хитайниң хотән вилайитидә йеңидин икки наһийә тәсис қилиши диққәт тартти

хитай даирилири хотән вилайитидә йеңидин икки наһийә тәсис қилған болуп, һәр иккилисигә хитайчә нам берилгән. бу наһийәләрдин бири һиндистан чегрисиға йеқин болған ақсай чин райониға җайлашқан болуп, һиндистан таратқулириниң диққитини тартти. 

аталмиш «уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт»ниң орган торида 27-елан қилинған уқтуруштин мәлум болушичә, хотән вилайитидә икки наһийә йеңидин тәсис қилинған болуп, хитай компартийәси мәркизи комитети вә дөләт ишлири мәһкимиси тәрипидин тәстиқланғанлиқи билдүрүлгән.

хитай таратқулириниң 27-декабир қилинишичә, «хеән наһийәси» (和安县) вә «хекаң наһийәси» (和康县) дәп хитайчә нам берилип, йеңидин тәсис қилинған икки наһийә хотән вилайитиниң башқурушида болидикән. алақидар уқтурушта хеән наһийәлик һөкүмәтниң хотән наһийәсидики йулғун базириға, хекаң наһийәлик һөкүмәтниң болса гума наһийәсидики шәйдуллаһ базириға җайлишидиғанлиқи уқтурулған.

хотән вилайити тарим ойманлиқиниң җәнубиға, коинлон теғи етәклиригә җайлашқан. нөвәттә, хотән вилайитигә қарашлиқ йәттә наһийә вә бир шәһәр бар болуп, улар ғәрбтин шәрққә тәртип бойичә гума наһийәси, қарақаш наһийәси, хотән наһийәси, хотән шәһири, лоп наһийәси, чира наһийәси, керийә наһийәси вә нийә наһийәси иди. 

хитай шәрқий түркистанни ишғал қилғандин тартип, һәрқайси наһийә-вилайәтләрдә мәмурий районларниң намини вә тәвәликини қалаймиқан өзгәртиш, хитайчилаштуруш, көпәйтиш йаки қисқартиш қатарлиқ қилмишлирини изчил давамлаштуруп кәлмәктә. хитайниң бу һәрикәтлири әмәлийәттә шәрқий түркистандики ишғалийитини пәрдазлаш, нопус қурулмисини өзгәртиш, контроллуқ вә назарәтни күчәйтиш қатарлиқ мәқсәтлири үчүн хизмәт қилмақта.

chinaindiaborder

хотәндә йеңидин икки наһийә тәсис қилиниши хәлқара таратқуларниңму диққитини тартқан, болупму бу наһийәләрниң хитай вә һиндистан арисидики талаш-тартишлиқ чегра райониға йеқин болуши таратқуларниң нәзиридин қачмиған. «дәккан хәвәрлири» ториниң 28-декабирдики хәвиридә, «хитай тәрипидин ишғал қилинған һиндистан земини ақсай чиндә йеңи наһийә тәсис қилинди» дейилгән. 

2024-йили 31-декабир