сүрийә мухалип күчлириниң 55 йиллиқ диктатур әсәд аилә риҗимини ағдуруп ташлиши һайатида әсәд аилисидин башқа рәис көрмигән бир әвлат сүрийә хәлқи үчүн ширин чүшкә охшаш хушаллиқ туйғулирини беғишлиғанлиқи ашкара. сүрийә хәлқиниң аһи аллаһқа йәткән болса керәк.
залим бәшшар әсәд риҗиминиң драматик һалда йиқилиши райондики тәңпуңлуқларни астин-үстин қиливетиши муқәррәр. әсәд риҗиминиң йимирилишидин әң қаттиқ зийан тартқан тәрәп иран болса, әң көп пайда алидиған тәрәп түркийә икәнликидә шәк йоқ. ирандин қалса, әң еғир зийанни русийә тартқан болиду.
чүнки, иран, росийә бәшшар әсәд риҗимини қоғдап қелиш үчүн аз бәдәл төлимиди, шу бәдәлләрниң һәммиси күпүккә айланди. пайда алған тәрәпләр түркийәдин қалса америка вә ғәрп дөләтлири дийишкә болиду.
муһим болған мәсилә сүрийә хәлқи бу нәтиҗини қандақ сақлап қелиш билән биргә һәқиқий әркинлик, адаләт, аманлиқ бәрпа қилинған бир сүрийәни қандақ тутуп туруш, гүлләндүрүштә. әмма сүрийәдә адаләт, әркинлик ва аманлиқниң бәрпа болишини халимайдиған тәрәпләрму аз әмәс, әң башта исраилийә сүрийәниң бәшшарни йиқитқан күчләрниң қолида гүллинишини халимайду, йәнә бир тәрәптин п к к, й п г, п й д дегәндәк күрд тероричи горуһлар һеч халимайду. иран, росийәму шундақ.
әлвәттә мәзкур тәрәпләр сүрийәни қалаймиқан қилиш, түркийәниң қолға кәлтүргән нәтиҗилиригә топа чечишқа уруниду.
сүрийә инқилавиниң ғәлбә қилишиға бивастә һәссә қошқан, алдинқи сәптә уруш қилған уйғурларму әлвәттә бу ғәлбиниң мивисидин бәһримән болушқа тамамән һәқлиқ. әйни вақитта уйғурлар үчүн асаси нишан болуш ваҗип болған вәтинимизниң әркинлики һечқачан һесапниң сиртида қалмаслиқи керәк, ундақ болмиған тәқдирдә уйғурларму еғир зийан тартқанлар қатаридин орун елип қалиду.
әркин сүрийәни қайта қурушта милйунлиған сүрийәликкә он нәччә йил саһипханлиқ қилған түркийәниң роли интайин чоң болуп, түркийә сүрийә урушидин зәпәр билән чиққан бирдинбир дөләт десәк болиду. түркийә бундин кейин оттура шәрқтә тәсири әң күчлүк дөләткә айлиниду. сүрийәни һәқиқий әркин, адаләтлик бир дөләткә айландуруш үчүн узун заман вә сан-санақсиз бәдәлләргә иһтийаҗлиқ болса керәк.
мустәбит бәшшар һакимийитиниң бундақ тиз вәйран болиши башта хитайдин ибарәт мустәбит, залим риҗимларниң тәхтини лиңшитишиму муқәррәр.