канада һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқиға вә тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ сәккиз нәпәр хитай әмәлдариға имбарго йүргүзгәнликини, җазаниң 10-декабир дунйа кишилик һоқуқ күнидин тартип күчкә игә икәнликини елан қилди.
канада ташқи ишлар министирлиқи торидин мәлум болушичә, канада һөкүмити канаданиң «хитай һәққидики алаһидә иқтисадий тәдбир низами»ға асасән қолланған тәдбирдә канада ичи сиртидики канада пуқралириниң җаза тизимликигә киргүзүлгән хитай әмәлдарлирини мәбләғ билән тәминләш, мал-мүлүк, содиға мунасивәтлик һәр қандақ муамилидә болуш мәни қилидикән.
канада ташқий ишлар министири бу һәқтики байанатида канада һөкүмитиниң уйғур районидики бир милйондин артуқ кишиләрниң лагерларда тутуп турулуши вә улар учраватқан зораванлиқлардин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлигән. канада ташқий ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бу қетим елан қилинған ембарго хитай һөкүмитиниң хитайдики аз санлиқ милләтләр вә етиқадчи хәлққә, җүмлидин шинҗаң, тибәт хәлқи вә фалунгоң муритлириға қаратқан бастурушқа қарши йолға қойулған.
канада ташқи ишлар министири меланйе җули (Melanie Joly) байанатида мундақ деди: «биз хитай һөкүмитини бу системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ахирлаштурушқа вә хәлқара кишилик һоқуқ мәҗбурийитини ада қилишқа чақиримиз» деди.
низамнамидики конкрет чәклимидә нишанлиқ шәхсләр, хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қатнашқан сабиқ хитай әмәлдарлири йаки нөвәттә вәзипә өтәватқан йуқири дәриҗилик әмәлдарлар бар икән.
җаза тизимликигә киргүзүлгән сабиқ вә вәзипә өтәватқан хитай әмәлдарлириниң тизимлики төвәндикичә:
аталмиш «уйғур аптоном районлуқ» хәлқ һөкүмитиниң рәиси, партийә комитетиниң муавин рәиси әркин тунийаз,
аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари чен чүәнго,
хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин рәиси, аталмиш «уйғур аптоном» районлуқ һөкүмәтниң сабиқ рәиси шөһрәт закир,
аталмиш «уйғур аптоном районлуқ» сийасий мәслиһәт йиғининиң муавин рәиси пең җйарүй,
«тибәт аптоном райони»ниң сабиқ партийә секретари ву йиңҗйе,
аталмиш «уйғур аптоном районлуқ» бихәтәрлик идарисиниң сабиқ партийә комитети секретари ху лйуҗүн,
аталмиш «тибәт аптоном районлуқ» һөкүмитиниң муавин рәиси, җ х министирлиқи партийә комитетиниң катипи җаң хоңбо,
хитай компартийәси бирликсәп бөлүминиң сабиқ башлиқи йов чүән.
2024-йили 12-декабир