канада һөкүмити билән уйғур вә тибәт тәшкилатлири хитайниң имбарго қарарини әйиблиди

канада һөкүмити билән уйғур вә тибәт тәшкилатлири хитайниң канададики уйғур вә тибәт тәшкилат вә шәхслиригә қаритилған имбарго қарарини әйиблиди.

дунйа уйғур қурултийи бу һәқтә байанат илан қилип, канада «уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши» вә у орунда ишләватқан 14 шәхсниң муһаҗирәттики уйғурларни канадаға маканлаштуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини, хитайниң шу сәвәбтин бу тәшкилатқа җаза чәклимиси қойғанлиқини билдүрди.

дунйа уйғур қурултийи рәиси турғунҗан алавудун сөз қилип: «бу дәл коммунист хитайниң биргә бир җаза қойуштәк типик қилмиши, һалбуки хитайниң бу қилғини пәқәт өч елиш характерини алған. бу җаза әмәлийәттә ‹уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши› қиливатқан хизмәтләрниң актип тәсир пәйда қиливатқанлиқини көрситиду» деди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши», «канада тибәт комитети» ни өз ичигә алған уйғур вә тибәтләрниң һәқ-һоқуқлирини һимайә қилидиған икки тәшкилат вә уларниң 20 хадимини җаза тизимликигә алған. тизимликтики кишиләрниң 15 нәпири «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» дин, қалған 5 нәпири «канада тибәт комитети» дин икән.

канада ташқи ишлар министирлиқи 24-декабир байанат илан қилип, хитайниң канададики уйғур вә тибәт тәшкилат вә шәхслирини җаза тизимликигә киргүзгәнликини әйиблиди. байанатта мундақ дейилди: ««канада һөкүмити сийасий көз қараш сәвәбидин йаки охшимиған көз қарашларни җимиқтуруш үчүн, канададики кишиләргә йаки уларниң аилә-тавабиатлириға вә достлириға қаритилған һәр қандақ тәһдид, зораванлиқ вә паракәндичиликләргә йол қоймайду».

байанатта: «бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мустәқил мутәхәссислири вә башқа көп тәрәплик механизмлар хитайни кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит ишәнчлик әйибләшләргә әһмийәтлик җаваб беришкә чақирди. хитай чоқум хәлқара қанундики мәҗбурийитигә һөрмәт қилиши керәк. канада өзиниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүрүшни өзиниң иқтидарини йуқири көтүрүшниң пурсити дәп қарайду, һәмдә хитайни давамлиқ шундақ қилишқа чақириду» дейилди.

сүргүндики тибәт һөкүмити парламенти 25-декабир ахбарат елан қилип, хитай һөкүмитиниң «канада тибәт комитети» вә «уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши», шундақла 20 кишилик һоқуқ паалийәтчисигә җаза чәклимиси қойғанлиқини қаттиқ әйибләш билән биргә, мәзкур икки тәшкилат вә уларниң хадимлириниң хитайниң қәбиһ зораванлиқи вә кишилик һоқуқ җинайәтлиригә батурлуқ билән қарши туруп келиватқанлиқини мәдһийәлигән һәмдә тибәт сүргүндә һөкүмитиниң улар билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүргән.

2025-йили 25-декабир