болса шу йәрдә оқуса болиду. алий мәктәпкә киришкә лайақәт пәйда қилғандин кейин, халиған йәргә берип оқуғили болиду.

 

өлималар вә талиблар:

һәр күни бир- икки саәт ички вә ташқи гезит хәвәрлирини оқусун. болупму, мәдәний дөләтләрниң сийасий, саанәт, дипломатийә, һәрбий күч, иқтисадий вә илим – пән саһәсидики бир-бирлири билән болған мусабиқилиригә аит хәвәрләрни оқусун. бу саһәдә кәшп қилинған кәшпийатларни вә бу һәқтики паалийәтләрни диққәт билән оқуп, мустәқиллиқ тәләп қилидиған һәр қандақ милләт вә дөләтниң немә ишларни қилиши керәкликини өгәнсун.

өлималиримиз вә қабилийити болған йаш талиблиримиз теббий факултетларға, зираәт факултетлириға, сийасәт вә қанун факултетлириға, инженирлиқ, канчилиқ вә доригәрлик қатарлиқ башқа илим – пән муәссәсәлиригә қобул қилиниш мумкин. ………бу қәдирлик затлиримизни йуқирида ейтип өткән илим вә пәнләрни өгиниш үчүн тиришишлирини һәммидин көп тәрғиб қилимән. уларниң һасил қилған йүксәк диний илимлири, исламий әхлақ вә әдәблири миллитимизниң дунйа вә ахирәтликиниң ислаһи үчүн чоң хизмәт қилиду. буниңға қошулуп, бу илим – пәнгә несип болуп, вәтән вә миллитимизниң азатлиқи вә дунйа саадити үчүн хизмәт қилса, « нур үстигә нур» болиду вә : « ‍инсанларға мәнпәәт йәткүзгән киши инсанларниң йахшисидур» дегән һәдискә әмәл қилған болиду.

 

байлар:

йуқирида өлималар синипиға тәрғип қилған йол, пул вә дәсмайилири бар вәтәндашлиримизғиму тәрғип қилиниду. буларму гезит оқуп, өлималар синипидикиләргә ейтқинимдәк өгинишлири керәк. илим вә пәнни хусусий муәллимләргә мааш берип өйлиридә оқуш наһайити йахши вә ғәнимәт бир иштур. чәт әл тилини өгиништә һеч қийинчилиқ йоқ………..

 

булардин башқилар:

йашлири оқуш йешидин үстүн болуп оқушқа кирәлмигән, қолида дәсмайисиму болмиған вәтәндашлиримиз завут-фабрикиларда иш қилса вә уста һүнәрвәнләргә шагирт кирип һүнәр өгәнсә, һазирқи турмушлири қамдилипла қалмастин, кәлгүсидә милләт вә мәмликәтниң тәрәққийати үчүн йахи бир кәспкә игә болған болиду.»

һәзритимниң шу йилларда, пәқәт йашларни, талибларнила әмәс, милләтниң дегидәк һәммә қатлимини омумйүзлүк өгинишкә сәпәрвәр қилишиниң нәқәдәр йирақкөрәрлик болғанлиқини бәлким һазир техиму рошән һес қилалишимиз мумкин. һәзритим бу қурлири билән чәт әлдики уйғурларниң маарипқа әһмийәт бәрмәслики йаки һәқиқий мәнидә әһмийәт бәрмәсликигә һечқандақ баһанә қоймиған иди. һәзритимниң 1937 – йилидики бу ақиланә вә даһийанә чақириқиға уйғурларниң пәқәт аваз қошмиғанлиқини, мән башта ейтқинимдәк, һазирғичә чәт әлдә йетишкән инсанларни тәкшүрүп бақсақла биләләймиз. шуни бир тәсәввур қилип бақайли: әгәр шу вақитта, уйғурларниң һәммисини қойуп турайли, йерими болсиму һәзритимниң чақириқиға аваз қошқан болса, уйғурларниң чәт әлдики әһвали бүгүнкидәк болармиди? уйғурлар әмди болсиму бу һәқиқәтни тонуп йетип, маарипқа әһмийәт беришни һайатиниң мәркизий орниға алдиму? бу соалға һәә дәп җаваб беришкә техи балдур дәп қараймән. буниңдин 87 йил бурун әмәс, худди бүгүн үчүнла ейтилғандәк бу сөзләрни оқуғанда адәмни һәқиқәтән йиға тутиду. (булар һәққидә ойлинишни оқурмәнләргә қойимән)

