хитайниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ җинайитини паш қилған көплигән нопузлуқ доклатларниң аптори доктор адрийан зенз уйғур мәҗбурий әмгикигә алақидар йәнә бир зор һәҗимлик доклат елан қилди.
12-декабир елан қилинған 130 нәччә бәтлик «шинҗаңниң йеза игилик ишләпчиқиришида мәҗбурий әмгәк, йәр тартивелип ишлитиш вә мәҗбурий ассимилйатсийә қилиш» намлиқ доклат коммунизм қурбанлири хатирә фонди» ниң алий тәтқиқатчиси, доктор адрийан зенз (Adrian Zenz) вә илин лин (I-Lin Lin) тәрипидин тәййарланған.
мәзкур доклатта хитайниң шәрқий түркистандики йеза игилик мәһсулатлири ишләпчиқиришида, хусусән шохла, қизилмуч қатарлиқ мәһсулатларни ишләпчиқиришта уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдиланғанлиқи, бир қисим хәлқаралиқ ширкәтләрниң тәминләш зәнҗириниң бу җинайәткә четишлиқ икәнлики паш қилинған.
доклатта уйғур мәҗбурий әмгикидин сирт, йәнә хитай реҗиминиң қоллиши астидики көплигән хитай ширкәтлириниң уйғур деһқанлириниң йәр ишлитиш һоқуқини мәҗбурий тартивалғанлиқидәк җинайәтлири байан қилинған.
адрийан зензниң мәзкур доклати вә әнглийә BBC қанилиниң йеқинда елан қилған һөҗҗәтлик филими хитайниң шәрқий түркистан хәлқини мәҗбурий әмгәккә селиш җинайитини хәлқарада қайтидин күнтәртипкә кәлтүрди. йеқинда BBC да «шохла қийами мәҗбурий әмгәк билән ишлинәмду?: талла базарларға тизилған шинҗаң шохла қийаминиң арқа көрүнүши» дегән темида бир саәтлик һөҗҗәтлик филим елан қилғаниди. бу һөҗҗәтлик филимда әйни вақитта хитай түрмисидә йатқан вә мәҗбурий әмгәккә селинған 14 нәпәр шаһит вә сийасий анализчилар, сода мутәхәссислири зийарәт қилинған. филимда хитайниң хәлқараға експорт қиливатқан шохла қийаминиң арқисидики уйғур мәҗбурий әмгики вә биңтүәнниң қара қоли әтраплиқ йорутуп берилгәниди.
2-декабирBBC қанили хәлқарадики пәмидур қийами мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилиши һәққидә бир һөҗҗәтлик филим елан қилғаниди. мәзкур һөҗҗәтлик филимни ишләшкә бир йилдин артуқ вақит кәткән болуп, хитайниң шәрқий түркистандики қан билән бойалған мәҗбурий әмгәк җинайити, пәмидур қийами мәһсулатлириниң мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилидиғанлиқи, бу мәһсулатларниң түрлүк йоллар билән йавропа базириғиму кириватқанлиқи паш қилинғаниди.
нөвәттә пүтүн дунйадики пәмидур қийами мәһсулатиниң тәхминән 25% и ирқий қирғинчилиқ давамлишиватқан шәрқий түркистанда ишләпчиқирилмақта.
хитай мәҗбурий әмгәк мәсилисидә хәлқара җәмийәтни алдашқа урунди
хитайниң шәрқий түркистандики тәшвиқат оргини тәңритағ ториниң хәвиридә билдүрүлүшичә, аталмиш «уйғур аптоном районлуқ партийә комитети»ниң секретари ма шиңрүй, аталмиш «уйғур аптоном райони»ниң қорчақ рәиси әркин тунийаз 15-декабир үрүмчидә ечилған аталмиш «шинҗаңдики ишқа орунлаштуруш вә иҗтимаий капаләт хәлқара муһакимә йиғини»ға қатнишишқа кәлгән хитай вә чәт әллик меһманлар билән көрүшкән.
ма шиңрүй йиғинда шәрқий түркистанниң нөвәттики реал вәзийитини бурмилап: «хитай компартийәси мәркизий комитети баштин-ахир шинҗаңға алаһидә көңүл бөлүп, қоллап, кишилик һоқуқ ишлириниң тәрәққийатиға түрткә болди. биз хәлқниң бәхтлик турмушини әң чоң кишилик һоқуқ дәп билип, һәр милләт амминиң баравәр ишқа орунлишиши, әмгәкчиләрниң қанунлуқ һоқуқ-мәнпәәтини қанун бойичә капаләтләндүрдуқ» дәп билҗирлиған.
хәвәр қилинишичә, йиғинға 40 нәччә дөләт, район вә хәлқара тәшкилат вәкиллири, хитайниң алақидар министирлиқ-комитетлири вә аппаратлириниң мәсул әмәлдарлири қатнашқан. йиғинда пакистанниң хитайда турушлуқ баш әлчиси калир һашими, йәмәнниң хитайдики баш әлчиси муһәммәд метами, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң муавин баш катипи җаниш канә қатарлиқлар сөз қилип, хитайниң йалған тәшвиқатини йақлиған асаста хитай сийаситини махтиған.
2024-йили 21-декабир