хитай канададики «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» қатарлиқ икки тәшкилат вә 20 шәхскә имбарго йүргүзгән

хитай даирилири канададики «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» вә мәзкур тәшкилатниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәндини өз ичигә алған икки тәшкилат вә 20 шәхскә имбарго йүргүзгәнликини илан қилди. канада һөкүмити йеқинда уйғур вә тибәтләрниң кишилик һоқуқлириға дәхли-тәруз қилишқа четишлиқ сәккиз нәпәр хитай әмәлдариға имбарго йүргүзгән иди. 

хитай шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи 22-декабир йәкшәнбә күни байанат илан қилип, канададики «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» (Uyghur Rights Advocacy Project) вә «канада тибәт комитети» (Canada-Tibet Committee) дин ибарәт икки тәшкилат вә алақидар 20 шәхскә имбарго йүргүзгәнликини илан қилди.  

игилинишичә, имбарго йүргүзүлгән шәхсләр ичидә «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» ниң иҗраийә директори мәмәт тохти, сийасәт вә тәшвиқат дериктори җасмин кейнт (Jasmine Kainth), қануни вәкиллири, сийасий мәслиһәтчилири вә тәтқиқат мәслиһәтчилири болуп 15 киши бар икән. «канада тибәт комитети» ниң рәиси сампе лалуңпа (Samphe Lhalungpa) ни өз ичигә алған бәш кишигиму имбарго тизимликигә киргүзүлгән. 

имбарго йүргүзүлгән тәшкилат вә шәхсләргә қаритилған җазалар ичидә уларниң мал-мүлүклирини тоңлитиш, хитайға киришини чәкләш, шундақла хитайдики тәшкилат вә шәхсләрниң улар билән сода вә һәмкарлиқ паалийәтлиридә болушини мәний қилиш қатарлиқлар бар икән. бу қарар 2024-йили 21-декабирдин башлап күчкә игә икән. 

ройтерс агентлиқи бу имбарго қарарини хитайниң канададин өч елиш һәрикити дәп хәвәр қилди. 

 

2024-йили 22-декабир