көк байрақ
(бүгүн «зимистан» торида чиққан мушу темидики мақалиниң қисқартилма тәрҗимиси)
йеңи сүрийә һөкүмити алдинқи һәптә үч уйғур қомандандин бирини майор генираллиққа, иккисини полковниклиққа өстүрди. хош, нимә мәна чиқиду, бу тәрәққийаттин? гәпни мундақ башлайли: сүрийәдики уйғурлар панаһланғучиму, җәңчиләрму?
бу соалниң қисмән җаваби, уйғур җәңчиләр лазиқийә шәһирини қолға чүшүргини күни йәрлик аһалиләргә хитап қилған уйғур қоманданниң төвәндики сөзлиридин теплиду:
--- биз силәрниң муһаҗир қериндишиңлар, биз шәрқи түркистандин кәлдуқ. хитай бизни түрмиләргә ташлиди, өлтүрди, нәпәс алғини қоймиди... . биз силәр билән тунҗи қетим көрүшиватимиз, әмма биз бу йәрдә инқилап башланғандин буйан бар...дегинимиздәк, биз ата-анилиримиздин айрилдуқ, уруқ-туғқанлиримзидин айрилдуқ, силәр бизгә қучақ ачтиңлар, силәр бизниң ата-анимиз болдуңлар..... биз бу йәргә силәрни бисәрәмҗан қилғили кәлмидуқ, 10 йилдин бери бизгә қилған йахшилиқиңларни йандурғини кәлдуқ, силәрни әсәтниң әскәрлиридин қутулдурғили кәлдуқ, биз силәрни ташлап кәтмәймиз, җенимизни тикип қоғдаймиз....
бу байанлардин мәлумки, булар һәм панаһланғучи һәм җәңчи!
ирқий қирғинчилиқ давамлиқ йоқутушқила сәвәп болмайду, бәзидә генирал вә полкавникларниң йетишип чиқишиға түрткиму болуп қалиду.
сүрийәдики уйғурлар панаһланғучиму, җәңчиләрму?
бәш йил бурун сүрийәдики бир йуртдишимдин телипон кәлди, у вәтәндики бир инимниң дости иди. акилиқ сүпитидә уни сораққа тарттим:
---- хотун -балаңни уруш райониға елип келидиған бундақ тәлвиликни нимишқа қилдиң?!
у салмақлиқ билән җавап бәрди:
---- бу йәр бизниң вәтәндин бихәтәр, шуниң үчүн. мәсилән, бу йәрдә сақчилар йерим кечидә өйөңгә бесип кирип балилириңниң алдида қолуңни бағлап елип кетиш йоқ; бу йәрдә сән өткүзгән "җинайәт" үчүн айалиңни апирип қамап қойуш йоқ; бу йәрдә балаң 18 йашқа киргәндә "хәтәрлик әвлад" дәп лагирға елип кетиш йоқ; бу йәрдә дадаңни түрмидә өлтүрүп җәсидини бәрмәйдиған иш йоқ!!! пәқәт һәптидә йаки айда бир үстүңгә йаки әтрапиңға бомба чүшиду; рисқиң болса сақ қалисән, болмиса у дунйаға узайсән бир минутниң ичидә; йиллап ичиңгә аччиқ йутуш йоқ, аччиқтин йүрәк зәрдап болуш йоқ. техиму муһими бу йәрдә дүшминиң оқ атса, қойниң қозисидәк мөлдүрүләп туруп бериш йоқ, дүшминиң саңа 10 пай атқан йәрдә, сән униңға бир пай болсиму оқ аталайсән!!!
бу йазғанлирим, униң сөзиниңла әмәс, һессийатиниңму тәрҗимиси. охшаш пурақтики гәпни илгири ғайип оғлини издәп йүргән патигүл ғуламниңму еғизидин аңлиған идим:
---- сүрийәлик анилар мәндин бәхитлик икән, чүнки улар балиси өлсә җәситигә еришәләйдикән. сүрийәлик анилар мәндин тәләйлик икән, чүнки балиси түгәп кәтсә йиғлийалайдикән, техиму муһими, улар йиғлиса, пүтүн ахбарачилар диққитини беридикән, биздә миңлап йашлиримиз из-дерәксиз йоқап кәтсә, келип сорайдиған бир мухбир йоқ.
шуңа, инимниң ағинисиниң йуқарқи гәплиридин кейин авазимни бираз йумшаттим:
---- демәкчи болғунум укам, һамини чәтәлгә чиққан болғандикин, америка- йавропа тәрәпләргә келишкә бир урунуп баққан болсаң, тенч-хатирҗәм йашисаңлар...
