истанбулда иҗтиһатлиқ өлима муһәммәд йүсүп қариһаҗимниң илмий әмгәклирини тәқдирләш паалийити өткүзүлди

мол әмгәклири билән хәлққә тонулған иҗтиһатлиқ диний өлима, шәрқий түркистан өлималар бирлики тәтқиқат бөлүминиң мудири муһәммәд йүсүп қариһаҗимниң илмий әмгәклирини тәқдирләш вә әсәрлирини тонуштуруш паалийити өткүзүлди.

22-декабир истанбулда шәрқий түркистан өлималар бирликиниң орунлаштуруши билән, «дин вә һайат (2000 соалға җаваб), «пәрзәнтлиримизни қандақ тәрбийәләймиз?», «исламдики аилә түзүми», «бәхт-саадәтниң 40 ретсипи» қатарлиқ 30 парчидин артуқ әсәрлири, йүзлигән мақалә вә лексийәлири билән уйғур хәлқиниң қәлб төридин орун алған диний алим, шаир, йазғучи вә истедатлиқ тәрҗиман муһәммәд йүсүп қариһаҗимни тәқдирләш вә йеқинда нәшридин чиққан «тәпсир җәвһәрлири» қатарлиқ әсәрлирини тонуштуруш паалийити өткүзүлди.

паалийәткә көп сандики өлималар, зийалийлар вә истанбулда йашаватқан уйғурлар иштирак қилди. паалийәт қуран кәрим тилавити билән башланди. алди билән шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси дотсент, доктор алимҗан буғда ечилиш сөзи қилди. арқидин шәрқий түркистан өлималар бирлики баш катипи абдуләһәд уҗатли муһәммәд йүсүп қариһаҗимниң һайати, хизмәтлири, илмий әмгәклири вә әсәрлирини тонуштуруп өтти.арқидин шәрқий түркистан өлималар бирликиниң сабиқ рәиси дотсент, доктор атавуллаһ шаһйар, шәрқий түркистан өлималар бирлики әзалиридин устаз абдуләһәд һапиз вә сәлчуқ университети тарих пәнлири докторанти абдурәһим дөләт қатарлиқ устазлар «тәпсир җәвһәрлири»ниң ройапқа чиқиш җәрйани вә муһәммәд йүсүп қариһаҗимниң илмий хизмәтлири һәққидә тәпсилий тохталди вә йүрәк сөзлирини байан қилди.

паалийәт шәрқий түркистан өлималар бирлики вә бир қисим илимсөйәр затларниң муһәммәд йүсүп қариһаҗимға көңүл совғилирини тәқдим қилиши билән ахирлашти.

6 kişi ve yazı görseli olabilir

2024-йили 23-декабир