йеңидин тәшкилләнгән сүрийә армийисидә уйғур генерал вә қоманданлар йәр алди

сүрийәдә бәшир асад һакимийити ағдурулғандин кейин қурулған йеңи һөкүмәт сүрийәдики һәр қайси қораллиқ гуруппиларниң дөләт мудапийә министирликигә қошулуп, армийәниң йеңидин тәртипкә селинғанлиқини илан қилди. сүрийәдә һәрикәт қиливатқан «түркистан ислам партийәси» шам шөбисиниң һәрбий қомандани абдуләзиз давут худабәрди (заһид) сүрийә дөләт мудапиә министирлиқиниң 133-дивизийә генерали болуп тәйинләнгән болуп, башқа икки уйғурму полковник болған. 

сүрийәдә 2011-йили асад һакимийитигә қарши башланған ички урушниң вәзийитидә 2024-йилиниң ахирида зор өзгиришләр болди. бу айниң бешида, өктичи қораллиқ гуруппилардин шамни азад қилиш тәшкилати (һ т ш, һәәт тәһир әшшам) пайтәхт дәмәшиқни қолға чүшүрди вә арқидин мәзкур тәшкилатниң рәһбири әбу муһәммәд җәвлани дәмәшиқ мәсчитидә нотуқ сөзләп, барлиқ «сүрийә хәлқниң ғәлбисини» тәбриклиди. сүрийә президенти бәшар асадниң чәтәлгә қечип кәткәнлики илгири сүрүлди. 

ройтерс агентлиқиниң 30-декабир сүрийә мәнбәлирини асас қилип хәвәр қилишичә, сүрийә дөләт армийсидә уйғур, иорданийәлик вә түрк һәрбий әмәлдарлар йәр алған. дәмәшиқ даирилири йәкшәнбә күни 50 дәк һәрбий әмәлдарниң тизимликини илан қилған болуп, уларнң арисида аз дегәндә алтә нәпәр чәтәллик бар икән. 

түркистан ислам партийисиму байанат илан сүрийә дөләт армийисидә вәзипигә тәйинләнгән генерал вә полковникларни тәбриклигән. 

таратқуларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, мәзкур партийә әзалиридин абдуләзиз давут худабәрди биригада командири болуп тәйинләнгән, мәвлан турсун абдусәмәт билән абдусалам йасин әхмәт полковник болған. 

аммиви таратқулардики учурладин мәлум болушичә, генерал заһид 1977-йили 3-айниң 7-күни шәрқий түркистанниң ақсу шәһиридики диндар аилидә дунйаға кәлгән болуп, 1996-йили қуран кәримни тамамлап мурәттәп қари болған. 2021-йили сурийәдә һәрбий факултетини пүттүргән болуп, 2011-йилидин һазирға қәдәр һәрбий мәсул вә қоманданлиқ вәзипилирини өтигән.

мәлум болушичә, генерал заһид 1996-йилидин башлап хитайға қарши һәрикәтләрни давам қилип кәлгән болуп, 2011-йилидин башлап түркистан ислам партийәсиниң алдинқи сепиниң мәсули болған, кейин сурийәдә қоманданлиқ вәзиписини өтигән. бу җәрйанда 2013-йили һәләб шәһири әтрапидики истратегийәлик һәрбий газармиларни қайтуруп елиш,  2015-йилидики җисир шуғур шәһири вә әбу зуһур һәрбий айродурумини қайтурувелиш, 2016-йилидики һәләб шәһири муһасирисини бөсүп өтүш, 2018-йилидики сурақибниң шәрқий шималий райони җеңи, 2020-йилидики нейрабни қайтурувелиш вә җәбәл завийә районлирида йүз бәргән шиддәтлик җәңләрдә һәрбий қомандан болуп, нәтиҗиси алаһидә көзгә көрүнгән. 2024-йили 11-айниң ахирида башланған «таҗавузчиларни чекиндүрүш» һәрбий һәрикитидә идлиб фиронтниң баш қомандани болған. пайтәхт дәмәшқни фәтһи қилиш үчүн йол ечишқа сәвәб болған идлибниң җәнубий һама вә һомус вилайәтлиридики җәңләргә биваситә қоманданлиқ қилип, аләмшумул утуқларни қолға кәлтүргән.

түркистан ислам партийәсиниң сүрийәниң шам шөбиси сурийәдә һәрикәт қиливатқиниға он йилдин ашқан болуп, хитайниң уйғурларға қаратқан еғир бастуруш, ирқий қирғинчилиқ террор сийасити сәвәблик  қечип чиққан уйғурлардин тәшкил тапқан. бу җәрйанда әмәлий җәң маһарити йетилдүрүш мәқситидә сурийә хәлқиниң бәшшар әсәд һакимийитигә қарши җәңләргә рәһбәрлик қилған һәйәту тәһрирушшам билән биргә җиһад қилған. җамаәт йеқинқи күнләрдә тәшвиқат паалийитини күчәйтиш билән биргә, һәйәту тәһрирушшам билән биргә түрлүк җәңләргә қатнашқан.

11-айниң ахирида сүрийә қозғилаңчилириниң һуҗуми қозғилип, узун өтмәйла,  түркистан ислам партийәсиниң әсәд қисимлириға қарши җәң қиливатқанлиқи һәққидики синлар тарқалғаниди. йәнә бир синда  болса уларниң танка һәйдәп, һилал ай билән йултуз бәлгиси чүшүрүлгән көк байрақларни ләпилдәткән һалда дәмәшққә киргәнлики көрситилгәниди. сурийә ички уруши бойичә мустәқил тәтқиқатчи әймән җәвад әл тәмиминиң мухбирға ейтишичә, сурийә қозғилаңчиларниң ғәлибисидә түркистан ислам партийәси көрүнәрлик  рол алған.

бәшшар әсәд һакимийитиниң йиқилиши вә һ т ш ниң сүрийәниң һакимийитини қолға елиши дунйада күчлүк ғулғула қозғиған бир пәйттә, түркистан ислам партийәсиниң қошун сепидин орун елиши вә хитайға қарши байанатлири хәлқаралиқ таратқуларниң вә муһаҗирәттики уйғурларниң алаһидә диққитини қозғиғаниди.

2024-йили 31-декабир