шәрқий түркистан өлималар бирликиниң 11-нөвәтлик шура йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти

шәрқий түркистан өлималар бирликиниң 11- қетимлиқ шура йиғини, 2024- йили 27-29 декабир күнлири истанбулда дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 70 тин артуқ бирлик әзалириниң қатнишиши билән ечилди.
 
йиғиниң 1- күни әттигән бирликимизниң 2024 – йил ичидә бирлк ичидики һәр қайси бөлүмләр тәрипдин елип берилған хизмәтләрнң докилати йиғинға қатнашқан омуми әзаларға сунулди. йиллиқ доклаттин кейин, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң вәзийити һәққидә музакирә елип берилди. чүштин кейийн, муһаҗираттики уйғурлаға қарита дәвәт елип бериш митоди, мәдрисә вә курсларниң тәлим – тәрбийә хизмәтлиридә силаһат елип бериш қатарлиқ тимилар музакирә қилинди.
 
йеғинниң 2- күни әттигәндә, бирликниң низамнамисигә бәзи түзитишләр күргүзүлүп, түзүтүлгән нусхиси бирлик әзалириниң аваз бирлики билән қобул қилинди. йеғинда йәнә, бирликниң «йашлар хизмәт бөлүми» тәсис қилиниш билән биргә (мәдрисиләр ара истишарә в мәсләһәт) бөлүми тәсис қилиниши қарар қилинди. шуниңдәк, шәрқий түркистанни хитай ишғалчилиридин қутулдурушниң барлиқ шәрқий түркистан хәлқиниң үстигә пәрз әйин икәнликини тәкрар тәкитләш билән биргә, өлималарниң барлиқ хизмәтлиридә, болупму дәвәт, тәблиғ вә һәр қайси сорунларда «шәқий түркистан» сөзиниң тәсбиһгә охшаш зикир қилиниши, хәлқимизгә вә барлиқ вәтән даваси қиливатқан тәшкилатларға барлиқ хзмәтлиридә һәдәпиниң «шәрқий түркистан мустәқиллики» асасида болиши, өлималар бирликиниң шәрқи түркистан үчүн паалийәт елип бериватқан барлиқ тәшкилат вә шәхисләр билән алақини техиму күчәйтип, миллитимизниң дини, миллий әхлақ- пәзиләтлири, миллий өрп - адәт вә әнәнилиригә, қиммәт қарашлириға игә чиқиш вә буни өзиниң дава вә хизмәт йолидики асаслиқ перинсиплири қатарида көрүшгә тәшәббус қилиш қатарлиқ хизмәтләрни давам қилдурш қарар қилинди.
 
шәрқий түркистан өлималар бирликигә әза һәрбир өлиманиң, өзниң өлималиқ ролини толуқ җари қилдуруши, хәлқ ичидә өлималарниң образини йахшилашқа алаһидә әһмийәт бириш билән биргә, һәрқандақ мәсилидә үзи өлгә болуп өлималарға лайиқ рәвиштә хәлқимизгә хизмәт қилиши тәкитләнди.
 
икки күнлүк йеғин ахирида, пәтива бөлүми, дәвәт бөлүми, тәлим-тәрбийә бөлүми, тәшкилатлар ара мунасивәт бөлүми, малийә вә байанат қатарлиқ бүлүмләр айрим – айрим бөлүнүп, музакирә ели барғандин кейин, 2025-йили ичидә қилмақчи болған хизмәтлирини бикитип чиқти.
 
йуқиридики музакириләргә асасән өлималар бирлики алдимиздики бир йил ичидә түвәндики хизмәтләрни ройапқа чиқириш үчүн тиришчанлиқ көрсүтүш қарари алди.
 
1- шәрқий түркистан өлималар бирлики шәрқий түркистан хәлқиниң, болупму муһаҗирәттики хәлқниң етиқади, әхлақ-пәзиләтлири, миллий өрп адәт вә әнәнилириниң қоғдилиши вә уйғур җәмийтиниң ислаһати үчүн техиму тиришчанлиқ көрситиш.
 
2- әрәб вә ислам дунйасида шәрқий түркситан дәвасини техиму җанландуруш, ислам дунйасиидики мусулманлар билән шәрқий түркистан мусулманлири арисида ухуввәт вә уммәт шуурини қанат йайдуруш билән биргә, ислам вә мосулманларға алақидар мәсилиләрдә һәмкарлиқни күчәйтиш. хәлқарада тонулған өлималар билән қәрәллк һалда учришиш елип бериш арқилиқ хәлқарада шәрқий түркистан мәсилисни җанландуруш.
 
3- өлималар бирлики тәшкилатлар ара мунасивәт бөлүминиң хизмитини техиму җанландуруш вә түркийә ичи вә түркийә сиртидики барлиқ шәрқий түркистан тәшкилатлири вә хәлқарада шәрқий түркистан даваси үчүн актип хизмәт қиливатқан кишиләр билән мунасивәтни күчәйтиш.
 
4- башта истанбулдики уйғур мәктәп вә мәдрисилиридә дини вә миллий қиммәт қараш еңини күчәйтиш үчүн қәрәллик тәрбийә паалийәтлирини давамлаштуруш вә пәрзәнтлиримзиниң һәр саһәләрдә йетилип чиқши үчүн ата- аниларға алаһидә хизмәт ишләш, пәрзәнтлиримизниң дини вә милли җәһәттин шуурлуқ йетишип чиқши үчүн оқуш матирйаллири тәййарлаш вә мәдрисилиримизниң дәрсликлириниң бирдәкликини вуҗутқа чиқриш үчүн тиришчанлиқ көрсүтүш.
 
5- илаһийат саһалиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларға қарита елип бериватқан хизмәтләрни техиму җанландуруш қәрәллик һалда илмий муһакимә йеғинлирини орунлаштуруш.
 
6- өлималар бирлики пәтива бөлүминиң елип бериватқан хизмәтлирини техиму систимлиқ һаләткә елип келиш.
 
7- хәлқимизниң дини вә милли кимликини сақлап қелиш үчүн идивий хизмәтни техиму күчәйтиш, һәрхил батил пикир вә еқимларға майил болуп кетишниң алдини елиш үчүн дәвәт вә тәшвиқат хизмитини җанландуруш, хәлқимизни тоғра шәкилдә йетәкләш үчүн һәрхил васитилардин пайдилиниш, болупму хәлқимизниң аилә беғини күчләндүрүш үчүн алаһидә хизмәт қилиш.
 
8-хәлқимизниң дини еһтийаҗини көздә тутқан асаста тәтқиқат елип бериш, китаб, жорнал, вә үн-син бойумлирини тәййарлаш вә тарқитиш.
 
шәрқий түркистан өлималар бирлики
 
2024-йили 30-декабир