муһаҗирәттә санимизниң азлиқидин ибарәт бу аҗизлиқимизни, сүпитимизниң йуқирилиқи билән толдуруштин башқа чаримиз йоқлуқини, буниң пәқәт вә пәқәт маарипқа һәқиқий мәнидә әһмийәт бериш билән ишқа ашидиғанлиқини тонуп йетишниң вақти кәлди вә ашти, чүнки башта тәкитлигинимдәк, биз күчкә моһтаҗ, күчимиз болса сүпитимизни йуқири көтүрүшни тәқәзза қилиду. бәлким бәзиләр әһмийәт бәрдуқ, балилиримизни мәктәпләрдә оқуватимизғу, мәдрисиләргә бериватимизғу дейиши мумкин, әмма қиливатқанлиримизниң тоғра болуп болмайватқанлиқини, йаки һәқиқий ‍әстайидиллиқ билән қилип қилмайватқанлиқимизни оқуп чиққан балиларниң сүпити бәлгиләйду. йәнә бәзиләр буни омумйүзлүк қилип болғили қандақ болиду? җан беқиш бесимида адәм буларға қандақ йетишип болиду дәп өзигә баһанә издиши мумкин. һәқиқий мәнидә маарипқа әһмийәт берилсә, қандақ нәтиҗиләр көрүлидиғанлиқини төвәндики санлиқ мәлуматлар бизгә ейтип бериду:

«1880 -йилларда йәһудийлар австрийә нопусиниң аран 3 ~ 4 пирсәнтини тәшкил қилған, әмма барлиқ университет оқуғучилириниң %17ни вә вена университетидики оқуғучиларниң үчтин бирини тәшкил қилған. венгирийәдә йәһудийлар нопусниң %5ни тәшкил қилған, әмма университет оқуғучилириниң %25ни вә алдинқи қатардики техника университетлиридики оқуғучиларниң %43ни тәшкил қилған. германийә империйәсидики әң чоң шитат пируссийәдә 1910 – 1911 йилларда йәһудийлар нопусниң %1ниму игилимәйтти, әмма университет оқуғучилириниң %5.4ни, берлин университетидики оқуғучиларниң %17ни тәшкил қилатти.

венада 20-әсирниң бешида йәһудийлар адвокатларниң %62ни, дохтур вә чиш дохтуриниң йеримини, университетлардики медитсина факултетиниң %45ни вә омумий оқутқучиларниң төттин бирини игиләйтти. йәһудийлар йәнә кәспий журналистларниң %55ни, аммиға очуқ банка мудирлириниң %40ни, вена аксийә бержисиниң мудирийәт әзалириниң %70ни игилигән. венгирийәдиму йәһудийлар адвокатларниң %34ни, дохтурларниң %48ни игиләйтти.

1912 -йили пируссийәдики милйонерларниң 20 пирсәнти йәһудийлар иди. пүткүл германийәдә йәһудийлар нопусниң %0.95ни игиләйтти, әмма әң бай %31 аилә йәһудий аилиси иди».

мениңчә, бу санлиқ мәлуматлар муҗадилиси әҗдадин әвладқа созулидиған узун муддәтлик күрәш қилишқа мәҗбур биздәк бир милләткә бәк көп нәрсини ейтип берәләйду, шундақла, бир милләт қилалиған ишни йәнә бирмилләтниңму қилалайдиғанлиқини көрситип берәләйду. йашаватқан дөләтлиримиздә шәрқий түркистан дәвасини нәтиҗилик елип меңиш үчүн, дөләт вә җәмийәтниң йуқири қатламлиридин орун қолға кәлтүрүш уйғурларниң муһим бир нишани болуши керәк. барлиқ җәмийәтләрмәйли қанчилик адаләт, баравәрлик шоарлирида қурулсун, бир пирамидасиман қурулмиға охшайду. пирамиданиң чоққисидикиләр дөләтни башқуриду, әгәр пирамидиниң әң астидикиләр чоққидикиләргә садасини аңлитимән дәйдикән, әң тегидә туруп варқираш билән аңлатқили, тәсир көрсәткили болмайду. униң үчүн чоққиға йеқин йәрләргә йамишиш керәк. бу йәрләргә йамишиш , бу йәрләрдин орун қолға кәлтүрүш үчүн йәнила алий маарипта оқуштин башқа, бизниң қолимиздин келидиған башқа бир йолму йоқ. чүнки, уйғурлар йашаватқан дөләттә көчмән болуш сүпити билән, бундақ орунларни пули йаки мунасивитигә тайинип қолға кәлтүрәлиши мумкин әмәс, чүнки, көчмәнләрниң иҗтимаий сәрмайиси болмайду. алдимизда йәнила оқушқа тайинип сәрхиллишиш бизниң қурбимиз йетидиған бирдинбир йолдур. бизни бу йолға меңиштин өзимизниң һорунлуқи, чүшиниксиз баһанилири, дәмал нәтиҗиләрдин башқини қоғлашмайдиған ешәк нәзәрлик, каллимиздики бәзи пикрий чүшәкләрдин башқа һечнимә тосуп қалалмайду.

