миллий мәвҗутлуқ вә ирадә намайиши: сүрийәдики уйғурлар һәққидә

(бу тимида бүгүн "зимистан" торида елан қилинған мақалиқиниң тәрҗимиси)

көк байрақ

һәрбийчә кийимлиридә ай йултузлуқ көк байрақ орун алған бир топ җәңчиниң сүрийәдики шамни азат қилиш урушидин кейин ғәлибә тән-тәниси қилиши вә бу тән-тәнисидә қолланған төвәндики сөзлири муһаҗирәттики миңларчә уйғур қатарида мениңму йүрикимни ләрзигә салди:

---- бүгүн шамда ғәлибә қилдуқ, иншааллаһ, бу ғәлибини пат йеқинда вәтинимиз шәрқи түркистанда қазинимиз.... бүгүн шамда, хумуста бәшәр әсәдниң йалланмилири қачқандәк, әтә қәшқәрдә, үрүмчидә, ақсуда хитай капирлири қачиду.

бу көрөнүш һәққидә хәвәр бәргән әнгилийәниң телегирап гезити йуқарқи сөзләр һәққидә мундақ пикир байан қилиду: " бәзән ишлар дийишкә асан, қилишқа асан әмәс, хитайниң икки милйон әскири бар, алдинқи қатардики бир һәрбий күч, булар, хитайниң чәтәлдики әлчиханилири вә қурулулуш әслиһәлиригә зәрбә берәлиши мүмкин....

телиграп мухбириниң диққитини тартқини, уйғур җәңчиләрниң шуариниң әмәлийлишиш мүмкинчилики болған, мениң диққитимни тартқини, һазирниң өзидә қилғини: бу сәһнидә намайән болуватқан уйғурниң миллий мәвҗутлуқ вә миллий ирадә намайиши!

бу сәһнә уйғур паалийәтчилири йиллардин бери намайиш қилип келиватқан истанбулдики байазит мәйдани әмәс, голландийәдики дам мәйданиму әмәс, вашинготоиндики ақсарай алдиму әмәс, бәлки дунйаниң 13 йилдин бери көзи тикилип туриватқан, хәлқаара ахбараниң қиззиқ нуқтиси вә мәртни мәйданда синайдиған уруш мәйдани. буларниң садаисида һазирғичә намайишлиримизда мән аңлап кәлгән, бәзидә мәнму аваз қатқан йелиниш йоқ, езилиш йоқ, мураҗиәт йоқ; пәқәтла хатирилитиш бар, һәйвә бар, мәрданилиқ бар.

дәл мушу пәрқтин болса керәк, телиграптики бу уйғур хәвири бир күндә бир милйондин артуқ кишиниң көрүшигә наил болған.
!
хитай шәрқи түркистанни ишғал қилған күнидин башлап иҗра қилған вә ваз кәчмәй келиватқан тәдбири,дунйаға уйғурни унтулдуруш. таки 2001 ‏-йили 11‏-синтәбир вәқәси йүз бәргәнгә қәдәр, районда болуп өткән исйан вә қаршилиқларниң бирсиниму ахбаратқа бәрмәслик, район хәлқигә паспорт чәклимиси қойуш, чәтәлгә чиқивалиғанлирини қайтуруп әкитиш үчүн пүтүн дипломатик күчини сәрп қилиш қатарлиқлар, әнә шу уйғурни унтулдуруш, хәлқаара күнтәртипкә әкәлмәслик урунушиниң пәқәт бирнәччә мисали.

уйғур җәңчиләр , йуқарқи шуарлири билән хитайниң әнә шу уйғурниң үнини өчүрүш урунишиға ғәлибилик бир зәрбә бәрди: йәр шарида миллий азадлиқи үчүн күрәш қиливатқан уйғур дәп бир милләт бар, мустәмликә астида шәрқи түркистан дәп бир йәр бар!

хитайниң мәқсити уйғурни унтулдурушла әмәс, уйғурни йәр йүзидин ун-тинсиз һалда сүпүриветиш. 3 милйондин артуқ уйғурни лагир вә түрмиләргә солап чиритиш, қисрлаштуруш билән нопусини тизгинләш , бу мәсилиләрниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә музакирә қилинишини пүтүн дипломатик күчи билән тосуш .... бу шум нийәтниң ашкара бирқанчә ипадиси. уйғур җәңчиләр, йуқарқи шуарлири билән, бу милләтниң техи йоқалмиғанлиқини, ирқий қирғинчилиққа дуч келип турупму миллий азадлиқ ирадисиниң сунмиғанлиқи вә сунмайдиғанлиқини җакалиди.

әлвәттә барлиқ милләтләрдә болғинидәк, уйғур җәмийитидиму пәрқлиқ көзқарашлар бар, бәзиләр сүрийәдики уйғурларни уйғур давасиниң келәчигигә зийан йәткүзүп қойиду дәп әндишә қилиду, һәтта бәзилири," уйғурға теролруқ қалпиқи кәйүдүрүш хитай тәшкиллигән" дегәндәк сүйқәст нәзирийәлиригә ишиниду. мән вә йәнә бир қисимлиримиз, уларниң миллий азадлиқ җәңчилири икәнликигә, уйғур давасиға күч беридиғанлиқи вә хәлқаара тенчлиққа төһпә қошидиғанлиқиға ишинимиз; улардин пәхирлинимиз вә уларға аманлиқ тиләймиз.

12-20-2024

https://bitterwinter.org/uyghur-fighters-in-syria-a-uyghur-view/