шәрқий түркистан өлималар бирликиниң саһибханлиқида түркийә вә түркийә сиртида шәрқий түркистан даваси үчүн хизмәт қиливатқан 40 тин артуқ шәрқий түркистан тәшкилатлири мәсуллири вә вәкиллири бир йәргә җәм болди.
2024- йили 31- декабир күни өткүзүлгән учришиш қуран кәрим тилавити билән башланди. қуран кәрим тилавитидин кейин, шәрқий түркситан өлималар бирлики тәшкилатлар ара мунасивәт бөлүми мәсули устаз сираҗиддин әзизи сөз қилип мундақ деди: вәтинимиз шәрқий түркистан пашист вә инсанлиқтин несивисини алмиған хитай мустәмликичилири тәрипидин ишғал қилинғандин бири, көрүватимизки, хитай җаллатлириниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулум вә ирқий қирғинчилиқи, мәдәний қирғинчилиқлири дунйаниң көз алдида давам қилмақта. ирқий қирғинчилиққа қарита йетәрлик һәрикәт вә қаршилиқ көрситәлмидуқ. буниң сәвәблиридин бири вәтәнниң истиқлали вә вә хәлқимизниң һөрлүкини қолимизға кәлтүрүштә бизниң мунтизим бир һәрикәт пиланимизниң болмаслиқи, тәшкилатлиримизниң маслишишчанлиқ ичидә һәрикәт қилмаслиқи, бәзи тәшкилатлар арисида бәзи бир ихтилапларниң давам қилғанлиқи бизләрни нишанға қарап илгириләштин тосуп қойиду. бүгүнкидәк учришиш вә өз-ара сөһбәтләрни давамлаштурушимиз, ихтилапларни түгитип ортақ һәмкарлиқ ичидә һәрикәт қилишимизға вәсилә болиду, дәп қараймән. бизниң бирликимиз вә өз ара иттипақлиқимиз, ғәлибини қолға кәлтүрүш үчүн интайин зөрүр.
у сөзиниң ахирда йәнә: «бүгүнкидәк учришиш вә сөһбәтни давамлаштуруш арқилиқ, өзара ихтилапни түгитип, ортақ нишан үчүн һәмкарлишип һәрикәт қилиш бирликимиз вә өзара иттипақлиқимизни қолға кәлтүрүштә толиму муһим» дегәнләрни тәкитлиди.
устаз сираҗиддин әзизиниң сөзидин кейин, достанә учришиш зийапитигә қатнашқа башқа тәшкилат мәсуллириму пикирлирини байан қилишти. шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда сөз елип, алди билән дәвитимизни иҗабәт қилип қәдәм тәшрип қилиған тәшкилат мәсуллири, вәкиллири вә җамаәт әрбаблириға рәһмәт ейтиш билән биргә, сүрийәдики өзгүрүшләр вә диктатор залим реҗимниң ағдурулушида уйғур қериндашлиримизниң сурийә хәлқиниң йенида туруп чоң ғәлибиләрни қолға көтүргәнликидин барлиқ шәрқий түркистан хәлқиниң хушал болғанлиқини ипадиләш билән биргә, сурийә вақитлиқ һөкүмити тәрипидин уйғур қериндашлиримизниң мудапиә министирлиқида йуқири унван бирилгәнликидин интайин хушал болғанлиқини вә алаһидә тәбрикләйдиғанлиқини байан қилди. у сөзидә йәнә, уйғурларниң нурғун милләтләрниң зулумдин қутулуши үчүн йардәм қилғанлиқини вә бу қетимқи нөвәтниң шәрқий түркистан хәлқиниң хитай ишғалийитидин қутулуш болишини үмит қилидиғанлиқини байан қилди.
бу қетимқи учришиш интайин сәмимий вә достанә муһәббәт ичидә өткән болуп, тәшкилат мәсуллири, өзлириниң шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ давасини қандақ қилип ғәлбигә ериштүрүш мумкинчилики вә хәлқарадики бәзи өзгүрүшләр тоғрисида пикир байан қилишити. ахирида көп сандики тәшкилат мәсуллири бу учришишни давам қилдурушниң зөрүрлүки вә һеч болмиғанда, хитайға қариши елип берилидиған намайиш, һейт - байрам, миллий мустәқиллиқ күнлиримиз вә бир қисим йиғинларни бирлишип өткүзүшниң мумкинликини тәкитлиди.
2025-йили 2-йанвар