америка һөкүмити теңшүн, ниңде қатарлиқ хитайниң бир қисим пән-техника ширкәтлирини хитай армийәсигә йардәм беридиған ширкәтләр тизимликигә киргүзди.
хәвәр қилинишичә, америка дөләт мудапиә министирлиқи 6-йанвар хитайниң тор ойуни вә иҗтимаий таратқу магнати теңшүн ширкити вә батарейә ишләпчиқарғучи ниңде дәвр ширкити қатарлиқларни өз ичигә алған бир түркүм хитай техника ширкәтлирини хитай армийәсигә һәмкарлашқан ширкәтләр тизимликигә киргүзгән.
бу һәқтә елан қилинған һөҗҗәттә дейилишичә, җаза тизимлики йәнә өзәк ишләпчиқарғучи чаңшин сақлиғуч техника ширкити, йийүән алақә ширкити вә учқучисиз айропилан ишләпчиқарғучи давтуң ширкити қатарлиқ хитай ширкәтлирини өз ичигә алидикән.
«1260H» дәп атилидиған бу тизимлик америкиниң алақидар қануниға асасән һәр йили чоқум рәсмий түзүлүши вә йеңилиниши керәк икән. федератсийә тизимлики тор бетидә елан қилинған уқтурушқа асасланғанда, бу тизимликкә 134 ширкәт киргүзүлгән.
теңшүн ширкити хитайниң даңлиқ алақә әп детали «үндидар»ниң ана ширкити болуп, теңшүнниң америкидики пай чеки ташқи перевот содисида %8 төвәнлигән. теңшүн ширкитиниң бу һәқтә елан қилған байанатида, ширкәтниң тизимликкә киргүзүлүшиниң ениқ хаталиқ икәнлики дәва қилинған. теңшүн байанатида йәнә: «биз һәрбий санаәт ширкити йаки һәрбий үскүнә тәминлигүчи ширкәт әмәс. җаза йаки експорт контроллуқиға охшимайдиған йери шуки, бу тизимлик бизниң содимизға тәсир көрсәтмәйду» дегән.
ниңде дәвр ширкитиму бу җаза тизимликиниң хаталиқ икәнликини вә ширкәтниң һечқандақ һәрбий ишлар билән шуғулланмайдиғанлиқини дәва қилған. мәзкур тизимлик һәққидә башқа ширкәтләр вә хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси мухбирларға җаваб қайтурмиған.
хитай ташқи ишлар министирлиқиниң йеңидин тәйинләнгән байанатчиси го җйакүн 7-йанвар мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, америкиниң кәмситиш характерлик тизимликләрни турғузуп, хитай ширкәтлиригә зәрбә бериватқанлиқи, бу хаталиқлирини дәрһал түзитиши керәклики һәққидә җар салди.
2024-йили 9-йанвар