уйғур ирқий қирғинчилиқиға йардәм қилиш билән әйибләнгән Hikvision ширкити шәрқий түркистандики тохтамлирини бикар қилған

дунйадики биологийәлик тәтқиқатлар һәққидә әң йеңи учур вә мақалиләрни илан қилидиған Biometric Update ториниң 16-өктәбир хәвәр қилишичә, 2019-йили трамп һөкүмити җаза елан қилған Hikvision (хәйкаң) ширкити сабиқ пирезидент доналд трамп иккинчи қетим вәзипә өтәшкә тәййарлиқ қиливатқанда шәрқий түркистандики йәрлик һөкүмәт тармақлири билән имзалиған бәш түрлүк тохтамни бикар қилған.

хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур ширкәт шәрқий түркистандики тармақ ширкәтләр билән түзгән тохтамни бикар қилған болсиму, буниңдики сәвәбләр тоғрисида сөз қилмиған. хәвәрдә Hikvision ширкити америка билән хитай оттурисидики күнсери кәскинлишиватқан техника урушида қармаққа елинған хитай техника ширкәтлириниң бири дәп көрситилгән. хәвәрдә мундақ дейилгән: «HIKvisionширкитиниң ейтишичә, 2017-йили райондики йәрлик һөкүмәт билән келишим имзалиған бу ширкәт районда буниңдин кейин башқа сода паалийәтлири билән шуғулланмайду.»

хәвәрдә, Hikvision ширкитиниң үрүмчи, лопнур, қарақаш, гума вә керийә қатарлиқ җайлардики бәш електирон техника ширкити билән бирликтә 2023-йили 3-айда америка сода министирлиқиниң «қара тизимлики» гә киргүзүлгәнлики тилға елинған.

хәвәрдә ейтилишичә, америка санаәт вә бихәтәрлик идариси Hikvision (хәйкаң) ширкитини «хитай һөкүмитиниң зор көләмлик тутқун вә бастуруш һәрикәтлиригә, җүмлидин шинҗаңдики уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни йуқири пән-техника арқилиқ назарәт қилиштәк кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә йардәмләшкән» дәп әйиблигән.

Hikvision (хәйкаң) ширкити 2017-йилдин тартип лагерларға қамалған уйғурларни назарәт қилишта ишлитилгәнлики үчүн америка 2019-йили униңға җаза елан қилған иди. 2021-йил әнглийә һөкүмити һөкүмәт биналирида Hikvision камералирини ишлитишни чәклигән, йавропа иттипақиму уни парламент бинасидин чиқирип ташлиғаниди.

2024-йили 17-декабир