гепимниң ахири чүшмәстинла гәп қатти:
--- ака силәр америка вә йавропада йашаватқанлар һазир тенч-хатирҗәмму?!--- соал наһайити йумшақ соралған болсиму, толиму мәсхирилик деди. чүнки сөһбитимизниң бешида инимни сориған вақтида, инимму қетилип аилимиздин 8 кишиниң түрмидә икәнликини, бу хил дәртниң муһаҗирәттә хели омуми икәнликини байан қилған идим. у мени техиму осал һалға чүшүрмәслик үчүн, гепини давамлаштурди:
---- әслидә ирқий қирғинчилиқ болуватқан йәрниң уруш районидинму хәтәрлик болидиғанлиқи ениқ иди, шуңа сүрийәгә айал-балилиримизни биллә елип келишниң һәйран қларлиқ йери йоқ иди.
ахирқи логикини рәт қилишқа мениң әқлий иқтидарим йәтмиди.
үч уйғур қоманданниң гепигә қайтайли- майор генирал абдулезиз давут худабәрди, полковник мәвлан турсун абдусәмәт вә абдуслам йасин әхмәдләр, бу орунға йахши бир панаһланғучи болғанлиқи үчүн әмәс, қәһриман җәңчи, йарамлиқ қомандан болғанлиқи тәйинләнди; бу вәзипә уларға һесдашлиқ қилип берилмиди, җәңгаһтики төһписигә қарап; бундин кейин пайдилинишқа болидиған тәҗирибилирини көздә тутуп берилди.
сүрийәдики уйғурларниң учур материйаллирида байан қилинишичә, абдуләзиз давут худабәрди, һәләптики әсәтниң һәрбий базисини қолға чүшүрүш, абузәбир айрудурумни қолға чүшүрүш, идлип шәһирини азад қилиш қатарлиқ 20 нәччә һалқилиқ җәңдә қоманданлиқ қилған. уйғур җәңчиләр ахирқи урушларда, һама, һумус, лазиқийә шәһәрлирини азат қилишта ачқучлуқ рол ойнап, дәмәшиқниң азад қилинишиға йол ачқан. бу әһвал, байиқи лазиқийәдики қоманданниң еғизида мундақ байан қилиниду:
---- бизниң (уйғур җәңчиләрниң) бир қисмимиз лазиқийәгә кәлдуқ, бир қисимимиз дәмәшиққә қарап илгириләватиду, йәнә бир қисмимиз ғәрп тәрәпкә қарап....
бирқанчә йил бурунқи бирләшмә агентлиқниң хәвиридә, уйғур җәңчиләрниң башқа гуруптикиләргә қариғанда, җәңгивар икәнлики, бундақ болушиға, улардики күчлүк етиқад вә кәйнигә чекиниш йоли болмаслиқ қатарлиқ амилларниң сәвәп болғанлиқи байан қилған иди. мәнчә, буларниң қирғинчилиқ болуватқан йәрдин кәлгән болуши вә бу қирғинчилиқни тохтитишқа чарә издәватқан болуши, уларниң җәңгиварлиқидики йәнә бир муһим амил. чүнки һайатта илкиңдики һәммә нәрсини йоқутуп қойған, һәтта қериндашлириңдинму айрилип қалған вақтиңда, бу дунйаниң тартишқудәк бир йериму қалмайду.
бүгүнгә қәдәр уйғур қирғинчилиқини испатлайдиған миңларчә пакит оттуриға чиқти, әмма б д т да йәнила, бу қирғинчилиққа ишәнмәйватқанлар бар. сүрийәдики уйғурларниң мәвҗутлуқиниң өзи вә йаңратқан садаси, йәни кишиләр қечиватқан уруш райониға келип җан сақлишиниң өзи уйғур қирғинчилиқиниң давам қиливатқанлиқиниң йәнә инкар қилинмас дәлили.
бу вәзийәттин хитай алидиған бирнәччә дәрс бар: қирғинчилиқ һәр вақит йоқутуш ролинила ойнимайду, бәзидә генирал вә полквникларниң йетишип чиқишиға түркә болиду...
қирғинчилиққа учриғанларни "дунйадики әң бәхтлик мусулманлар" дәп сахтпәзлик қилғини болиду, әмма, дәмәшиқтә болғандәк, вақти кәлгәндә, "хитайни вәтинимиздин қоғлап чиқиримиз" дәп һәқиқий реаллиқни оттуриға ачиқиду. қирғинчилиқни давамлаштуруп турупму дунйадики бир түркүм диктаторларниң, мәнпәәтпәрәст капиталист вә ахбаратчиларниң һимайисигә еришкили болуши мумкин, хийал қиливатқинидәк, дунйаниң хоҗиси болалмайду, әксинчә өзиниң гөрини чоңқурлап қазиду......
https://bitterwinter.org/
2025-йили 7-йанвар