парламент әзаси әртуғрул қайа: «түркийә һөкүмитиниң сүрийәликләргә ишик ечип, уйғур қериндашлиримизға игә чиқмаслиқини һәргиз қобул қилмаймиз!»

«дәва» партийәсидин болған парламент әзаси әртуғрул қайа түркийә парламентида сөзләватқан көрүнүш. әнқәрә

хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум вә бесимлири давамлишиватқан бүгүнки күндә, түркийәдә сүрийә вә ғәззә мәсилисиниң давамлиқ тилға елинип, уйғур мәсилисиниң тилға елинмаслиқи, түркийәдики бәзи парламент әзалирини һәрикәткә кәлтүрди.

29-декабир күни «дәва» партийәсиниң парламент әзаси әртуғрул қайа әпәнди түркийә парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, түркийә һөкүмитини пәләстинликләр вә сүрийәликләрниң йенида турғандәк, уйғурларниңму йенида турушқа чақирди.

әртуғрул қайа әпәнди мундақ дегән: «йүрикимиздә бир йара бар, у болсиму шәрқий түркистандур. бу йара уйғур түрклириниң қени билән суғурулған, көз-йашлири билән йуйулған, өз вәтинидә әсир тутулуватқан қериндашлиримизниң йарисидур. шәрқий түркистанда хитайниң диний етиқадни чәкләш сийасити давамлишиватиду. хитайниң мусулман уйғур түрклиригә йүргүзүватқан зулум, ассимилйатсийә вә бесим сийасити ахири зор тирагедийәгә айланди. улар уйғур түрклириниң миллий өрп-адәтлири вә диний етиқадиға һөрмәт қилиш у йақта турсун, уларни хитайдәк болушқа мәҗбурлимақта. бу хитайниң ирқчилиқ сийаситиниң нәтиҗисидур».

парламент әзаси әртуғрул қайа әпәнди байанатида, һәр қайси дөләтләрниң, болупму түркийә һөкүмитиниң хитайниң бу җинайитини тохтитиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитләп, мундақ деди: «бу йәрдин дунйадики һәр қайси дөләтләргә шуни демәкчимәнки, уйғур түрклири әркинликкә еришиши керәк. биз, коммунист хитай һөкүмитидин дәрһал шәрқий түркистан хәлқиниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишини, диний етиқади билән йашишиға тосқунлуқ қилмаслиқини тәләп қилимиз. хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бу бесим сийасити бир милләтнила әмәс, бәлки пүткүл инсанийәтниң виҗданини айақ асти қилиду. һәммә милләт өз мәдәнийити вә муһитидин әркин нәпәс алалайдиған бир дунйа қурғили болмамду? бу соални сориғинимизда йүрикимиз ечишиду, көзимиз йаш билән толиду. уйғурлар тартиватқан дәрд-әләм бизниңму уйқумизни қачурмақта. хитай бу зулумни дәрһал тохтатсун! кишилик һоқуқ дунйавийдур. чеграси болмиған бу хәлқаралиқ хитабнамигә хитайниңму һөрмәт қилишини тәләп қилимиз. һечқандақ бир күч уйғурларниң негизлик һәқ-һоқуқлирини тартивалмаслиқи керәк!».

түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған 22 йилдин буйан түркийәни идарә қилип келиватқан адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәислик вәзиписиниму өтәп кәлмәктә. 2015-йилиғичә пирезидент әрдоған көп қетим уйғур мәсилисини тилға алған, һәтта 2009-йили 5-ийул үрүмчи қирғинчилиқи йүз бәргәндә хитайниң уйғурларға елип бериватқан сийаситини «ирқий қирғинчилиқ» дегән, шу сәвәблик хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. һалбуки, бүгүнки күндә у һәр вақит ғәззә билән сүрийә мәсилисини тәкитләватқан болсиму, әмма уйғур мәсилисини тилға алмиди.

парламент әзаси әртуғрул қайа әпәнди мәтбуат байанати йиғинида түркийә һөкүмитини әрәбләргә игә чиққандәк түркләрниң қан қериндиши болған уйғурларғиму игә чиқишқа чақирип мундақ дегән: «һөкүмәт бу мәсилигә қарита сүкүттә турмаслиқи керәк. сүрийәликләргә ишикимизни ечип, өз қан қериндашлиримиз болған уйғур түрклиригә игә чиқмаслиқини қәтий қобул қилмаймиз. уйғур түрклириниң хитайға қайтуруп берилгәнлики илгири сүрүлмәктә. буни ички ишлар министири билән әдлийә министиридин сораймиз: бу әһваллар растму? әгәр раст болса мәзлумни залимға тапшуруп беришниң, қериндашлиримизни хитайға қайтуруп беришниң ахирәттиму җазаси бәк еғирдур. биз түркийә һөкүмитиниң пәләстинликләрни қоллиғандәк уйғурларниму қоллишини тәләп қилимиз. бу бизниң инсанлиқ бурчимиздур».

бу қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғини һәққидә зийаритимизни қобул қилған парламент әзаси әртуғрул қайа әпәнди мундақ деди: «биз уйғурларниң әркинлики үчүн пүтүн күчимиз билән күрәш қилишни давам қилимиз. чүнки биз билимизки, һәр қандақ бир милләтниң әркинлики һәммидин муһимдур. уйғурларниң пәрйади бизниңму пәрйадимиздур. уларниң қайғуси бизниңму қайғумиздур. бу зийаритиңиз арқилиқ хитай һөкүмитигә шуни демәкчимәнки, уйғур түрклириниң әркинлики дәрһал қайтуруп берилсун. бизниң күришимиз инсанлиқ ғуруриға игә чиқиш күришидур. хитайниң зулуми түгимигичә, бизниң бу күришимиз давам қилиду. биз һәр даим уйғур түрклириниң йенида. биз уйғур түрклириниң авази болушни давам қилимиз».

парламент әзаси әртуғрул қайа әпәндиниң түркийә парламентида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғини түркийә дөләт телевизийәси (TRT) ниң үчинчи қанилида нәқ мәйдандин тарқитилди, шундақла иҗтимаий таратқуларда кәң һәмбәһирләнди.

әркин тарим

әркин асийа радиоси 

2025-йили 1-йанвар