мана мушуларни нәзәргә алғанда, қәлбидә дини, вәтини, миллити үчүн аз – тола болсиму төһпәм болсун дәйдиған, хитайға өзи вә әвладлирини йәнә қул қилип тутуп бериштин өлүмни әла билидиған кишиләргә нисбәтән, ‍өзиниң шәхсий вә аилә һайатида өгиниш мәркәзлик бир йашам күлтүри бәрпа қилиш һәм тәхирсиз, һәм қиммәтлик, һәм қолимиздин келидиған бир иштур. бу дегәнлик, балилиринила йахши оқутуш керәк дегәнлик әмәс, бәлки, пүтүн уйғурларниң һәммә қатлими мәйли йеши нәччигә йәтсун, мәйли кәспи немә болсун, мәйли ‍авам болсун, мәйли дәва сепидики паалийәтчиләр болсун, мәйли тәшкилат рәһбәрлири болсун, һәтта өлима вә зийалийлар болсун, оқуш вә өгинишни йейиш, ичиш адитидәк бир адәткә айландуруш дегәнликтур.

нөвити кәлгәндә, дәва сепидикиләрни һәммидин бәкрәк оқушқа дәвәт қилимән, чүнки, уйғурларниң сийасий күрәш тарихиға нәзәр салсақ, нурғунлиған мәғлубийәтлиримизниң кәйнидә, күрәш сепидикиләрниң илмий, әқлий вә писхик сапасиниң, күрәш җәрйанидики мурәккәп мәсилиләрни тоғра анализ қилиш, тоғра усулда һәл қилиш, өз-ара мунасивәттики зиддийәтләрни ақиланә битәрәп қилишқа йәтмигәнликидин ибарәт аччиқ бир савақни йәкүнлийәләймиз, һәтта, бүгүнму шуниңдәк хаталиқларға шаһит болуватимиз. шуниси ениқки, һәр қандақ бир сийасий күрәшкә рәһбәрлик қиливатқанларда дәваға болған чәксиз қизғинлиқ, шундақла дәва тәқәзза қиливатқан иқтидар тәң тепилмиғанда, көзлигән нишанға йетиш бәкла тәс, һәтта мумкин әмәс.

пәқәт мушундақ бир кәйпийат һәм җәмийәттә, һәм аилидә әмәлгә ашқандила, андин балилиримизниң оқуш нәтиҗиси муһаҗирәттики уйғур җәмийити вә аилидики бу оқуш муһити тәсиридә һәссиләп йуқири көтүрүлиду, чүнки, балиларниң нәтиҗиси ноқул мәктәп, муәллимниң тәсиригила әмәс, бәлки, аилидики оқуш күлтүриниң тәсиригиму зор дәриҗидә бағлиқ. буниң тәсири пәқәт балиларниң нәтиҗисини йахшилаш биләнла чәкләнмәйду, әгәр һәр қайси дөләтләрдә йашаватқан уйғурлар маарипқа алаһидә әһмийәт берип, балилириға йахши нәтиҗә қазандурса йашаватқан дөләттә өз өрнини йуқири көтүрәләйду, маариптики нәтиҗилири билән образини йахшилийалайду, буниң шу дөләтләрдә шәрқий түркистан дәвасини техиму йуқири сәвийә вә үнүмдә елип беришта әһмийити пәвқуладдә зор. башқиларниң бизгә қандақ көздә қаришини, қандақ муамилә тутушини, биз өзимиз йаратқан коллектип образимиз арқилиқ бәлгилийәләймиз. буларни әмәлгә ашуруш ашуралмаслиқ пәқәт бизниң һиммитимизгила бағлиқ.

бу йәрдә оқуш адити йаки оқуш паалийити дегән кәлимиләрни әмәс, оқуш күлтүрини қоллинишимниң сәвәби шуки, күлтүр турақлашқан, заманниң синиқидин өткән, инсан ваз кечәлмәйдиған, ваз кечип қалса еғир биарамчилиқ һес қилидиған, роһимиз, еңимизға йилтиз тартқан бир қатар адәтләрниң йиғиндисидур. оқуш, өгиниш уйғур аилириниң пат – пат һайаҗанланғанда әһмийәт берип қойидиған, униңдин кейинки башқа алдирашлиқлар билән аста – аста унтулуп кетидиған әмәс, ваз кечилмәс күлтүргә айланғанда, бундақ аилиләрдә йетишкән кәлгүси әвладлиримиз ичидә сәрхилларниң нисбити зор дәриҗидә көпийиду.  гәрчә мәктәптә оқуған һәммә балиларниң кәлгүсидә чоқум әң йахши алий мәктәпләргә киришигә мутләқ капаләтлик қилиш мумкин болмисиму, пәқәт нишанимиз қанчә йүксәк болғанда, шу нишанға йетидиғанлар һечболмиғанда бурунқидин көп чиқиду. айни нишанлиғанлар, чоқум дәрәх чоққисидики қушқачни нишанлиғанлардин йираққа аталайду.

2024-йили 10-декабир

мәнбә: уйғур тәтқиқат институти