хотән дийарида чақниған илим йултузи, мәшһур қираәт алими абдунәбий қариһаҗим

абдунәбий қариһаҗим

(һ. 1316 – 1379 / м. 1899 – 1961)

абдунәбий қариһаҗим 1899 – йили ғәрбий түркистанниң, йәни һазирқи өзбекистанниң өзкәнд шәһригә тәвә пайтуқ дегән йезисида дунйаға кәлгән. өсмүрлүк дәвридин башлапла қираәт илмиға иштийақ бағлиған абдунәбий қариһаҗим қуран кәрим вә қираәт илимлирини сәуди әрәбистанда йашиған вә он йилға йеқин қираәт илмидин әрәбләргә дәрс бәргән өзбек устазидин өгәнгән. қираәт илми саһәсидә әтраплиқ тәлим елип болғинидин кейин башқа шәрий илимләрни тәһсил қилишни давамлаштурған. у шәрий илимләрдики асасини алди билән атиси халмуһәммәд дамолламдин алған. кейин өзкәндтин чиқип ош, тираз вә сәмәрқәнд қатарлиқ шәһәрләрдики мәдрәсәләрдә системилиқ илим игилигән. оқуш пүттүргинидин кейин сәмәрқәнд өлималиридин (ташкәнд өлималиридин дегән гәпму бар) иҗазәт алған. һиҗрийә 1340 – / м. 1922 – йилидин башлап муәллимлик қилишқа башлиған. 10 йилдин артуқ мудәррислик қилғандин кейин, 1936- йили һәҗгә барған вә мәккә мукәррәмәдә земин сетивелип рибат қуруп, у йәрни вәқф қилған. андин русларниң өзбекистандики динға зәрбә бериш сийасәтлири түпәйли вәтинигә қайталмай, устазиниң тапшуруқи билән қираәт вә илим йейиш үчүн 6 нәпәр сәпдиши билән бирликтә шәрқий түркистанға қарап атланған. шәрқий түркистанға кәлгәндин кейин, у вә башқа сәпдашлири шәрқий түркистанниң охшимиған шәһәр, йуртлириға тарқилип хизмәт қилишни мунасип көргән. абдунәбий қариһаҗим дәсләптә қәшқәргә барған болсиму у йәрдә узун турмай хотәнгә берип җайлашқан.

абдунәбий қариһаҗим хотәнгә орунлашқандин кейин хотәндә маарип ишлири билән мәшғул болушқа башлиған. шу заманларда қумул инқилабиға қатнашқан вә йавға қарши җәңләрдин биридә оқ тегип шеһид болған хотән йеңи шәһәрлик һашим һаҗим дегән киши қизи хасийәтханни абдунәбий қариһаҗимға йатлиқ қилип берип қариһаҗимни күйоғул қилған. абдунәбий қариһаҗим турмушлуқ болғинидин кейин, муһиббуллаһ җан мәхсум (2009 – йили хотәндә вапат болған) билән мәймунәхан һаҗим (2022 – йили истанбулда вапат болған) қатарлиқ икки пәрзәнт көргән.

әйни чағда абдунәбий қариһаҗим хотәндә қираәт илмини өгитиш вә қарий тәрбийәләш хизмитини кәң қанат йайдурған болуп, абдунәбий қариһаҗим гүҗән дәрвазиси қешидики ғоҗам көл йенидики мәдрәсәдә (гүмбәз мәдрәсә болуши мумкин) талибулилимләргә қираәт илми бойичә дәрс бәргән. мәзкур мәдрәсәдә хотәнниң һәрқайси йеза – қишлақлиридин вә йәнә башқа шәһәрләрдин болуп нурғунлиған талиблар қираәт илмидә йетишип чиққан.

оқуш пүттүргән қарийлар «илча, зава, қарақаш, ақсарай, кирийә, чонақ, лоб, һангий, тасмича, ханериқ» дегәндәк хотәнниң һәрқайси җайлириға қайтип йүзлигән талибларға қуранни өлчәмлик тәҗвид билән өгәткән.

абдунәбий қариһаҗимниң қуран вә қираәт хизмитидә тонулған шагиртлиридин төвәндики устазларни санашқа болиду:

һалал бағ басийлиқ қабил қариһаҗим вә униң иниси наиф қарим. хотәндин обулһәсән қариһаҗим, абдуқадир қарим һейтгаһ, абдумәлик қарим, мәтрози қариһаҗим, абдуҗелил қариһаҗим (учаттин болуши мумкин), акиси муһәммәд һашим қарахунум (хотән алтун мәсҗид имами), абдуллаһ қарим гәдән, абдуреһим қарим (сәксән сүннәт), мәһмуд қарим потәй қатарлиқлар; лайқидин абдулмәҗид қарим,. тамиғилдин йақуп қарим, абдуқуддус қаримлар; сәйшәнбазардин абдуллаһ қарим ишан, абдулһәлим қаримлар; һаңгийдин абдуқадир қарим, тасмичидин абдуғәни қарим, завидин абдуғаффар қарим, абдуқадир қарим алақанат, аблиз қарим, обулһашим қарим, сәйд әһмәд қарим, давуд қарим қатарлиқлар… ундин башқа йәнә нурғун устазлар сампул, лоп, дол, һангий, тәвәккул, кирийә, дакуй, азнибазар, ласкуй, ханериқ… қатарлиқ җайларда хизмәт қилған.

