һиндситан хитайниң хотәндә икки йеңи наһийә тәсис қилишиға наразилиқ билдүри

һиндситан һөкүмити хитайниң хотәндә икки йеңи наһийә тәсис қилишиға наразилиқ билдүри вә бу наһийәләрниң һиндситан федератсийә земини болған ладахниң бир қисим районлириниму өз ичигә алғанлиқини илгири сүрди. 

хитай шинхуа тори 2024-йили 27-декабир уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң хәтән вилайитидә йеңидин икки наһийә тәсис қилғанлиқини, хеән вә хекаң исимлик икки наһийәниң хитай компартийиси мәркизи комитетиниң тәстиқи билән қурулғанлиқини хәвәр қилған иди. 

һиндистан таратқулириниң 3-йанвар хәвәр қилишичә, һиндистан ташқи ишлар министирлиқи хитай-һиндистан чегрисида икки йеңи наһийә тәсис қилинғанлиқиға рәсмий наразилиқ билдүргән. 

игилинишичә, һиндистан ташқи ишлар министирликиниң байанатчиси рандир җайсвал (Randhir Jaiswal) таратқуларға мундақ дегән: «аталмиш ​​наһийәләр» ниң бир қисим җайлири ладахниң даирисигә кириду, һиндистан «хитайниң бу райондики һиндистан земинини қанунсиз игиливалғанлиқини әзәлдин қобул қилмиди». у һиндситанниң дипломатик йоллар арқилиқ хитайға наразилиқ билдүргәнликини тәкитлигән. 

байанатчи йәнә хитайниң тибәт вә һиндистан земинидин өтидиған йарлуңзаңбу дәрйасида чоң типтики су електр истаниси қуруш пиланиға қарита әндишисини билдүргән. 

хитай билән һиндситан оттурисидики чегра талаш-тартиши узун тарихқа игә. йеқинқи бир нәччә йилда шәрқий түркистан билән һиндистанниң чегриси болған ақсай чин вә ладах районлирини чөридигән бир қатар чегра тоқунушлири йүз бәрди. 2020-йили майда йүз бәргән бир чегра тоқунушида һиндистан вә хитай тәрәптин 20 дин артуқ әскәр өлгән болуп, өткән бир нәччә йилда икки дөләтниң йуқири дәриҗилик вәкиллири көп қетим сөһбәт өткүзди.

икки дөләт арисида техи 18-декабирда йуқири дәриҗиликләр учришиши өткүзүлгән болуп, һиндистан дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси аҗит довал билән хитай ташқи ишлар министири ваң йи чегра мәсилисини һәл қилиш һәққидә сөһбәтләшкән. 

2025-йили 3-йанвар