22-декабир йәкшәнбә күни мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсумниң вапатиниң сәккиз йиллиқи мунасивити билән униң иш-излирини хатириләш мурасими өткүзүлди. мәрһум устаз абдулһеким мәхсумһаҗим 2016-йили 22-декабир истанбулда аләмдин өткән болуп, мәрһумниң вапати шәрқий түркистан дәваси үчүн чоң йоқитиш болғаниди.
паалийәтни истанбулда паалийәт елип бериватқан «шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити» тәшкиллигән болуп, қуран кәрим тилавитидин кейин,шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикитиниң рәиси абдуллаһ мөйдиноғли ечилиш сөзи қилди.
арқидин шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси дотсент, доктор алимҗан буғда сөз қилип, мәрһумниң һайати, пикир-чүшәнчилири, униң шәрқий түркистан мустәқиллиқ күришидики тәврәнмәс мәйдани, һәрикәтчанлиқ алаһидилики қатарлиқ үлгилик иш-излирини тонуштурди.
доктор алимҗан буғда: «мән мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим билән 1984-йилидин 1988-йилғичә қағилиқта биллә оқудум, абдулһәкимхан мәхсум һаҗим исми охшаш болған қағилиқтики бүйүк дини алим абдулһәкимхан мәхсумда илим тәһсил қилип 1988-йили оқуш пүттүрди» деди. униң ейтишичә, кейин абдулһәкимхан мәхсум һаҗи мәхпий һалда дини мәдрисә ечип уйғур йашлирини дини саһәдә йетиштүрүш үчүн тәлим-тәрбийә билән шуғулланғанлиқини вә көп санда йашларни йетиштүрүп чиққанлиқини, шу сәвәбтин түрмигә қамалғанлиқини билдүрди.
доктор алимҗан буғданиң билдүрүшичә, мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсум түрмидин қойуп берилгәндин кейин чәт әлгә чиқип, оттура асийа, пакистан, сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләрни айлинип мисирға берип билим ашурған, 2003-йили мисирдин истанбулға келип бу йәрдики бир қисим савақдаш вә достлири билән бирликтә 2006-йили шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитини қуруп чиққан.
абдулһәкимхан мәхсум 1961-йили қағилиқта туғулған болуп, 2016-йили 12-айниң 22-күни истанбулда 55 йешида туйуқсиз вапат болған иди.
доктор алимҗан буғданиң билдүрүшичә, абдулһәкимхан мәхсум, дәсләптә 2006-йили шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитини қуруп чиққан, кейин шәрқий түркистан дәваси үчүн һәр саһәдә хизмәт қилиш керәкликини көздә тутуп, 2011-йили сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи, 2016-йили шәрқий түркистан өлималар бирлики вә шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики қатарлиқ җәмийәт вә тәшкилатларни қуруп чиққан.
2024-йили 24-декабир