абдунәбий қариһаҗимниң күйоғли вә шагирти болған мәрһум (атам) рәһмәтуллаһ муһәммәд әли қариһаҗим кашғәрийниң һайат вақтида маңа сөзләп беришичә: «абдунәбий қариһаҗим мәдрәсәдә қуран вә тәҗвид илимлирини өгитипла қалмастин, ислам асаслиридин ‹илмиһал›, ‹қәсидәти бурдә›, ‹мубәййән› вә шуниңға охшиған әрәбчә шәрий дәрсликләрниму қуран вә қираәт илмигә йандаштуруп оқутқан».

1960 – йилларда бәзи шагиртлири өзбекистанға чиқип кәткән болуп, уларму у йәрдә нурғун қарийларни тәрбийәләп йетиштүргән.

абдунәбий қариһаҗим қуранға көрсәткән хизмити вә муңлуқ қираити билән хотән хәлқиниң қәлбидин чоңқур орун алған, уларниң иззәтлиши вә һөрмитигә сазавәр болған. хотән хәлқи абдунәбий қариһаҗимни шу дәриҗидә һөрмәт қилаттики, әгәр у бирәр кочидин өтүп қалса, кочидикиләр таки қариһаҗим өтүп кәткәнгә қәдәр йолниң қирғиқида униң үчүн һөрмәттә туратти.

абдунәбий қариһаҗимниң чоң көл бешида өй вә бағлири бар болуп, хиттай таҗавузчилири қариһаҗимниң қуран кәрим вә қираәт илми саһәсидә қиливатқан хизмәтлирини баһанә қилип қолға алғанда мусадирә қилған.

абдунәбий қариһаҗим қизил коммунистларниң өзбекистандики қилмишлирини байан қилиш арқилиқ уларниң әпт – бәширисини дадиллиқ билән ечип, хәлқни хиттай коммунист басқунчилириға қарши агаһландуруп тәшвиқ қилип турған.

коммунист хиттайлар шәрқий түркистанни ишғал қиливалғинидин кейин миллий армийәни тарқитиветип, 1957 – (йаки 1958 -) йили пүтүн шәрқий түркистандики 100 гә йеқин катта өлимани бейҗингә йиғинға апарған. йиғин җәрйанида ислам вә материйализм һәққидә коммунистлар билән алимлар оттурида (абдулхәбир дамоллам башчилиқида) кәскин муназириләр болуп өткән.

абдунәбий қариһаҗим башқа өлималарға охшаш (1958 – йили) мәзкур йиғиндин қайтиши биләнла қолға елинған, андин қойуп берилип, кейин йәнә қайта қолға елинип, хотән шәһәр илчи аралдики (гоҗән дәрвазиси билән дөңбағ арилиқида) түрмидә үч йил қамалған. абдунәбий қариһаҗим билән биллә түрмигә қамалған бәзи вәтәнпәрвәр зийалийларниң түрмә хатирә – әслимилиридә қәйт қилинишичә, улар түрмидә абдунәбий қариһаҗимдин парсчә өгәнгәнликини йазиду.

«йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш», «оңчиларға зәрбә бериш» вә «истил түзитиш» һәрикәтлиридә абдунәбий қариһаҗимға көп әзийәт қилинған. бир муддәт давамлашқан сотлашларда кечиләрдә сәһнигә чиқирилип, абләт җүйҗаң, һәсән һаҗилардәк сақчилар, кадирлар тәрипидин пипән (күрәш) қилинған вә абдукерим дамоллидәк мунапиқ моллилар тәрипидин қаттиқ азарланған. абдунәбий қариһаҗимни вә башқа нурғун вәтәнпәрвәр өлималарни тутуп қийнап өлтүргән сақчи башлиқи һәсән һаҗи кейин сүрити мубәддәл (адәм искәтидин һайван искәтигә кирип қилиш) болуп хар өлгән.

1961 – йили томуз айлирида түрмидә өлтүрүлгән вә хотән мусапирзаратлиқ қәбристанлиқиға дәпнә қилинған.

абдунәбий қариһаҗимниң шагиртлиридин һазир һайат қалғини интайин аз болуп, нәврә шагиртлириниң бәзиси һайат.

җанабий аллаһ шеһид устазға, униң сәпдашлириға вә униң қуран хизмитини қилиш арқилиқ вәтинимиздә ислам нурини өчүрүп қоймай кәлгән барлиқ шагиртлириға рәһмәт қилғай! мәртивилирини катта қилғай!

 

тәййарлиғучи: доктор абдуләзиз рәһмәтуллаһ

2020. 04. 30

мәнбә:

1. абдунәбий қариһаҗимниң қизи мәймунә хан һаҗим вә күйоғли (вә шагирти) мәрһум рәһмәтуллаһ муһәммәд әли қариһаҗим кашғәрий.

2. устаз муһәммәд қасим әмин түркистанийниң «бир қисим түркистан сәрхиллирини тонуштуруш / алإعлам лбعض рҗалат тркстан» дегән китаби (әрәбчә қолйазма нусхиси).

 

саҗийә ислам билимлири тори